"Дуняда тоқунуш болған районлар" намлиқ китапта уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилгән
2006.07.17

Түркийә сакаря университети хәлқара мунасивәтләр оқутқучиси доктор камал инат, бурһанәттин дуран, муһиттин атаман қатарлиқ кишиләр язған "дуняда тоқунуш болған районлар" намлиқ китаб әнқәрәдики нобел нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди.
Китаб, 708 бәттин тәркип тапқан болуп китабта оттура шәрқ, шималий африқа, явропа, кафкасийә вә оттура асия, африқа, америка, шәрқий вә җәнуби асиядики тоқунуш мәвҗут болған районлар вә у тоқунушларниң сәвәби аңлитилған. Китабниң оттура асия қисмида афғанистан, таҗикистан, өзбекистан, қирғизистан вә уйғур дияридики тоқунушлар вә бу тоқунушларниң сәвәблири тәпсили аңлитилған. Китабниң 327-бәтидә хәритиләр билән йәр берилгән "шәрқий түркистан уйғурларниң мустәқиллиқ күриши" бөлүмидә уйғур мәсилиси тәпсили баян қилинған. Бу бөлүм шәрқий түркистан мәсилисиниң изаһати, шәрқий түркистан мәсилисиниң оттуриға чиқиши, шәрқий түркистан мәсилисиниң дуня үчүн әһмийити, һуласә дегән қисимлардин тәркип тапқан.
Биз бу китаб һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн китабниң аптори доктор камал инат әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Һөрмәтлик доктор камал инат әпәнди, дуня мәсилилири әтраплиқ оз ичигә елинған бу китабни йезиш пикри сиздә қандақ пәйда болған?
Бу китабни йезиш пикри мән германийидә доктурлуқта оқуватқан вақтимда пәйда болған. У йәрдә дуняниң мәсилилирини системилиқ бир шәкилдә аңлатқан китабларни көргән идим. Түркийидә хәлқара мунасивәтләр кәспи йеңи кәсип болғачқа коп бошлуқлар бар. Түркийидә пәқәтла оттура шәрқ вә явропадики тоқунушлар аңлитилған китабларла бар иди. Шуңа түрк хәлқини дуняниң башқа районлиридики тоқунушлардинму хәвәрдар қилиш үчүн бу китабни йезип чиқтим.
Сиз китабиңизда оттура асияни кәлгүсидә әң коп тоқунуш мәйданға келидиған район дәп көрситипсиз. Һәқиқәтән шундақ боламду, немә үчүн ?
Көңлимиз дуняниң һечқандақ бир йеридә тоқунуш болушини халимайду әлвәттә, хәлқара мунасивәтләрдики нәзирийәләрдиму давамлиқ тинчлиқни яқилаймән. Әмма дунядики бәзи дөләтләрниң мәнпәәти түпәйлидин нурғун йәрләрдә тоқунушлар мәйданға кәлмәктә. Болупму, оттура асияда совет иттипақи парчиланғандин кейин у йәрдә мустәқил дөләтләр барлиққа кәлди. Бурундин тартип тоқунуш мәйдани болуп кәлгән түркистан җуғрапийиси 11-синтәбир вәқәсидин кейин йеңидин тоқунуш райониға айланди. Бүгүн шәрқий түркистан мәсилиси аста - аста дуняниң кун тәртипигә келишкә башлиди. Буниң сәвәби һәммимизгә мәлум болғинидәк 11-синтәбир вәқәсидин кейин хитайлар буни баһанә қилип туруп уйғур түрклирини бастурмақчи болди. Шуниң билән бу йәрдики инсан һәқлири дәпсәндилири дуняниң диққәт етибарини қозғашқа башлиди. Қисқиси, түркистан русийә билән хитайиң оттурисидики бир тәңпуң район. Америкиниң бу йәргә қизиқиши бу уч чоң дөләт оттурисида тоқунушқа сәвәп болмақта. Шуңа узун муддәттә бу районни тоқунуш райони дийишкә болиду.
Йеқиндин буян түркийидә чиққан китабларда шундақла сизниң китабиңиздиму уйғур мәсилисигә алаһидә йәр берилипту. Буниң түркийиниң уйғур сияситигә қандақ бир тәсири болар?
1949 - Йили хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин шәрқий түркистан бесивелинди. Хәлқарада тибәт мәсилиси бәк тилға елинған болсиму, уйғур мәсилиси анчә тилға елинмиди. Шуни қобул қилишимиз лазимки, әгәр бир мәсилигә ғәрб дуняси көңүл бөлсә ундин кейин дуняму көңүл болиду. Йеқиндин буян уйғур мәсилиси гәрб дунясиниң диққитини тартишқа башлиди. Мәсилән, йеқинда германийидә чиққан бир жорналда уйғур мәсилиси әтраплиқ баян қилинған бир мақалә бар иди. У мақалидә хитайларниң системилиқ һалда уйғурларни ассимилятсийә қилиш сиясити елип бериватқанлиқини йезилған. Бәлки, түркийидә бу хил мақалиләрниң көпләп йезилиши билән түркийә һөкүмити германларға охшаш хитай билән болған мунасивитидә уйғур мәсилисини инсан һәқлири җәһәттин тилға елиши мумкин дәп ойлаймән.
Сизчә түркийә һөкүмити шәрқий түркистан мәсилисини бир дөләт сияситигә айландураму?
Соалиңизни иккигә болуп җаваплаш мумкин. Биринҗиси, түркийә бундин кейин шәрқий түркистан мәсилисигә техиму бәк әһмийәт бериши керәк. Буниңда инсан һәқлири җәһәттин көңүл болиши мумкин, чүнки ғәрб дуняси бу мәсилигә инсан һәқлири җәһәттин көңүл болиду. Америка ташқи ишлар министирликиниң һәр йили инсан һәқлири доклатида уйғурларға йәр бериши кишини сөйүндүридиған бир әһвал. Икинҗиси, уйғурлар түркләрниң қериндиши болғачқа һечбир мәнпәәт күтмәстин уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл болиши керәк. Мәнчә түркийә кәлгүсидә уйғур сияситини турғузиду.
Һөрмәтлик доктор камал инат әпәнди бу китабни елишни халиғанлар қәйәрдин алалайду?
Бу китабни нобел нәшрияти нәшир қилди. Түркийидики путун китабханиларда сетиливатиду. Бу йәрләрдин алғили болиду.
Мунасивәтлик мақалилар
- "20 - Әсир уйғуристан намайәндилири" нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән батур әршидонуфни зиярәт
- "явропадин асияғичә мәсилилири болған түрк районлири" намлиқ китап нәширдин чиқти
- "Шәрқий түркистан хәлқиниң мустәқиллиқ күриши вә униң келәчики" нәшрдин чиқти
- Рисаләт керимованиң "уйғурларниң әнәниви бәдиий кәсп һүнәрвәнчилики" намлиқ китаби нәшр қилинди
- "Қара җулдики җәң" намлиқ китаб нәшр қилинмақчи
- Түркийидә һөкүм сүргән уйғур дөлитиниң тарихи һәққидә доктор камал гөдәни зиярәт(9)









