Д у қ хитай һөкүмитиниң пиланлишидики тор һуҗуми күчәйгәнлики һәққидә агаһландурди
2012.09.06
Қурултайниң илгири сүрүшичә, йеқиндин буян тәшкилат вә шәхсләргә бәзи қурултай рәһбәрлириниң намидин вирус қачиланған елхәт йолланған болуп, бәзи елхәтләр уларниң елхәт адресиға тәқлид қилип ясалған адреслар билән селинған.
Уйғур паалийәтчилиригә, аммиви тәшкилат вә хәлқара органларға йолланған бу хил елхәтләрниң аз дегәндә 4 хил вариянти байқалған болуп, бу елхәтләрниң мәзмуни д у қ ниң йеқинда голландийидә чақирилмақчи болған иҗраийә комитети йиғиниға охшаш, тәшкилатниң нөвәттики хизмәт күнтәртипигә мунасивәтлик ишларни тема қилған. Д у қ баянатта әскәртишичә, улар бу қетимқи тор һуҗуминиң бурунқи һуҗумлар билән болған охшашлиқи, униң көп тәрәплимилик алаһидиликигә қарап, д у қ ниң хизмитигә бузғунчилиқ қилиш мәқсәт қилған бу һуҗумда хитай дөлитиниң қоли барлиқиға ишиниду.
Баянатта, бу хил елхәтләр хитайниң д у қ вә башқа уйғур тәшкилатлириниң шәрқий түркистандики вә чәтәлдики уйғурларниң асасий кишилик һоқуқиға капаләтлик қилиш вә алға сүрүшни мәқсәт қилған тинч паалийәтлирини тәқиб қилиш һәрикити кишини пәвқуладдә әндишигә салидиған әһвалға берип йәткәнликидин дерәк беридиғанлиқини тәкитлигән.
Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси долқун әйса бу қетимлиқ тор һуҗуми һәққидә тохтилип, бу хил һуҗумларниң қәрәллик елип берилидиғанлиқи, д у қ муһим паалийәт орунлаштурған мәзгиллиридә яки зор вәқә йүз бәргән вақитларда көпийидиғанлиқини билдүрди.
Униң илгири сүрүшичә, бу қетимқи һуҗум д уқ ниң йеқинда голландийидә чақирилидиған иҗраийә комитети йиғини билән мунасивәтлик болуши мумкин. Уйғур миллий һәрикити рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим д у қ иҗраийә комитетини голландийә пайтәхти амистердамда пәвқуладдә йиғинға чақирған. Йиғинниң 21-авғуст башлинип, 3 күн ечилидиғанлиқи елан қилинған иди.
Д у қ ға қаритилған тор һуҗуми бу йил 6-айда бир қетим күчәйгән. Шу қетимқи һуҗум д у қ ниң японийидә 4-нөвәтлик қурултийи чақирилип, хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
6-Айдики тор һуҗумини америкидики каспәрискй лабораторийиси, намлиқ бир тор бихәтәрлик ширкити байқиған. Мәзкур орун 7-айниң башлири елан қилған доклатта көрситилишичә, мәзкур ширкәтниң мутәхәссислири 6-айниң 27 -күни алма компютер мәшғулат системисиға қаритилған тор һуҗумини тосуп қалған. Һуҗум уйғур паалийәтчилирини нишан қилған болуп, бу компютер саһәсидикиләр “илғар үзлүксиз тәһдит” дәп атайдиған вирус һуҗуминиң бир қисми.
Калпәрсикий лабораторийисиниң илгири сүрүшичә, “илғар үзлүксиз тәһдит” намлиқ вирус һуҗуми елип барғучи торбузарлири, алма компютери ишлитидиған бир қисим уйғур паалийәтчилирини таллап, уларға хаслаштурулған елхәт йоллиған. Бу елхәтләргә вируслуқ һөҗҗәтләр қистурулған. У алма компютер мәшғулат системисидин сүңгүч ечип учур оғрилаш иқтидариға игә. Доклатта, бу вирусниң өзини ниқаблаш үчүн бәзидә рәсимләргә қистурулуп йоллинидиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң бу хил тор һуҗумлиридин зади қанчилик мәхпий хәт-чәк вә һөҗҗәтләрни оғрилап кәткәнлики мәлум әмәс. Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса, гәрчә мәзкур тәшкилат һәр хил бихәтәрлик тәдбирлирини елип, тор һуҗуминиң бузғунчилиқидин сақлинишқа тиришип кәлгән болсиму, бирақ тор һуҗумини пүтүнләй тосуп қелиш имканийити йоқлуқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни елан қилған баянатида йәнә, қурултай намида елхәт тапшурувалған кишиләрни еһтиятчан болушқа агаһландуруп, униң раст яки сахтилиқини ениқлап ечишқа чақирған.
Д у қ ниң илгири сүрүшичә, бу уйғур вә тибәт вә башқа хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң елхәт сандуқиниң тунҗи қетим бу хил вирусниң һуҗумиға учриши әмәс. 2011-Йили 6-вә 7-айларда д у қ ниң тор бекити тор һуҗумиға учрап, еғир бузғунчилиққа учриған. Тор бекити пүтүнләй тақилип қалған иди. Тор һуҗуми тор бекити билән чәклинип қалмиған. Д у қ ишхана телефони вә янфон номури кашилиға учрап, д у қ ниң елхәт сандуқи икки күн ичидә нәччә миң әхләт йолланмилар билән тошқузуветилгән.
Долқун әйса, хитай һөкүмитиниң уйғур тәшкилатлириға тор һуҗуми қозғап, уйғурларниң учур елиш әркинлики вә хәлқара қанунларға бузғунчилиқ қиливатқанлиқи, дуня җамаәтчиликиниң бу хил қанунсиз һәрикәткә диққәт қилишини тәләп қилди.
Лекин хитай һөкүмити ғәрбтики кархана, һөкүмәт органлирини вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини нишан қилған бу хил тор һуҗумлирида өзлириниң қоли барлиқини изчил рәт қилип, тор һуҗумиға қарши туридиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси илгири елан қилған бу һәқтики бир баянатида “ җуңго һөкүмити торбузуш һәрикитигә қарши туриду. Җуңго қануни торбузарлиқни чәкләйду. Җуңгониң өзи торбузарларниң бузғунчилиқиға учраватқан дөләт” дегән.