Тонулған жорналист сәрвәт қабақли әпәнди билән сөһбәт (2)

Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди илгири ахир болуп, анатолийә агентлиқи, түркийә гезити вә тәрҗиман гезитлиридә обзорчи болуп ишлигән болуп, һазир түркийә әдәбиятчилар вәхпиниң башлиқи болуш билән бир вақитта, йеңи чағ гезитидә обзор язмақта.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.02
jornalist-serwet-qabaqli-305 Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди мухбиримизниң зийаритини қобул қилмақта.
RFA Photo / Erkin Tarim
  Сәрвәт қабақли узун йил уйғурларниң лидери рәһмәтлик әйса йүсүф алптекинниң йенида болған вә униң түркийә рәһбәрлири билән елип барған учришишлириға шаһит болған. Әгәр шәрқий түркистан давасиниң түркийидә билинмәйдиған тәрәплирини билишни халисиңиз тонулған обзорчи сәрвәт қабақли әпәнди билән елип барған сөһбитимизниң хатирисигә диққәт қилғайсиз.

Әркин тарим: һөрмәтлик сәрвәт қабақли әпәнди, сизниң әйса йүсүф алиптекин билән биллә түркийиниң бир қисим лидерлири билән чүшкән рәсимлириңиз бар, әйса йүсүф алиптекин әпәнди түркийиниң җумһур рәислири вә баш министирлири билән учрашқанда сиз давамлиқ йенида болған икәнсиз, бу учришишларда немиләр дейилгән иди?

Сәрвәт: әйса йүсүф алиптекин пүтүн дуняни айлинип йүрүп дуня лидерлириға шундақла түрк рәһбәрләргә шәрқий түркистан мәсилисини аңлитишқа тиришти. Әйни чағда түркийиниң сабиқ җумһур рәислиридин кәнан әврән җумһур рәиси болуп сайланғандин кейин хитайға зиярәткә бармақчи болди.

Биз кәнан әврән әпәндимгә шәрқий түркистанниң вәзийити баян қилинған бир парчә хәт йезип, уни мән ишләватқан тәрҗиман гезитиниң хоҗайини камал илиҗақ әпәнди арқилиқ йәткүзүп бәрдуқ. Әйни чағ әскири һакимийәт мәзгили болғачқа вәзийәт бәк чиң иди, һәтта әйса әпәндиниң түркийә сиртидики йиғинларға беришниму чәклимәкчи болған иди. Кейин рәһмәтлик турғут өзһал баш министир болди. Бурун түркийә дөлити шәрқий түркистан тәшкилатлириға бираз иқтисади ярдәм берәтти. Һәрбийләр сиясий өзгириш елип берип һакимийәтни қолға алғандин кейин тохтап қалди.

Биз турғут өзһалға дәп бу ярдәмниң әслигә кәлтүрүлүшини тәләп қилдуқ. Турғут өзһал дәрһал министир һәсән җалалға телефон қилди, шуниң билән дөләтниң ярдими әслигә кәлгән иди. Милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи алпарслан түркәш вә сабиқ дөләт рәиси сулайман демирилләрму шәрқий түркистанлиқларға көп ярдәмләрни қилған иди. Бурун түркийиниң дөләт рәһбәрлири хитайлар билип қалса икки дөләт мунасивитигә тәсир йетиду, дәп қарап әйса йүсүп алиптекин әпәнди билән хәт арқилиқ алақә қилишатти. 1990 - Йиллириниң башлирида турғут өзһал җумһур рәиси болғандин кейин, мән турғут өзһалға шәрқий түркистан һөкүмитиниң баш секритари, уйғурларниң лидери әйса йүсүф алиптекин сиз билән көрүшүшни арзу қиливатиду, қандақ дәйсиз дәп соридим. Мән хитайлар билип қалмисун дәп мәхпий әкилип көрүштүримиз һәрқачан, дәп ойлиған идим.

Әмма өзһал болса мәтбуат баянатчиси қая топәр әпәндини йениға чақирип, шәрқий түркистан хәлқиниң бүйүк лидери әйса йүсүф алиптекин әпәнди мән билән көрүшсәм дәпту, пүтүн чәтәллик вә түрк мухбирларға ухтуруңлар, мән әтә әйса әпәнди билән учришимән, деди. Шуниң билән пүтүн мәтбуат хадимлириға хәвәр қилинди, әтиси саәт 10 да әйса әпәнди билән бирликтә оғли арслан алиптекин, жорналист  достум камал чапраҗ вә мән үчимиз истанбул харбийәдики һәрбий меһманханиға бардуқ. Түркийә рәис җумһури турғут өзһал интайин қизғинлиқ билән әйса йүсүф алптекинни қобул қилди.

Әйса йүсүф алиптекин болса җумһур рәиси турғут азһалға уйғур допписи билән тон тәқдим қилғандин кейин шәрқий түркистан һәққидә сөһбәт елип барди. Кейин турғут өзһал шәрқий түркистанниң чоқум мустәқилликкә еришидиғанлиқини, өзлири көрәлмисә балилириниң яки нәврилириниң чоқум буни көридиғанлиқини ейтти. Бу түркийә тарихида тунҗи қетим мухбирларниң алдида бир җумһур рәисиниң шәрқий түркистан һәққидә дегән сөзи болуп тарихқа йезилди. Бу түркийә тарихида наһайити муһим бир һадисә иди.

Әркин тарим: һөрмәтлик сәрвәт қабақли әпәнди, түркийиниң җумһур рәислири, баш министирлири һәммиси шәрқий түркистан һәққидә мана мушундақ яхши гәп, яхши тиләкләрни қилған икән. Һазирқи баш министир рәҗәп тайип әрдоғанму истанбул шәһириниң башлиқи вақтида әйса әпәндини йоқлап туридикәнтуқ, бүгүнки күнгә кәлгәндә болса уйғурларниң һазирқи лидери рабийә қадир ханимниң түркийигә киришигә виза берилмәйватиду, буниңға қандақ қарайсиз?

Сәрвәт: һазирқи баш министиримиз рәҗәп тайип әрдоған истанбул шәһириниң башлиқи вақтида әйса йүсүф алптекинни һөрмәтләп униң қолини сөйгән кишиләрниң бири иди. Униң шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн дуа қилғанлиқини көргән идим.

Һәтта рәҗәп тайип әрдоғанниң шәрқий түркистанлиқ мусулманлар үчүн дуа қиливетип көз йеши төккәнликини, әйса йүсүф алиптекин вапат болғанда болса йәнә униң җиназини мүрисигә елип тошуғанлиқиниму көргәнмән.

Әмма бүгүнки күнгә кәлгәндә пүтүн дуня дөләтлиригә халиғанчә берип шәрқий түркистан давасини аңлитиватқан рабийә қадир ханимға "хитай билән болған мунасивитимизгә тәсир йетиду," дәп виза берилмәйватиду. Бу түркийә үчүн бир әйибтур, бичарилиқтур. Мән буни әйибләймән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.