Йәттинчи нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийиға көп санда уйғур түрколог қатнашти

Түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә чақирилған йәттинчи нөвәтлик түрк тили қурултийи ғәлибилик аяғлашти. 24 - Сентәбирдин 27 - сентәбиргичә әнқәрә билкәнт меһмансарийида өткүзүлгән йиғинға америка, явропа дөләтлири, русийә федиратсийәси, оттура асия түркий җумһурийәтлири қатарлиқ 25 дөләттин 80 түрколог вә түркийә җумһурийитидин 127 түрколог қатнашти.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.09.27
7-nowetlik-turk-tilliri-qurultiyi-305.png Йәттинчи нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийидин бир көрүнүш
RFA/Erkin


Уйғур түркологлардин шинҗаң университети оқутқучиси профессор, доктор ғәйрәтҗан осман, “қәшқәр деаликтида сақлинип кәлгән оғузчә сөз аталғулар” мавзулуқ мақалисини, мәркизий милләтләр университети оқутқучи дотсент, доктор моллинияз турнияз әпәнди “тилимизниң фонтекиға бай тил икәнликиниң тавушлуқ асасий”, алим йүсүп вә патигүл мәмәт “уйғурчидики тавуш өзгириши” намлиқ мақалисини, шинҗаң пидагокика университети оқутқучиси дотсент, доктор абдусалам шүкүр ноһ, “қәдимқи түрк тилиниң иситилистикилиқ алаһидилири”, бейҗиң милләтләр нәшрияти уйғур бөлүминиң мудири әхмәтҗан сайрам, “түркчә - уйғурчә аһаңдаш сөзләр һәққидә” намлиқ мақалисини, мәркизий милләтләр университети оқутқучиси, профссор, доктор мунәввәр һәбибулла ханим, “саларчидики пеилларниң буйруқ райиниң етимологийиси тоғрисида” намлиқ мақалисини оқуп өтти.

Йиғинниң ечилиш нутуқини түркийә парламенти башлиқи җәмил чечәк сөзлиди. У нутиқида түрк тили учраватқан әң зор хәвпләрдин бириниң тилниң булғиниши икәнликини көрситип мундақ деди: “бир милләтниң тили бузулса, күлтүри вәйран болиду, илим һаяти бузулиду. Тилниң җәмийәттики ишлитилишиму бузулиду. Сөзлишиштә қийнилимиз. Буниң билән, башқа тилларда сөзлишишкә башлаймиз. Өз - ара ятлишиш келип чиқиду. Өз - ара салам бәргәндә охшаш бир кәйпият, охшаш бир дуняни һес қилалиған инсанлар оттурисидики арилиқ йирақлишиду. Нәтиҗидә бүгүнни вә кәлгүсини яритишта қийинчилиққа дучар болимиз.

Миллий әнәнимизни әвладтин әвладқа йәткүзүштә, бир - биримиз билән мунасивәт орнитишта, нәсилләр арисидики мунасивәтни сақлашта қийинчилиқларға учраймиз. Күнимиздә йүз бериватқан һадисә буниңдин ибарәт.

Мәшһур шаир фузулини, бақини чүшәнмәйдиған һаләткә чүшүп қалдуқ. Бүгүнки йеңи нәсил 1923 - йили йезилған чанаққәлә дастанини чүшәнмәйду. Әслидә бу дастан, дөлитимизниң, хәлқимизниң тарихи, миллитимизниң мусибитидур. Буни билишимиз, буни өгинишимиз вә чүшинишимиз шәрт.

Муавин баш министир бүләнт аринч әпәнди, йиғинда қилған нутиқида тили йоқ милләтниң күлтүриниңму вәйран болидиғанлиқини көрситип мундақ деди: “тилда үстүнлүккә еришәлмигән бир милләтниң, күлтүр җәһәттинму һәқиқий үстүнлүккә игә болалмайдиғанлиқини ядимизда тутишимиз керәк.”

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йәттинчи нөвәтлик түрк тили қурултийида оқуп өтүлгән мақалиләрниң көпи дуняниң һәрқайси районлиридики йоқ болушқа йүз тутқан кичик түркий тиллар вә дунядики чоң дөләтләрниң тил сиясити һәққидә болуп, уйғур тилшунасларниң уйғурчиниң ечинишлиқ әһвали һәққидә һечқандақ гәп - сөз қилмаслиқи диққитимизни тартти.

Биз бу йиғин һәққидә тәсиратини елиш үчүн бу йиғинға қатнишиватқан исмини ашикарилашни хаһлимиған уйғур доктор оқуғучи билән сөһбәт елип бардуқ.

Исмини ашикарилашни хаһлимиған доктор оқуғучи бу йиғинда уйғур тилиниң бүгүнки вәзийити һәққидиму илмий тәтқиқатларниң кәмчил болғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.