' Түркий тиллар дивани' үчүн рус вә хитайлар тәрипидин җазаланғанлар
Мухбиримиз арслан
2008.12.31
2008.12.31

RFA Photo / Erkin Tarim
Түркий тиллар диванини тәрҗимә қилғанлар өлтүрүлгән
Мақалидә дейилишичә йәнә, 1937 - йили мәшһур уйғур шаири қутлуқ һаҗи шәвқи вә мәрипәтпәрвәр шаир муһәммәд әли әпәндиләр, түркий тиллар диванини тәрҗимә қилғанлиқлири үчүн өлтүрүлгән вә пүткүл тәрҗимә материяллири көйдүрүветилгән.Қутлуқ шәвқий һәҗ қилиш җәрянида, истанбулға келип, түркий тиллар диваниниң түркийиниң килисли шәһиридә нәшир қилинған нусхисини өз вәтинигә елип кәткән вә тәрҗимә қилишқа башлиған, уларниң мәрипәт дуняға хизмәт қилиш үчүн елип барған илмий хизмәтлири һаятиниң ахирлишишиға сәвәб болған.
Мақалидә билдүрүшичә йәнә, " уйғурлар 1944 - йили шәрқий түркистан җумһурийитини қурғанда тунҗи хизмити, түркий тиллар диванини тәрҗимә қилиш билән башланған, бу иш үчүн мәшһур алим исмаил дамоллам вәзипигә тәйинләнгән, исмаил дамоллам, биринчи җилидниң тәрҗимисини пүттүрүш алдида, русийә билән хитайниң бирликтә қарши туруши билән шәрқий түркистан җумһурийити ағдурулған."
Доктур фәхри солак әпәнди мақалисидә йәнә мундақ язған: " шәрқий түркистан хитайлар тәрипидин ишғал қилинғандин кейин уйғур диярида, уйғур аптонум һөкүмити қурулди, у вақиттики қәшқәр шәһириниң валиси сәйдулла сәйфулайеф, мәхсус мәбләғ аҗритип, түркий тиллар диванини тәрҗимә қилишни пиланлиған вә мәшһур тарихшунас, шаир әхмәт зия әпәндини у китабни тәрҗимә қилишқа тәйинлигән. 1952 - Вә 1954 - йиллар арисида түркий тиллар диваниниң тәрҗимиси пүткән вә китабни бастуруш үчүн бейҗиңға әвәткән, китабни бастуруш мәблиғиму қәшқәр шәһәрлик мәмурий мәһкимиси тәрипидин орунлаштурулған, әмма бейҗиң даирилири, әхмәт зияни "әксил инқилабчи вә милләтчи "дегәндәк җинайәтләр билән әйибләп, 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған, түркий тиллар дивани тәрҗимиси билән биргә көйдүрүветилгән."
Мақалиниң давамида йәнә, тиришчан уйғурлар йәнә бир қетим түркий тиллар дивани, 1963 - йили, хитай иҗтимаий пәнләр академийиси уйғур райони бөлүминиң муавин мудири уйғур сайрами тәрипидин тәрҗимә қилинғанлиқи, түркий тиллар диваниниң тәрҗимисиниң текистлири көйдүрүветилгәнлики йезилған.
Доктур фәхри солак әпәнди мақалисидә йәнә мундақ дәйду: "мушундақ паҗиәләр йүз берип турсиму уйғурларниң түркий тиллар диваниға болған қизиқиши азлимастин дәл әксичә күчәймәктә иди. Хәлқ вә билимлик шәхсләрниң тәлипигә бинаән, түркий тиллар дивани ибраһим мутиийниң башчилиқида, абдусалам аббас, абдуреһим өткүр, абдуреһим һәбибулла, абдурешит кәрим, абдулһәмид йүсүп, хәлим салиһ, һаҗи нураҗи, осман муһәммәд нияз, имин турсун, сабит рузи, муһәммәд имин вә мирсултан османоф қатарлиқ шәхсләрдин тәркип тапқан 12 кишилик бир гуруппа тәрипидин тәрҗимә қилинған, шундақ қилип түркий тиллар диваниниң уйғурчә тәрҗимиси 1983 - йили үрүмчидә 3 җилид шәкилдә 10 миң нусха бастурулуп нәшир қилинған."
Мақалидә билдүрүшичә, "түркий тиллар дивани қазақистан вә әзәрбәйҗанда болса совет иттипақи йимирилгәндин кейин нәшир қилинған."
Түрк тилида мәһмут қәшқириниң лексийиси
Мақалидә йәнә мәһмут қәшқириниң йәнә бир қиммәтлик әсири болса "китабу җаваһирин нәһви фий луғәтит түрк " болуп, у китаб дуня тарихиниң тунҗи тил мәнбәси болған китаблардин бири дәп тонулған, бу китаб һазирғичә тепилмиған, мәһмут қәшқириниң бу грамматика китаби тепилип қалса, бүгүнки түрк шивелири арисида давам қиливатқан грамматика һәққидики мәсилиләрниң һәл болиши үчүн муһим рол ойнайдикән вә түрк тили һәққидә бәс - муназирә қилиниватқан көплигән мәсилиләрниң һәл болушиға имканийәт яритидиғанлиқи билдүрүлгән.Мақалидә билдүрүшичә, явро - асия язғучилар җәмийити тәрипидин мәһмут қәшқириниң "китабу җаваһирин нәһви фий луғәтит түрк" дегән китабини издәп тапқанларға мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән, 1000 данә җумһурийәт алтуни мукапат берилидиғанлиқини елан қилған. Түркийиниң бир данә җумһурийәт алтуни оттура һесаб билән 200$ америка доллири қиммитигә игә.