Түркийә кабулда университет қурмақчи


2008.03.19

Түркийидики бәзи телевизор қаналлирида түркийиниң кабулда университет қурмақчи болуватқанлиқи һәққидики хәвәргә йәр берилди. Хәвәрдә түркийә җумһурийити дөлитиниң кейинки 17 йил ичидә қазақистан вә қирғизистанда университет қурғандин башқа, бүгүнки күндә афғанистан, шималий ирақ вә косова қатарлиқ дөләт вә районларда университет қуруш үчүн тәйярлиқ қиливатқанлиқи илгири сүрүлди.

Түркийә билән афғанистан оттурисида қәдимдин тартип зич мунасивәт болған

Афғанистанни йеңидин бина қилиш вә у йәрдә муқимлиқни бәрпа қилиш үчүн бурундин тартип күч чиқириватқан түркийә, әмди афғанистанниң пайтәхти кабулда университет қурмақчи. Түркийә ташқи ишлар министирлики билән түркийә алий мәктәпләрни башқуруш идариси ортақлишип елип бериватқан бу иш пиланиға асасән қурулидиған түрк - афған университетида алди билән, педагогика факултети ечилидикән. Оқутқучилар түркийидин әвәтилидиған бу университетта пүтүн дәрсләр енгилиз тили билән түрк тилида өтүлидикән. Оттура асия тәтқиқат мутәхәссислири телевизорларда баян қилған көз қарашлирида, түркийә билән афғанистан оттурисида қәдимдин тартип зич мунасивәт барлиқини, афғанистанда муқимлиқни әмәлгә ашуруш үчүн пәқәтла һәрбий күчкә тайинишқа болмайдиғанлиқини, һәр хил ярдәмләр билән афғанистан хәлқиниң көңлини елиш керәкликини илгири сүрүшмәктә.

Қазақистан вә қирғизистан дөләтлири билән шерик университет ачқан түркийә җумһурийити, әмди оттура шәрқ техника университети арқилиқ йеңи мустәқил болған косовада университет қурмақчи болуватиду.

Мунасивәтлик органлардин алған мәлуматларға қариғанда, түркийә бир қанчә йил бурун ташқи ишлар министирлики билән алий мәктәпләрни башқуруш идариси ортақ комитет қуруп, афғанистанда университет қурушниң пиланини түзүшкә башлиған, улар бу пиланда түркийиниң қазақистан вә қирғизистан билән ортақлишип қурған әһмәт йәсеви университети билән манас университетини өрнәк қилған. Йәнә биз мунасивәтлик идаридин алған мәлуматларға қариғанда, түркийә һазирғичә афғанистанда 20 әтрапида оттура мәктәп ачқан болуп, әмди университет ачмақчи икән. Афған оқутқучилар йетиштүрүлгәндин кейин, аста - аста башқа факултетлар ечилидикән.

Түркийә афғанистанда немә хизмәтләрни қилди

Түрк ширкәтлири бүгүнгичә афғанистанда бир йерим милярд долларлиқ, 209 иш пиланини өз үстигә алған. Һазирғичә 27 мәктәпниң бинасини салған, 38 миң оқуғучиға оқуш пурсити яритип бәргән. Булардин башқа түркийә афғанистанлиқларға 5 дохтурхана, 5 шипахана селип бәргәндин башқа, 78 қудуқ ечип бәргән. Булардин башқа түркийә армийиси афғанистандики хәлқара бихәтәрлик вә ярдәм армийиси йәни исафта актип вәзипә өтәп кәлмәктә. Түркийә армийиси һазирғичә икки қетим бу хәлқара бирләшмә армийисиниң қоманданлиқ вәзиписини өз үстигә алди.

Афғанистанда түркийә дөлити ачқан мәктәпләрдин башқа, түрк вәқиблири қурған мәктәпләрму бар. Өткән йили 9 - айда түркийигә рәсмий зиярәт үчүн кәлгән әнглийә ташқи ишлар министири давид милибанд, түркийиниң хәлқарада ойнаватқан иҗабий роли үстидә тохтилип, түркләрниң афғанистанда ачқан қиз оттура мәктипини махтиған иди. Әнглийә ташқи ишлар министири махтиған бу мәктәп сабиқ ташқи ишлар министири абдуллаһ гүлниң йолйоруқи бойичә ечилған иди. Афғанистан дөләт башлиқи хамит карзай йеқинда түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанға телефон қилип, түркийиниң маарип җәһәттин афғанистанға қилған ярдимидин қаттиқ тәсирләнгәнликини тәкитлигәндин кейин, түркийиниң афғанистанда техиму көп мәктәп ечишини тәләп қилған.

Түркийә шималий ирақ вә косовадиму университет ачмақчи

19 - Март күни түркийә явро - асия гүндәми намлиқ интернет гезитидә йәр алған хәвәргә қариғанда түркийә, йеңи мустәқил болған косова билән шималий ирақтики түркмәнләр зич олтурақлашқан әрбил вилайитидиму университет қурмақчи икән. Косова дөләт башлиқи фатмир сәйдиу түркийиниң бу ярдимигә рәһмәт ейтидиғанлиқини ейтқан. Түркийидики тонулған университетлардин бири болған билкәнт университетниң қурғучиси проф. Др. Иһсан доғрамачи шималий ирақниң әрбил дегән йеридә туғулған болуп, америка харверт университетини пүттүргәндин кейин, түркийигә җайлашқан. У һазир әрбил вәхпини қуруп, бу вәқип арқилиқ туғулған юрти әрбилдә университет қурушқа тәйярлиниветипту.

Афғанистанниң түрк дунясидики орни

Совет иттипақи йимирилгәндин кейин түркийә оттура асия түркий җумһурийәтлири билән болған мунасивитигә алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Бу җумһурийәтләрдә университетлар қурмақта. Афғанистандиму университет қуруштики мәқсиди немә? ғази университети хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси др. Мәһмәт сәйфәттин әрол әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: "түркийә түрк дуняси билән мунасивәтлик йеңи иш пиланлири түзүп чиқишқа тиришиватиду. Бу җәһәттин дегәндә афғанистан адәттики бир йәр әмәс, җәнубий түркистандур. Иккинчидин афғанистан, қәдимдин тартип, болупму түркийә җумһурийити қурулған вақиттин тартип түркийиниң түркий милләтләр билән болған мунасивитини күчәйтиштә муһим рол ойнап кәлгән бир дөләт. Шуңа түркийә бурундин тартип афғанистан билән болған мунасивитигә алаһидә әһмийәт берип кәлгән иди. 11 - Сентәбир вәқәсидин кейин америка афғанистанға киргәндин кейин, афғанистанда вә дуняда йеңи бир вәзийәт мәйданға чиқти, түркийә бу вәзийәттин пайдилинип афғанистан билән болған мунасивитини қайтидин тәрәққи қилдуруш үчүн, афғанистанға һәр җәһәттин ярдәм қилмақта. Афғанистанда университет қуруш пиланиму булардин бири дәп қараймән.

Др. Мәһмәт сәйфәттин әрол әпәнди афғанистанниң түркийиниң түрк дунясиға ечилған ишики икәнликини, афғанистанда көп санда түркий милләтләрниң барлиқини, шуңа түркийиниң у йәрдә университет ечишниң интайин чоң әһмийәткә игә икәнликини ейтип мундақ деди: "түркийидин қарайдиған болсақ, афғанистан түркийиниң түрк дунясиға ечилған ишигидур. Иккинчиси афғанистанда муқимлиқ бәрпа болса, террорни йоқатқили болиду. Үчинчидин афғанистан түрк дунясиниң бир парчиси, чүнки афғанистанниң шималида түркий милләтләр олтурақлашқан. Төтинчидин афғанистан оттура асия нефитини һинд окяни арқилиқ дуняға сетиш үчүн наһайити муһим бир дөләт. Шуңа түркийә түрк дуняси сияситидә афғанистанғиму әһмийәт бериши керәк." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.