Түркийидә "2010 - йили әйса йүсүп алптекин паалийәтлири" намида мусабиқә өткүзүлди
Ихтийари мухбиримиз әркин тарим
2010.08.02
2010.08.02
18 Күн давам қилған бу паалийәт ахирлашқандин кейин, 7 - айниң 28 - күни ахшам қәйсәри шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң һойлисида нәтиҗә қазанған оқуғучиларға медал бериш мурасими өткүзүлди. Мурасимға қәйсәридики пүтүн уйғурлар вә түрк аммиви тәшкилат мәсуллиридин болуп көп санда киши қатнашти.
Медал бериш мурасимида д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди сөз қилди. Кейин биринчиликкә еришкәнләргә медал тарқитилди. Мәмәт имин буғра шеир мусабиқисида биринчиликкә еришкән миһрай өзхан, мәмәт әли тәвпиқ шеир мусабиқисида биринчиликкә еришкән туғба өзхан, йүсүп хас һаҗип мақалә мусабиқисида биринчиликкә еришкән гүлшән алтан қатарлиқларға медал берилди.
Путбол мусабиқисида осман батур путбол командиси биринчиликкә, сабит дамоллам путбол командиси иккинчиликкә еришкән болуп, бу икки командида путбол ойниған яш - өсмүрләргә мукапат берилди. Кейин др. Мәсут сабри байқози шаһмат мусабиқисида биринчиликни қолға кәлтүргән абдулазиз һаҗиға медал берилди. Бу паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәндиниң ейтишичә шәрқий түркистан давасиға өчмәс төһпиләрни қошқан әйса йүсүп алптекинниң намида бундақ бир паалийәт өткүзүш арқилиқ уйғур тарихидики муһим шәхсләрни уйғур яш өсмүрләргә өгитиш, бу арқилиқ шәрқий түркистан давасини уларға аңлитиштин ибарәт икән. Биз бу паалийәт вә медал бериш мурасими һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн паалийәткә қатнашқучилар вә бу паалийәтни уюштурғучилар билән сөһбәт елип бардуқ.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.