Түркийидә мусулманларниң һазирқи әһвали намлиқ китаб нәшр қилинди
2012.11.30
Бу китабта мусулманларниң пәйғәмбәр әләйһссаламниң дәвридики юқири пәллидин кейинки дәврләрдә төвән орунға чүшүп қелишидики амилларни вә мусулманларниң тарихи җәрянларда нурғун талапәтләргә учриғанлиқидики сәвәбләрни йорутуп бериш билән биргә, ислам ойғиниш һәрикити вә бу һәрикәтниң қолға кәлтүргән нәтиҗилири тоғрисида тохталған.
621 Бәтлик бу китаб йәттә бөлүмдин тәркип тапқан болуп, китабниң кириш сөзидә бу китаб тоғрисида мундақ дейилгән: ислам дунясиниң бешиға бурунму нурғун кризислар вә балайи - қазалар кәлгән болуп, мусулманлар земинлиридин, мал - дунялиридин вә юрт маканлиридин айрилип қалған, бирақ улар тарихтин буян һазирқидәк еғир күнгә қалған әмәс. Мусулманлар тунҗи қетим баш көтүргәндә, дуняниң башқа җайлиридики кишиләр игә болған мадди мәдәнийәт вә илим - пәнгә еришмәкчи болса, икки тәрипидики қәдими дөләт парс вә румлардин өгинишкә мәҗбур болатти. Улар әмәлийәттиму шундақ қилди. Бирақ улар һеч бир вақит баш әгмиди, таң қалмиди, улар мөмин болғанлиқлири үчүн өзлирини һаман юқири һес қилди. Мусулманлар юнанлиқларниң билимлирини қобул қилди, бирақ уларниң мәшһур әпсанилирини қобул қилмиди. Чүнки бу әпсаниләрдә бутпәрәслик җаһилийити тәсвирләнгән болуп оқушқа әрзимәйтти.
Китабта йәнә, тарихи җәрянда, мусулманларниң диний етиқади вә әқидилиригә хилап болған пикир - қарашларни қобул қилиш билән тәң, өзлириниң мусулманлиқидин йирақлишип кетишидики сәвәбләрни йорутуп бәргән вә мусулманларни һәқиқий ислам қаидә - түзүмлири бойичә яшашқа, диний етиқади йолида чиң турушқа чақириқ қилған.
Биз бу китаб тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн истанбулдики сутуқ буғрахан маарип нәшриятиниң мәсули мөминҗан вә диний алим абдукәрим кучар әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдукәрим кучар әпәнди бу китабниң әһмийити тоғрисида тохтилип, бу китабниң уйғур мусулманларға нисбәтән, дин дүшмәнлири өтмүштики мусулманларниң иман - етиқадини бузуш үчүн қандақ һийлә - нәйрәңләрни ишләткәнликини, қандақ зиянкәшлиқ қилғанлиқини вә мусулманларниң һазирқи вәзийитиниң қандақ һаләттә икәнликини, мусулманларниң қандақ бир һаятта, қандақ бир иҗтимаи вә сиясий һаятта яшиши керәкликини чүшәндүрүп беридиғанлиқини, шуниң үчүн хитай коммунист һакимийити уйғурларни динсизлаштуруш, диндин узақлаштуруш сиясити йүргүзүватқан бүгүнки күндә, бу китабниң нәшр қилиниши, уйғур мусулманларниң диний етиқадида чиң туруши, ислами ойғиниш һәрикитигә маслишиши вә дин дүшмәнлириниң зиянкәшликлиридин сақлинишида муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.