Түркийидики ' вақит ' гезитидә уйғур мәсилиси
Мухбиримиз әркин тарим
2008.12.19
2008.12.19

AFP Photo
Бу зиярәт мақалиси "дуня уйғур қурултийи баш секретари долқун әйса әпәнди инсанни қорқунчқа салған хитай зулумини вақит гезитигә аңлатти: түркистан игисиз" темисида берилгән болуп, мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити, д у қ ниң қурулуш мәқсити, уйғурларниң түркийидин күткән үмиди әтраплиқ һалда аңлитилған. Мақалә вақит гезитиниң ахирқи чоң бир бетини қаплиған болуп, рәсимләр биләнму безәлгән.
Долқун әйса мухбирға, юқиридики темилардин башқа, уйғур тарихидики муһим шәхсләрдин әйса йүсүп алиптекин, мәһмәт емин буғра вә мәсут сабри байқозиларниң уйғур давасидики орни һәққидиму тохталған.
Түрк мәтбуатлирида уйғурлар һәққидә давамлиқ хәвәрләр елан қилинип туридиған болсиму, уйғур мәсилиси бундақ әтраплиқ аңлитилған мақалилар анчә көп елан қилинип бақмиған иди. Биз бу мақалә һәққидә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн, вақит гезитиниң мухбири мустафа өзгүр әпәндигә уйғур мәсилиси һәққидә тәпсили мәлумат бәргән, д у қ баш секретари долқун әйса әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Долқун әйса әпәнди бизгә вақит гезити мухбири билән елип барған сөһбити һәққидә тәпсили мәлумат бәргәндин башқа, д у қ ниң түркийидин күткән үмиди вә түркийидә елип бармақчи болған паалийити һәққидиму мәлумат бәрди.