Түркийә парламент әзаси уйғурларни зиярәт қилди
Мухбиримиз арислан
2009.09.23
2009.09.23

RFA Photo / Arslan
Җәлал әрбай шәрқий түркистан вәхпигә келиштин илгири шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллириғиму телефун арқилиқ шәрқий түркистан вәхпидә учришидиғанилиқини билдүргән. Шуниң билән шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әзалиридин 60 кә йеқин киши парламент әзаси җәлал әрбайни шәрқий түркистан вәхпидә қизғин күтүвалди. Һөрмәтлик җәлал әрбай у күни икки тәшкилатниң бирликтә уюштурушида роза һейтни тәбрикләш мурасими өткүзүп истанбулдики уйғурларни бир йәргә җәм қилғанлиқидин интайин мәмнун болғанлиқини вә у мурасимға қатнишишни ойлиған болсиму вақитниң қислиқидин вақтида үлгүрүп келәлмигәнликидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.
Профессор доктур җәлал әрбай шәрқий түркистан вәхпидә уйғурларға сөз қилип мундақ деди: "қайғу ичидә күтүвалған роза һейит байримиңизға мубарәк болсун, ички аләмдики игидарчилиқ йәни әқидисигә игидарчилиқ қилиш, узақта болсиму вәтинигә игидарчилиқ қилиш, әвладлириңларға игидарчилиқ қилиш, әвладлириңларниң силәрниң роһий мәнивийәтлириңларға игә болуп йетилиш арзусиға игидарчилиқ қилиш ичидә нәччә қетимлап байрамларни хушал өткүзүшкә тиләкдашмән."
Җалал әрбай әпәнди йәнә уйғурларға питнә - иғваларға әгәшмәслик, инақ иттипақ болуш һәққидә сөз қилип мундақ деди: "мән бүгүн өзәмни интайин хушал һес қиливатимән, бир милләтни йоқ қилишни халисиңиз у милләтниң ичигә ихтилап - тәприқичилик уруқини чачисиз, бу бир һәқиқәт. Бу йәрдики шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз әлвәттә ғурбәт ичидә, әзийәт вә җапа - мушәққәт ичидә яшаватиду, ғурбәттә болушниң қандақ мәнаси барлиқини мән билимән. Гәрчә вәтинимдин сүргүн қилинмиған болсамму яш вақтимда тәтқиқат үчүн қаһирәгә барған идим, йәни өйдин айрилиш, аилидин айрилишниң җапасини билимән, силәр вәтәндин айрилдиңлар, ана юрттин айрилдиңлар, немә үчүн айрилдиңлар? пәқәт роһий, мәнивий әркинликиңларни өз ихитияриңлар бойичә яшиялмиғанлиқиңлар үчүн, әқидәңләргә игидарчилиқ қилиғанлиқиңлар үчүн, аллаһниң қули, муһәммәд әләйһиссаламниң үммити болуп яшаш йолумни давам қилимән дегәнликиңлар үчүн, мән әҗдадлиримниң йолида маңимән, улар мениң рәһбәрлирим дегиниңлар үчүн, мән мәһмут қәшқириниң нәвриси дегиниңлар үчүн силәр бир зулумға, бир әзийәткә, җапа - мушәққәткә дүч кәлдиңлар вә бу зулум вә әзийәттин қутулуш үчүн, униң астида езилмәслик үчүн ана вәтәндин айрилип бу йәргә кәлдиңлар. Силәрниң немә қандақ җапа чәккиниңларни мән билимән, һазирму бу йәрдә әзийәт вә җапа - мушәққәт ичидә яшаватисләр, бу вәзийәттә туруп питнә - пасат терип бир - биримиз билән қаршилишишниң, бир биримизни нарази қилишниң бир - биримизни һақарәтләшниң һеч қандақ мәнаси йоқ. Буни һес қилған шәрқий түркистан маарип җәмийити вә шәрқий түркистан вәхпиниң мәсуллири бир йәргә топлинип бу байрамни бирликтә өткүзгәнликиңлар мени хушал қилди, мән үзәмни интайин хушал һис қиливатимән, аллаһқа көп шүкүрләр болсун. Мән силәрдин шуни илтимас қилимәнки, өз ара бир биримизни һөрмәт қилайли, бир биримизни сөйәйли, үзимиз үчүн халиғанни башқа қериндашлиримиз үчүнму халайли, өзимизгә рава көрмигәнлиримизни башқиларғиму рава көрмәйли, һәқиқәтән бу бизниң көңүл бирликимиздин көңүл қериндашлиқимизниң әсли бизниң күткинимиз, үмидимиз аллаһ вә росули өгәткән қериндашлиқтур. Қериндашлиқ үчүн тилниң, миллитиниң охшаш болуши шәрт әмәс. Мән бу силәрниң бирлик барабәрликиңилардин хушал болдум, иптихарландим, буниң давам қилдүрүшиңларни үмид қилимән. Аллаһ силәрдин рази болсун."
Профессор доктур җәлал әрбай йәнә шәрқий түркистан давасиниң һеч кимниң йоқ қилалмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: "шәрқий түркистанлиқ қериндашлирим бу йәрдики чоңларниң кичикләрни йетиштүрүши интайин муһим, мәктәп болмисиму мәдәнийәт - өрүп адәтлирини өгитиш интайин муһим. Мән 5 6 йил илгири бир уйғур оқуғучни аилисигә телефун қилип учраштурдум, у оқуғучимниң аниси телефонда кичик оғлиниң қуран киримни яд алғанлиқини йәни қарий болғанлиқини билдүрди, мән буни аңлап ичимдә шундақ ойлидим. Әгәр унчивала зулум, унчивала әзийәт боливатқан болсиму у йәрдә бир кичик бала қуран кәримни ядлап қарий болалиған болса шәрқий түркистан даваси саһибсиз қалмас. Бу давани һеч ким йоқ қилалмайду, йоқ қилиши мумкин әмәс, силәр билән бир йәрдә болуш мән үчүн наһайити хушаллиқ бир иш, илаһим силәргә болған сөйгини техиму зиядә қилғай, мән силәрниң буйриқиңларни биҗа кәлтүрүш үчүн һәр қачан хизмәтләргә тәйяр турған бир қериндишиңлар. Мән сәмимийәт билән шүни тәвсийә қилимән, дөлитимизни қуралмидуқ, әмма дөлитимизни қәлбимиздә қуралайли, қәлбимиздә қурған у дөләтниң пуқраси болайли, ишни бу йәрдин башлайли буниң һеч қандақ чәклимиси йоқ, әгәр уни қурған тәқдирдә аллаһ бизгә дөлитимизни несип қилиду, мән силәрниң роза һейт байримиңларни йәнә бир қетим тәбрикләймән, аллаһ йәнә улуғ байрамларни бирлик баравәрлик ичидә өткүзүшкә несип қилғай."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.