Қәйсәридики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ечилиш мурасими өткүзүлди
Мухбиримиз әркин тарим
2008.09.29
2008.09.29

RFA Photo / Erkin Tarim
Қәйсәриниң әхмәт йәсәви мәһәллисидә түркистан өйлири дегән йәрдә 200 аилә әтрапида уйғур яшайду. Буларниң чоң мәсчити, тәшкилат бинаси һәтта вапат болғанларни дәпнә қилидиған айрим мазириму бар.
Йеқинда шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш бинасиниң йениға қошумчә өй селинған болуп, бу бир қәвәтлик бинаға 500 киши сиғидиған болуп, тәшкилат бу йәрни мәдәнийәт мәркизи вә меһманхана қилип ишлитидикән. 25 - Сентәбир күни бу мәдәнийәт мәркизиниң ечилиш мурасими өткүзүлгән. Бу мәркәзниң ечилиш мурасимиға қәйсиридики уйғурлар қатнашқан болуп, бина дуалар билән рәсми хизмәткә ечилған.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сейит түмтүрк әпәндиниң ейтишичә җәмийәтниң ана бинасиниң йениға селинған бу өйләр мәдәнийәт мәркизи, меһманхана қилип ишлитилидикән. Һазирғичә қәйсиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизиниң ана бинасидики меһманханисида йүз әтрапида уйғур мусапир күтүвелинған болуп, буниңдин кейин техиму көп уйғур мусапирлар күтивелинидикән.
Йеқинқи йиллардин бери чәтәлгә қечишқа мәҗбур боливатқан уйғурларниң сани барғансери көпәймәктә. Түркийигә келип башқа дөләтләргә кетиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисиға илтимас қилған уйғурларниң шундақла түрк пуқралиқи үчүн илтимас қилған уйғурлардин туридиған йери йоқларниң көпи бу йәрдә турмақта.
Биз бу һәқтә җәмийәтниң мәсули сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.