Түркийидики уйғурларниң рози һейт тиләклири
2012.08.17

Бу мубарәк күндә, мусулманларниң әң чоң арзуси, һейт намизини исламниң шәртлири буйичә коңуллук оқуш, шундақла намаздин йенип қәбристанлиққа берип аләмдин өткән ата - ана, уруқ - туғқан вә дост - ярәнлириниң тупрақ бешида олтуруп қираәт өткүзүш арқилиқ, уларниң роһиға худадин шатлиқ тиләштин шундақла бир - бири билән һейитлишиш арқилиқ һал - әһвал сораш, адавәтни түгитиш вә өз - ара ярдәмлишишни күчәйтиштин шундақла йетим - йесир, йоқсулларға ярдәм қилиштин ибарәт. Рози һейит балилар вә яш өсмүрләр үчүн һейитлиқ топлаш, оюн - тамаша, хушаллиқ вә миллий өрп - адәтләрни өгиниш демәктур. Бу, мусулманлар үчүн әң зор мәнивий хошаллиқтур.
Булардин башқа, һәр уйғурниң бу һейит мунасивити билән худадин тиләйдиған арзу - тиләклириму бар. Ундақта, түркийиниң истанбул, әнқәрә вә қәйсәри қатарлиқ шәһәрлиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири рәһбәрлири вә дин мутәхәссислири бу һейитниң қандақ өткүзүлүшини арзу қилиду ? уларниң һейит мунасивити билән тиләклири немә? уйғурлар бу рози һейитни қандақ өткүзмәкчи? бу һәқтә мәлумат елиш уйғурларға микрафонимизни узаттуқ.