Түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға деалог шерики сүпитидә қобул қилинмақчи
2012.06.05

“җаһан” хәвәр агентлиқиниң бейҗиңда турушлуқ мухбириниң түркийә “заман” гезитидә елан қилған хәвиригә қариғанда, чен гопиң мухбирларға бәргән баянатида афғанистан чеграсиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған дөләтләр үчүн толиму муһим икәнликини, түркийиниң бу районда наһайити муһим орунға игә бир дөләт икәнликини вә түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән дипломатик мунасивитиниң наһайити яхши икәнликини тәкитлигән. Чен гопиң баянатида йәнә түркийиниң деалог шерики сүпитидә қобул қилинишиниң түркийә вә афғанистан үчүн шундақла, бу икки дөләтниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза башқа дөләтләр билән бирликтә терроризмға, бөлгүнчиликкә, әсәбий диний күчләргә вә зәһәр әткәсчиликигә қарши күрәшкә ярдими тегидиғанлиқини елан қилған.
Хәвәрләрдин игилишимизчә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий йиғинида түркийиниң деалог шерики сүпитидә қобул қилиниши шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дипломатийә министирлири тәрипидин тәстиқланған болуп, бу қетимқи алий йиғинида күн тәртипкә қоюлидикән.
2001-Йилида қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2005-йилидин тартип көзәткүчи дөләт, 2009-йилидин тартип йеңи деалог шерики дөләт қобул қилмақта. Мәзкур тәшкилатниң йиғиниға иран, пакистан вә моңғулийә көзәткүчи дөләт сүпитидә қатнашмақта.
Белорусийә вә сирланка 2010-йили, тәшкилатниң деалог шерики болған иди. Иран, һиндистан вә пакистан тәшкилатқа әза болуш илтимасини сунди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға түркийиниң деалог шерики сүпитидә қобул қилинишини қандақ чүшиниш керәк?
Түркийиниң қобул қилинишиниң уйғур дәвасиға қандақ тәсири болуши мумкин? кейинчә түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуп қобул қилинарму? бу һәқтә көз қарашлирини игиләш үчүн түркийидики мутәхәссисләр билән сөһбәт елип бардуқ.