Түркийиниң нигдә вилайитидә уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлди

Түркийидә 2012 - йилиниң хитай мәдәнийәт йили болидиғанлиқи рәсмий елан қилинғандин кейин, түркийидики һәр қайси үниверситетлар арқа - арқидин уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзмәктә.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2011.12.16
Turkiye-Iskendurunda-Uyghur-mesilisi-nutuqi-305.jpg Сүрәт, 17 - ийул күни, искәндәрунлуқлар җәмийити башлиқи нурәттинҗан әпәндиниң йардими астида түркийиниң искәндәрун шәһридә елип берилған 'шәрқий түркистан мәсилиси' темисидики йиғилиштин бир күрүнүш.
Photo: RFA

Бу бир һәптә ичидә 3 үниверситетта шәрқий түркистан һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлди. Бу паалийәтләр ахбарат васитилири арқилиқ тарқитилмақта.

12 - Декабир күни түркийиниң оттура райониға җайлашқан нигдә вилайитидики нигдә үниверситетида “шәрқий түркистан мәсилиси вә түркийидә хитай мәдәнийәт йил” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди. Бу йиғинға мәктәп рәһбәрлиридин профессор доктор рәмзи қилич әпәнди, доктор хелил тоқчан әпәнди, қубилай өзҗан әпәнди вә оқутқучи, оқуғучилардин болуп 500 әтрапида киши қатнашти. Йиғинда дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди бир йерим саәт сөз қилип, уйғурларниң тарихи, бүгүнки вәзийити вә уйғурларниң хитай мәдәнийәт йилиға болған көз қариши һәққидә тохталған.

Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип сөһбәт елип бардуқ.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.