Җумһурийәт хәлқ партийиси муавин башлиқи билән хитай зиярити һәққидә сөһбәт

Икки күндин бери хитайда рәсмий зиярәттә болуватқан түркийә җумһурийәт хәлқ партийиси рәиси кәмал қиличдароғлу зиярәт давамида хитай һөкүмити вә компартийиси даирилири билән айрим-айрим көрүшүштә болди вә уларниң һәдийилирини қобул қилди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.01.15
faruq-loghoghlu-bilen-sohbet-305.jpg Түркийә җумһурийәт хәлқ партийиси муавин рәиси фәруқ лағоғлу(солда) радиомизға мәзкур партийиниң сияситини чүшәндүрди. 2013-Йили 15-январ, түркийә.
Erkin Tarim

12-январдин 18-январғичә давамлишидиған зияритигә мухбирлар вә тиҗарәтләрни қатнаштурған қиличдароғлу зияритиниң тунҗи күни бейҗиңниң гугуң хан сарийи вә сәддичин қатарлиқ саяһәт районлирини тамаша қилди. Нөвәттә кәмал қиличдар оғлуниң үрүмчини зиярәт қилиши, шинҗаң университетида нутуқ сөзлиши вә шинҗаң университетиниң пәхри докторлуқ унваниға еришиши пиланланмақта.

Биз җумһурийәт хәлқ партийисиниң муавин башлиқи фаруқ лоғоғли әпәнди билән хитайға меңиштин бурун сөһбәт өткүзгән идуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.