Бейҗиңда мәтбуаттин йошурулған х к п-җ һ п сөһбити

Түркийиниң мухалип партийилиридин бири болған җ һ п, йәни, җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли, х к п, йәни хитай коммунистлар партийисиниң тәклипигә бинаән 2013-йили 1-айниң 12-күни башлиған хитай зияритини давам қиливатиду.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.01.16
kamal-qilichdar-oghli-xitayda-305.jpg Түркийә җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли хитай әмәлдари билән билән сөһбәттә. 2013-Йили январ, бейҗиң.
RFA/Arslan

“һөрийәт” гезитиниң хәвиригә қариғанда, җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли башчилиқидики һәйәт бейҗиңда, хитай коммунист партийиси мәркизи комитетиниң ташқи ишлар мәсули ваң җиру, хитай хәлқ қурултийиниң ташқи ишлар комитетиниң муавин башлиқи нән җинҗуң, хитай коммунист партийиси мәркизи комитетидин ли йүәнчав билән айрим-айрим учрашқан. Бу учришишлар мухбирларға йепиқ һалда елип берилған болуп, түркийидин барған 16 ахбарат орниниң мухбирлири икки тәрәп елип барған музакиридин тәпсилий мәлумат алалмиған.

Түркийә җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли башчилиқидики һәйәт бейҗиңда. 2013-Йили январ, бейҗиң.
Түркийә җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәиси камал қиличдар оғли башчилиқидики һәйәт бейҗиңда. 2013-Йили январ, бейҗиң.
RFA/Arslan

Камал қиличдар оғли партийә рәһбәрлири, мухбирлар вә сода-санаәтчиләр болуп 120 кишилик һәйәт билән мәхсус айропиланға олтуруп хитайға барған. Камал қиличдар оғли зияритини бейҗиңдин башлиған болуп, шаңхәй қатарлиқ бир қанчә шәһәрни зиярәт қилғандин кейин сәддичин сепилини зиярәт қилған. Камал қиличдар оғлиниң 6 күнлүк зияритиниң әң ахирқи бекити үрүмчи болуп, у үрүмчидә бир университетта нутуқ сөзләйдикән.

Камал қиличдар оғли бейҗиңда хитай коммунист партийисиниң сиясий бюро әзаси ли йүәнчав билән учрашқан вә сөһбәт елип барған, учришиш ахирлашқандин кейин камал қиличдар оғли башчилиқидики һәйәт уйғур бинакарлиқ сәнити усулида селинған сарайни айлинип чиққан һәм тамдики рәсимләр тоғрисида чүшәнчә алған.

Учришиш бейҗиңдики уйғур бинакарлиқ усулида селинған шинҗаң сарийида елип берилған болуп, җумһурийәт хәлқ партийисиниң рәһбәрлиридин лоғоғли мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берип мундақ дегән:
Хитай һөкүмити, түркийә әһмийәт берип келиватқан уйғур түрклиригә өзлириниң игә чиқиватқанлиқини ишарәт қилди. Шу сәвәбтин улар қиличдар оғлини шинҗаң сарийида қарши елип үрүмчигә беришниң алдида бир қизғинлиқ көрситишни халиди.

Бу һәқтә “милләт” гезитидә мундақ дейилгән: хитай коммунист партийиси, иқтисади саһәдә әркин системини тезләткән болсиму, ахбарат әркинлики саһәсигә чәклимә қоюшни давам қилмақта. Хитай даирилири, камал қиличдар оғли билән елип барған учришишқа алақидар түркийә ахбаратчилириға пәқәт бир қанчә минутлуқ көрүнүш елишқа рухсәт қилиш билән купайә қилди. Аләм бошлуқи тәтқиқ қилиш мәркизидә бәлгилик йәрләрни рәсимгә елишқа рухсәт қилғанни һесабқа алмиғанда, рәсим вә синалғуға елишқа рухсәт қилмиди. Хусусән қиличдар оғлиниң һәмраһлиқида барған ахбаратчиларниң һечқандақ программиға қатнишишиға хитай тәрипидин рухсәт қилинмиғанлиқи алаһидә диққәтни тартти.

“һөрийәт” гезитиниң хәвиригә қариғанда, икки тәрәп сүрийә мәсилиси, иқтисади мәсилиләр тоғрисида музакирә елип барған. Камал қиличдар оғли учришиштики күнтәртип тоғрисида сориған соалларға җаваб берип, хитай коммунист партийиси әмәлдарлири, икки тәрәп мунасивәтлирини техиму тәрәққий қилдурушни, бу мунасивәт билән аяллар вә яшлар тәшкилатлириниму өз ичигә елишни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә билдүрүшичә, камал қиличдар оғли йәнә җумһурийәт хәлқ партийисиниң хитай сиясити тоғрисида “бир җуңго”, “хитайниң ички ишлириға арилашмаслиқ”, “хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш”, “юртта тинчлиқ, җаһандин тинчлиқ чүшәнчиси бойичә хитай билән тинчлиқни асас қилған ташқи сиясәт” дегәнгә охшаш мәзмунларда баян қилған. Қиличдар оғли хитай даирилиригә сүрийә мәсилиси һәққидә түркийә, русийә вә хитай қатарлиқ үч тәрәпниң бирликтә йиғин ечиш тәклипини сунған.

NTV Телевизийисиниң хәвәр қилишичә, хитай коммунист партийиси мәркизи комитети сиясий бюросидин ли йүәнчав учришиш җәрянида, җумһурийәт хәлқ партийисиниң сүрийә сияситини қоллайдиғанлиқини, әмма башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмаслиқ керәкликини оттуриға қойған вә түркийидә иқтисади кризис барлиқини, әмма түркийиниң буни сүрийә сиясити билән йошурушқа урунуватқанлиқини билдүргән.

NTV Телевизийисиниң тор бетидә керим атаҗан исимлик бир шәхс бу һәқтә пикир баян қилған болуп мундақ дейилгән:
Түркийә дуня иқтисади фондиға қәрз берәләйдиған бир һаләттә туруватса, бир хитайниң бу хил баянатларни бериши ғәйрий бир иш. Әсли мәсилә шуки, хитай сиясий идеологийә сәвәбидин сүрийә диктатор һакимийитигә ярдәм бериватиду, чүнки әсәд һакимийити йимирилсә, бир коммунист дөләт дунядин йоқалған болиду, түркийә буниңда тәсир күчкә игә болғанлиқи үчүн түркийигә қарши пүтүн козирларни қоллинишқа урунмақта, түркийә ичидә хата мәлуматлар арқилиқ ичидин бесим пәйда қилишқа урунуватиду, биздә данишмән дәп саниливатқан еқимдики кишиләр бу диктаторларниң нениға яғ сүртүп хаталиқиға ортақ болуватиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.