Түркийә билән хитай африқида риқабәтлишәмду яки һәмкарлишамду?

Түркийә афириқа дөләтлири болған мунасивәтлирини күчәйтишкә әһмийәт бериватиду, бәзи анализчилар түркийиниң афириқида хитай билән риқабәтлишдиғанлиқини тилға алса, бәзи анализчилар түркийә билән хитайниң африқида риқабәтлишишниң орниға һәмкарлишиши керәкликини оттуриға қоймақта.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.01.11
kanal-a-turkiye-xitay-afriqa-erkin-ekrem-305.png 2013 - Йили 1 - айниң - 9 - күни қанал-A телевизорида “хитай африқида риқабәтлишәмду яки һәмкарлишамду?” дигән программида доктур әркин әкрәм соз қиливатқан көрүнүш
RFA/Arslan


Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдуған 2013 - йили 1 - айниң 6 - күнидин 11 - күнигичә, африқидики габон, алҗирийә вә сингал йәни сенегла қатарлиқ 3 дөләтни рәсмий зиярәт қилди. Йеқиндин буян түркийә африқа дөләтлиригә әһмийәт бәрмәктә вә африқа дөләтлири билән мунасивитини күчәйтишкә, тиҗарәт һәҗимини көпәйтишкә шундақла истратегийилик ортақ издәшкә тиришмақта. Игилинишчә, йеқинқи 3 йил ичидә түркийә африқа дөләтлиридә 19 әлчихана ечиш билән африқидики әлчиханлирини 34 кә чиқарған.

Түркийә немә үчүн африқиға әһмийәт бериду?

Түркийә зиялийлар истратегийилик тәтқиқат мәркизиниң африқа тәтқиқатчиси шаһин өзгәчән әпәндиниң түркийә немә үчүн африқиға әһмийәт беридиғанлиқи тоғрисида елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, африқа қитәси 20 милйон кувадрат киломтер йүз өлчими, 1 милярдқа йеқин нопуси билән шундақла африқа йәр асти тәбиий байлиқлири вә әмгәк күчи билән хәлқара сәһнидә барғансери әһмийәт бериливатқан бир йәр икән. Африқа дуня нефит еһтияҗиниң йүздә 15% ини тәминләйдикән. Дуня терилғу йәрлириниң үчтән бирини тәшкил қилидикән, африқа қитәси башта хитай қатарлиқ америка, явропа, русийә японийә вә һиндистанға охшаш дөләтләрниң диққитини тартқан бир йәр икән. Түркийиниң африқа дөләтлири билән елип барған 2000 - йилидики йиллиқ тиҗарәт һәҗими 750 милйон доллар болуп, бу рәқәм 2011 - йили 9 милярд доллардин ашқанлиқи билдүрүлди. Түркийә авиатсийә ширкитиниң айропиланлири һазир африқидики 24 дөләткә қатнайдикән. Түркийиниң бәзи иқтисад мутәхәссислири, түркийә билән хитай ширкәтлириниң африқида риқабәтлишиватқанлиқини илгири сүрди.

Хитай билән африқа оттурисидики мунасивәтләр немиләрни асас қилиду?

Учур хизмәтлири намлиқ тор бәттә елан қилинған хитайниң африқа сияситидики тоғрилар вә хаталар дегән мақалидә хитай билән африқа оттурисидики мунасивәтләрниң немиләрни асас қилидиғанлиқи тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: хитай вә африқа болса, бири әрзан әмгәк күчи билән дунядики әң чоң мәһсулат ишләпчиқириш иқтсади, йәнә бири болса нәччә йүз йилдин буян тәбиий байлиқлирини сүмүргүчи дөләтләргә сетип, намратлиқтин кесәлликләрдин, ички урушлардин өзлирини қутулдүрүшқа тиришиватиду, хитайниң мәһсулат ишләпчиқиришни тизлитиш вә иқтисади җәһәттә күчйииш үчүн ениргийә вә тәбиий байлиқларға еһтияҗи бар, хитайниң еһтияҗи африқида мәвҗут, африқа болса тәбиий байлиқлириниң бәдилигә хитайниң иқтисади вә иҗтимаи ярдимигә муһтаҗ, бирсидә бар болған йәнә биридә йоқ, булар тәләп - еһтияҗ, арзу - истәк билән бир - бириниң еһтияҗлирини қамдайду.

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: хитай дуняда биринчи номурлуқ сахта мәһсулат ишләпчиқириш мәнбәси, африқа болса бу сахта мәһсулатларниң америка вә явропаға өтүш нуқтиси. Дуняда һиндистандин қалса хитай ширкәтлири патент һоқуқиға дәхли - тәрүз қилидиған дөләт дәп қаралмақта. Парихорлуқ хитайдикигә охшаш африқидиму нурғун ишикләрни ачидиған бир васитә. Шуниң үчүн хитай африқида иш қилишта қийинчилиққа учримайду. Кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири мәсилисигә диққәт қилмайдиған хитай африқа лидәрлири билән достлуқини күчәйтиш үчүн қорал содиси елип барди, шуниң билән нефит сетивелишниң баһасиниму төвәнләтти. Африқиниң қорал сетивелиш еһтияҗи хитайниң қорал - ярақ сетиш сода һәҗимини чоңайтиш үчүнму пурсәт яратти.

2013 - Йили 1 - айниң 9 - күни түркийә қанал а телевизийә қанилида түркийә вә хитайниң африқа сиясти вә тәсири тоғрисида бир программа тарқитилди. Бу программиға түркийә истратегийә чүшәнчиләр инистиитутиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм қатнашти вә риясәтчиниң түркийә, африқа мунасивәтлири вә хитайниң африқа сиясәтлири тоғрисида сориған соаллириға җаваб бәрди.

Доктор әркин әкрәм риясәтчиниң түркийә билән хитайниң африқиға охшаш әһмийәт бериштә икки дөләтниң ортақ бир мунасивити барму? яки айрим - айрим һәрикәт қиливатамду? дегән соалиға җаваб берип мундақ деди: хитайниң иқтисади тәрәққиятини йүксәлдүрүш үчүн хам маддиға еһтияҗи бар, африқа һәм бир тиҗарәт базири, һәм хам мадда мәнбәси. Шуниң үчүн хитай 1996 - йилдин башлап африқа дөләтлиригә әһмйәт берип келиватиду. Хитайниң ташқи сиясити, ички қсимда муқимлиқни сақлаш. Муқимлиқни сақлаштики асаси мәқсәт иқтисади тәрәққият. Бу хитайниң 70 йиллиқ бир сиясити йәни бир истратегийиси, шуниң үчүн хитайниң африқа сияситиму иқтисади тәрәққиятқа бағлиқ. Йәни бихәтәр бир муһит бәрпа қилиш. Әмма хитай йеңи бир сүмүргүчилик чүшәнчиси билән типирлаватиду. Ғәрбликләр хитайни йеңи сүмүргүчилик һәрикәтлирини қиливатиду дейишиватиду. Хитай африқиға мәбләғ селиватиду, йол, тәнтәрбийә мәйданлири вә дохтурхана дегәнгә охшаш қурулушларни селиватиду, әмма буниң билән у йәрдики тәбиий байлиқларни хитайға йөткәшкә урунуватиду. Шуниң үчүн хитай йеңи сүмүргүчилик билән әйиблиниватиду. Шуниң үчүн африқлиқлар хитайға һазир бурунқидәк иҗабий көз билән қаримайду, хитайға болған чүшәнчиси өзгәрди, һәр ай, һәр заман хитай ишчилириниң гөрүгә елиниватқанлиқи, қоғлиниватқанлиқи һәтта өлтүрүлгәнлики тоғрисида хәвәрләр тарқиливатиду, африқа хәлқи хитайға қарши сәлбий усуллар билән қаршилиқ көрситишкә башлиди. Шуниң үчүн мәнивий қиммәт қараш үстигә қурулған ташқи сиясәт техиму әһмийәткә игә болиду. Хитайниң ташқи сиясити иқтисади тәрәққиятни асас қилиду, шуниң үчүн мунасивәтләрдә иқтисади мәнпәәт асас болиду. Шуниң үчүн африқа хәлқиниң хитайға болған қариши өзгәрди йәни уларни яман көрүшкә башлиди.

Доктур әркин әкрәм риясәтчиниң африқида түркийә үчүн пурсәт барму дегән соалиға җаваб берип мундақ деди: түркийә үчүн һазир африқида көплигән пурсәтләр бар, чүнки африқа хәлқи хусусән мусулман болған хәлқ, османлидин бүгүнкичә түркийини билиду, шуниң үчүн түркийә билән һәмкарлишишниң имканийәтлири бар, түркийиниң ташқи сиясити принсипал вә қиммәт қараш үстигә қурулған бир сиясәт болғанлиқи үчүн, африқиниң тәрәққи қилиши вә у хәлқләр билән яхши мунасивәт қуруш вә қериндашлиқни асас қилған мунасивәтләр арқилиқ муваппәқийәт қазиниш имканийити бар. Әмма түркийә африқиниң пән - техника, тәрәққият саһәлиридики еһтияҗлирини толуқ қамдап кетәлмәслики мумкин. Шуниң үчүн түркийә африқида хитай билән риқабәтлишиш әмәс, һәмкарлишиш йолида меңиш керәк. Әмма хитай түркийигә қанчилик дәриҗидә ишәнч қилиду, бу бир мәсилә, иккинчи мәсилә хитай африқида сүмүргүчилик қиливатиду, әгәр түркийә хитай билән һәмкарлашқан тәқдирдә бу мәсилини қандақ һәл қилиду, униңдин башқа йәнә, америкиму африқиға киришни халайду, у йәргә мәбләғ селишни, у йәрдә бихәтәрлик саһәсидә һәрбий база қурушни халайду, әгәр түркийә хитай билән һәмкарлиқ елип барған тәқдирдә түркийә иттипақдаш болған америка билән болған мунасивәтләр қандақ болиду, бумәсилиләрни һәл қилиш йолини тепип чиқиш керәк болиду.

Мақалиларниң мәнбәлири:

http://www.datassist.com.tr/yenilikler/cinin-afrika-cikarmasinda-yanlislar-dogrular.html

http://www.bilgesam.org/tr/index.php?option=com_content&view=article&id=1560:tuerkiyenin-afrika-aclm&catid=169:analizler-afrika

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.