Түркийә билән хитай диний саһәдә һәмкарлишиш тохтамнамиси түзди

Түркийә диний ишлар идариси башлиқи профессор доктор мәһмәт гөрмәз әпәнди хитайда елип бериватқан рәсмий зиярити җәрянида хитай билән диний саһәдә һәмкарлишиш тохтамнамиси түзгән.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.06.24
turkiye-bilen-xitay-toxtamname-tuzdi-305.jpg Түркийә билән хитай диний саһәдә һәмкарлишиш тохтамнамиси түзди. 2011-Йили июн.
diyanet.gov.tr

40 Йилдин буян тунҗи қетим түркийә диний ишлар идарисиниң башлиқи хитайда зиярәт елип бармақта.

Түркийә диний ишлар идарисиниң тор бетидә елан қилинған хәвәргә қариғанда, түркийә билән хитай оттурисидики бу тохтамнамидә икки дөләт оттурисида диний тәрбийә, диний хизмәтләр, диний нәшриятчилиқ вә һәҗ ишлири җәһәттин һәмкарлишиш қарар қилинған.

Бу тохтамнамә бойичә, хитайдин һәр йили түркийидики имам хатип толуқ оттура мәктәплиридә, университетлардики ислам факултетлирида оқуш үчүн оқуғучи әвәтилидикән. Бу оқуғучиларниң пүтүн оқуш расхотини түркийә диянәт вәхпи көтүридикән. 14 Маддидин тәркиб тапқан мәзкур тохтамнамә бойичә хитайдики 40 миң мәсчитниң 50 миң имами нөвәт билән түркийигә келип билим ашуридикән.

xitay-islam-jemiyiti-bashliqi-we-turk-dini-ishlar-bashliqi-385.jpg
Хитай ислам җәмийити башлиқи вә түрк дини ишлар башлиқи профессор доктор мәһмәт гөрмәз әпәнди. 2011-Йили июн.
diyanet.gov.tr

Түркийә диний ишлар идариси билән хитай диний ишлар идарисиниң оттурисида түзүлгән бу тохтамнамидә, қурани кәрим, һәдис қатарлиқ диний әсәрләрни хитайчиға тәрҗимә қилип нәшр қилдуруш, түркийә билән хитай 2012-йили бейҗиңда, 2013-йили истанбулда ортақ диний йәрмәнкә вә илмий муһакимә йиғинлири өткүзүш қарар қилинған.

Түркийә диний ишлар идариси тор бетидики хәвәрдә көрситилишичә, түркийә билән хитай оттурисида түзүлгән 14 маддилиқ бу тохтамнамә йеқинқи йиллардин бери күчийиватқан түркийә хитай мунасивитидә ачқучлуқ рол ойнайдикән.

Тохтанамиға қол қоюш мурасимиға түркийә диний ишлар идариси башлиқи профессор доктор мәһмәт гөрмәз, хитай диний ишлар идарисиниң башлиқи ваң зовән қатарлиқ кишиләрдин башқа түркийиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси мурат селим әсәнли, түркийә диний ишлар идариси ташқи мунасивәтләр мүдүри профессор доктор мәмәт пачачи, хитай ислам җәмийити башлиқи гуаң йүән қатарлиқ кишиләрму қатнашқан.

Түркийә диний ишләр идариси мудири проф. Др. Мәһмәт гөрмәз әпәнди һазир ниңшя туңган аптоном районини зиярәт қиливатқан болуп, бу зияритини ахирлаштурғандин кейин 6-айниң 25-күни түркийигә қайтип келидикән.

5-Июл үрүмчи вәқәсидә түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң хитайни әйиблиши, кейин истанбул чағлаян мәйданида 10 миңларчә инсанниң намайиш өткүзүп хитайни әйиблишидин кейин хитай һөкүмити актип һалда түркийә билән болған мунасивитини күчәйтишкә тиришмақта. Болупму түркийә хитай билән 1971-йили дипломатийилик мунасивәт орнатқандин кейин тунҗи қетим түркийә диний ишлар идариси башлиқиниң хитайни зиярәт қилиши буниң әң муһим испати болса керәк.

Түркийә билән хитай арисидики бу тохтамнамиға түркийидики уйғур дин тәтқиқатчилири қандақ қарайду? бу һәмкарлиқниң уйғурларға қандақ пайдиси болар?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.