Түркийидики уйғурлар рози һейтни шат - хорамлиқ ичидә өткүзмәктә

Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман, "12 айниң султани " дәп аталған муқәддәс рамизан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән күтүвалди.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.09.30
turkiyede-heyit-namizi-305 Сүрәт, түркийиниң қәйсиридики уйғур җамаитиниң 30 - сентәбирдики роза һейт паалийитидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу мубарәк күндә, мусулманларниң әң бүйүк арзуси болса, һейт намизини исламниң шәртлири бойичә көңүллүк оқуш, шундақла намаздин йенип қәбристанлиққа берип түгәп кәткән ата - ана, уруқ - ‏туғқан вә дост ‏ - ярәнлириниң тупрақ бешида олтуруп қираәт өткүзүш арқилиқ, уларниң роһиға алладин шатлиқ тиләштин шундақла бир бири билән һейтлишиш арқилиқ һал әһвал сораш, өз - ара ярдәмлишиштин ибарәт. Бу, мусулманлар үчүн әң зор мәнивий хошаллиқтур.

Бүгүн түркийидики 75 милйон мусулман тәнтәнилик һалда рози һейти өткүзмәктә. Ундақта түркийиниң истанбул, әнқәрә вә қәйсәри қатарлиқ җайлирида олтурақлаш уйғурлар бу рози һейтни қандақ өткүзүватиду? түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири һейт мунасивити билән дунядики уйғурларға немә демәкчи? түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучиларчу? бу һәқтә мәлумат елишни халисиңиз түркийидин әркин тарим тәйярлиған программини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.