Хитай һөкүмити түркийәдики хитайларға 'сиртқа чиқмаңлар' дәп буйруқ чиқарған

Үрүмчидә мәйданға кәлгән қанлиқ вәқәгә болған наразилиқ түркийәдә давам қиливатқан күнимиздә, хитай ташқи ишлар министирлики, йеқинда бәзи гуруһ вә шәхисләрдин түркийәдә турушлуқ хитайларға һуҗум елип баридиғанлиқи тәһдити алғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.05
xitay-puqrasi-qolida-qatilliq-qorali-305 7 ‏- Ийул, сәйшәнбә күни, бир қанчә миң әтрапидики хитай, қоллирида калтәк - чомақ вә гүрҗәк көтүргән һалда, үрүмчиниң кочилирида көргәнла уйғурни уруп өлтүргән вә йаридар қилған, шундақла, үрүмчидики бир нәччә мәсчитни вәйран қилған. Сүрәттә, намәлум бир хитай қолида, тикәнлик тиғ вә сүрәткә елиш камираси билән.
Youtube Дин елинди.

Бу һәқтики хәвәргә түрк мәтбуатлиридиму кәң көләмдә йәр берилгән болуп, түркийәниң әң нупузлуқ гезитлиридин бири болған җумһурийәт гезитидә `түркийәдики хитайларға һуҗум елип берилиду дәп хитай һөкүмити түркийәдики хитайларға сиртқа чиқмаңлар дәп буйруқ чиқарди` темисида, миллийәт гезити болса `түркийәдики хитайларға чақириқ` темисида, радикал гезитидә болса `түркийәдики хитайларниң бихәтәрлики үчүн агаһландурулди` темисида вә заман гезитидә болса `хитай ташқи ишлар министирлики түркийәдики вәтәндашлирини агаһландурди` темисида хәвәр берилди.

Шу сәвәптин, бүгүнки күндә түркийәдики хитайлар һуҗумға учришидин қорқуп сиртқа чиқалмайватқан икән. Униң үстигә түркләр 7 - айниң 5 - күнидин тартип хитай ашханилирида тамақ йемәйватқан вә хитай маллирини сетивалмайватқан болуп, түркийәдә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан хитайлар қаттиқ иқтисадий зиянға учримақта.

Булардин башқа бүгүн йәнә түрк телевизйә вә гезитлиридә хитайларниң уйғурларни тутқун қилишқа давам қиливатқанлиқиға бүгүнгичә 2000 әтрапида уйғурни хитайларниң тутқун қилғанлиқиға йәр берилди.

Хәвәрләрдә йәнә хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимға қарши давамлиқ һалда һәрикәт қиливатқанлиқиға йәр берилди. Түркийәдики радикал гезитидә `бейҗиң рабийә қадир ханимға аилиси арқилиқ зәрбә бериватиду` темисида, миллийәт гезитидә болса `хитай: балилири рабийәни ейиплиди` темисида хәвәр елан қилди.

Хәвәрдә хитай һөкүмитиниң, рабийә қадир ханимниң икки балиси билән инисиниң уйғурларниң сүргүндики лидири рабийә қадир ханимни үрүмчи вәқәсини чиқарди дәп ейиплап баянат елан қилғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә йәнә рабийә қадир ханим рәисликини қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң бундақ ишниң йоқлиқини илгири сүргәнлики йезилған. Гезитттә йәнә дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решитниң рабийә қадир ханимниң балилириниң нормал шараитта бундақ бир хәтни йезишиниң мумкин әмәсликини ейтқанлиқи йезилған.

Биз бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн түркийәдики мутихәсисләргә микрофонимизни узаттуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.