Түркийидики уйғурлар норуз байримини тәнтәнилик тәбриклимәктә


2008.03.21

Enqere-Noruz-200.jpg
Измирдә әгә университети залида `түрк дунясида норуз` мавзулуқ илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. RFA Photo / Erkin Tarim

Норуз түркий милләтлириниң әң қәдимий байрамлиридин бири болуп, бәзи тарихчиларниң илгири сүрүшичә, бу байрам 5 миң йилдин бери тәбриклинип кәлмәктә икән. Баһар кәлгәнликиниң бешарити дәп қаралған норуз түркийидики уйғурлар арисидиму тәнтәнилик тәбрикләнмәктә.

Йеңи күн мәнисини ипадилигән норузни бәзи түркий милләтләр тәңриниң дуняни яратқан күни дәп һесаблиса, бәзи түркий милләтләр нуһ пәйғәмбәрниң аләмгә қәдәм қойған күни дәп һесаблайдикән. Баһар башлиған күн дәп қаралған норуз кечә билән күндүз тәңләшкән күн болған 21 - март күни қутлинип кәлмәктә.

Бүгүн әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдә рәсмий байрам сүпитидә тәбриклиниватқан бу байрамға түркийә җумһурийитиму алаһидә әһмийәт берип қутлуқлимақта. Бүгүн истанбул, әнқәрә, измир вә қәйсәри қатарлиқ шәһәрләрдә дуняниң һәрқайси җайлиридин түркийигә келип олтурақлишип қалған яки бу йәрдә оқуватқан һәрқайси түркий милләтләрдин кишиләр бир йәргә җәм болуп бу байрамни шад хурамлиқ ичидә қутлуқлимақта. Әнқәрәдә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән түркий милләт оқуғучилар һаҗәттәпә университиетигә җәм болуп, өз милли тамақлирини вә милли нахша уссуллирини көрсәтмәктә.

Измирдә әгә университети залида `түрк дунясида норуз` мавзулуқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән болуп, йиғинда проф. Др. Алимҗан инайәт `уйғурларда норуз` темисида сөз қилған. Сөзидә уйғурларниң норуз әнәнисини аңлатқандин башқа, уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидиму мәлумат бәргән.

Булардин башқа уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәйсиридики уйғурларму норуз байримини қазақ, қирғиз, өзбәк, азари вә түркмәнләргә охшаш түркий милләтләрдин болған оқуғучилар билән бирликтә тәнтәнилик һалда өткүзмәктә. Қисқиси түркийидики уйғурлар норуз байримини қандақ өткүзмәктә? (әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.