Түркийиниң токат вилайитидә 'шәрқий түркистан вә хитайниң зулуми' темисида йиғин чақирилди
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.16
2009.12.16

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу йиғинда токат ғази мустафа камал университети тәрипидин алаһидә тәклип қилинған д у қ муавин башлиқи, сейит түмтүрк әпәнди доклат бәргән. Сейит түмтүрк әпәнди сөзгә башлаштин бурун уйғурларниң тарихи, йәр асти йәр үсти байлиқлири вә бүгүнки вәзийити аңлитилған һөҗҗәтлик филим көрситилгән.
Кейин сейит түмтүрк әпәнди нуқтилиқ һалда үрүмчи вәқәсиниң мәйданға келиш сәвәблири вә үрүмчи вәқәсидин кейин, 17 уйғурға берилгән өлүм җазаси һәққидә тохталған. У һазир хитай түрмисидә йетиватқан бигунаһ уйғурларниң қоюп берилиши, уйғурларға елип бериливатқан өлүм җазасиниң тохтитилиши үчүн дуня дөләтлириниң шундақла түркийиниң хитай һөкүмитигә бесим ишлитиши керәкликини ейтқан.
Йиғин ахирида ғази осман паша университети мудири, проф. Др. Зеһра сейфикли ханим сейит түмтүрккә рәхмәт ейтип тәқдирнамә бәргән.
Йиғинға 500 әтрапида киши қатнашқан. Токат зиярити җәрянида мухбирларни күтүвелиш йиғиниму чақирған сейит түмтүрк әпәнди, токат вилайитидики "қанал 60 телевизийә" қанилида бир саәтлик программиға қатнашқан.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.