Әнқәрә университетида түрк оқуғучилар уйғур тили кәспини пүттүрди

Түркийә әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети уйғур тили кәспини пүттүргән оқуғучилар мурасим билән дипломлирини алди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.07.04
uyghur-tili-kespini-putturgen-oqughuchilar-305.jpg Әнқәрә университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүми уйғур тили кәспини пүттүргән оқуғучилар.
RFA/Erkin Tarim

1991-Йили сабиқ совет иттипақи парчилинип оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқиллиқини елан қилинғандин кейин, уларниң мустәқиллиқини биринчи болуп түркийә җумһурийити тонуған иди.

Шу йилиниң ахирида әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултетида һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүми қурулди. Бу бөлүмдә 4 кафедра тәсис қилинған болуп, буларниң бири уйғур-өзбәк тили кафедраси. 1991-Йилидин бери бу кафедраға һәр йили 16 оқуғучи қобул қилинмақта.

Бу оқуғучилар уйғур тилини системилиқ һалда өгәнгәндин башқа уйғурларниң тарихи, тили, әдәбияти, түркийә-хитай мунасивити, саларчә вә сериқ уйғурчә қатарлиқ дәрсләрниму оқумақта.

Уйғур тили кәспиниң 5-қарар оқуғучилири 6-айниң 30-күни мурасим билән дипломлирини алди. Мурасимда биз бу бөлүмни әла нәтиҗә билән пүттүргән әзәл асәна түркан ханим билән сөһбәт өткүздуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.