Уйғур елидики түрмиләрниң шәрт-шараити вә мәһбусларниң әһвали кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиди
2013.01.03
Гәрчә нурмуһәммәт ясинниң уруқ-туғқанлири язғучиниң һаят икәнликини билдүрүп, бу һәқтики хәвәрләрниң растлиқини рәт қилған болсиму, бирақ хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур елидики түрмә вә мәһбусларниң әһвалидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.
Язғучи нурмуһәммәт ясинниң аилә-тавабиати униң саламәт турғанлиқини билдүрүп, чәтәл ахбарат васитилиридики язғучиниң шаярдики бир түрмидә вапат болғанлиқ хәвирини рәт қилған болсиму, бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири түрмә даирилириниң дәрһал язғучиниң әһвали һәққидә мәлумат елан қилип, бу җәһәттики гуман, тәшвишләргә хатимә бәрмигәнликини тәнқид қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия-тинч окян ишлириға мәсул хадими кәтерин бәйберниң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилат чаршәнбә күни ахбарат елан қилип, хитай даирилиридин нурмуһәммәт ясинниң вапат болғанлиқ һәққидики хәвәрниң раст-ялғанлиқини айдиңлаштуруп беришни тәләп қилған болсиму, бирақ һазирға қәдәр һечқандақ инкас қайтурмиған.
У, нурмуһәммәт ясинниң хәвирини күтүватқанлиқини билдүрүп: биз баянат елан қилип хитай даирилиридин униң әһвалини айдиңлаштуруп беришни сориған идуқ. Чүнки биз униң өткән йили түрмидә өлүп кәткәнлики һәққидә бәзи толуқсиз мәлуматларға игә болған. Нурмуһәммәт биз интайин көңүл бөлидиған мәһбус. У шинҗаңда қамақтики бир қанчә виҗдан мәһбуслиридин бири. Биз униң аманлиқидин наһайити җиддий әндишә қилимиз вә у бундақ қаттиқ җазаланмаслиқ керәк, дәп қараймиз. Шуңа биз түнүгүн униң һәққидики хәвәрләрни көрүп, хитай һөкүмитидин униң әһвалини дәрһал айдиңлаштуруп беришни тәләп қилдуқ. Шинҗаңдики түрмиләргә қамалған мәһбусларниң әһвали һәққидә учур елиш наһайити қийин болсиму, биз униң әһвалини игиләш үчүн барлиқ имканийәтләрдин пайдилинимиз, дәп көрсәтти.
Кәтерин бәйбер сөзиниң ахирида йәнә: биз нурмуһәммәтниң әһвали һәққидә хәвәр келишини дилиғоллуқ ичидә күтүватимиз, дәйду.
Нурмуһәммәт ясинниң вапат болған хәвирини атақлиқ хитай кишилик һоқуқ адвокати тең бяв елан қилған. Тең бяв, шаярдики бир түрмигә қамалған хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси гав җишиңниң адвокати. У, нурмуһәммәтниң вапат болғанлиқ хәвирини уйғур достлиридин аңлиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ хәвәр мәнбәсини ашкарилимиған. Лекин нурмуһәммәт ясинниң уруқ-туғқанлириниң билдүрүшичә, у шаярдики түрмидә әмәс, бәлки үрүмчидики аптоном районлуқ 1-түрмигә қамалған.
Нурмуһәммәт ясинниң хәвири тарқилип, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққити дәрһал хитай түрмилириниң шәрт-шараити вә мәһбусларниң әһвалиға буралған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики кәтерин бәйбер, уйғур ели вә хитайниң башқа җайлиридики түрмиләрниң шәрт-шараити вә мәһбусларниң әһвали өзлириниң диққитини қозғап келиватқанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: бизниң шинҗаңдики түрмиләрниңла әмәс, хитайниң башқа җайлиридики түрмиләрниңму шәрт-шараити интайин начар икәнлики, мәһбусларниң кәмситишкә учрайдиғанлиқи һәққидә изчил тәйярлап кәлгән доклатлиримиз бар. Нурмуһәммәт илгири б д т тән җазасиға қарши туруш комитетиниң алаһидә тәкшүргүчи әмәлдариға өзиниң қолға елинған дәсләпки вақитлирида тән җазаси вә қопал муамилигә учриғанлиқини ейтқан. Әлвәттә йәнә, яш һәм сағлам бәзи уйғур сиясий мәһбуслар туюқсиз түрмигә кирип кетип, шу йәрдә өлүп кетидиған әһваллар йүз бәргән. Биз даириләрниң бу хил өлүп кетиш вәқәлирини тәкшүрүп бир тәрәп қилғанлиқини билмәймиз. Шуңа биз даим шинҗаң вә хитайниң башқа җайлиридики виҗдан мәһбуслириға қилинған муамилидин изчил әндишә қилип кәлдуқ.
Хитай һөкүмити нурмуһәммәт ясинни униң “қәшқәр әдәбияти” журнилида елан қилинған “ява кәптәр” намлиқ әсирини баһанә қилип, 2004-йили 11-айда қолға алған. Кейинки йили 2-айда униң бөлгүнчилик вә террорлуққа қутратқулуқ қилғанлиқини илгири сүрүп, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Униң аилә тавабиатлириниң билдүрүшичә, язғучиниң қамақ муддити 2014-йили 11-айда тошидикән. Кәтерин бәйбер, хитай һөкүмитидин униң бихәтәрлик вә саламәтликигә капаләтлик қилишни тәләп қилип, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң униңға алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.
У : биз нурмуһәммәтни виҗдан мәһбуси, дәп қараймиз. Бу, у пикир әркинлик мәсилиси һәққидә өзиниң пикрини баян қилип түрмигә соланған, дегәнликтур. Пикир әркинлики үчүн түрмигә соланғанларни қутқузуш бизниң хизмитимизниң бир парчиси. Нурмуһәммәт болса ява кәптәр намлиқ әсирини нәшр қилип түрмигә соланған. Шуниң билән биргә, у яш һәм әсәрлиридә пикир әркинлики вә зулумға қарши турушни оттуриға қойған. Биз йәнә униң қолға елинған дәсләпки вақитларда тән җазасиға учриғанлиқини аңлидуқ. Уни йәнә б д т тәкшүргүчи әмәлдари зиярәт қилған. Биз униң қоюп берилишини тәләп қилип һәрикәт қозғиғанға хели йил болуп қалған болсиму, бирақ униң әһвали һәққидә еришкән учурлиримиз интайин чәклик. Биз униң қоюп берилишини бир хил дилиғоллуқ ичидә күтүп келиватимиз. юқириқи сәвәбләрдин у, биз көңүл бөлидиған ачқучлуқ шәхс, дәп көрсәтти.