Учтурпан йезилиридики барлиқ оттура мәктәпләр әмәлдин қалдурулуп, балилар наһийигә топланған
Мухбиримиз җүмә
2012.01.09
2012.01.09

AFP
Учтурпан йезилиридики барлиқ оттура мәктәпләр әмәлдин қалдурулуп, балилар наһийигә топланған
йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йеза оттура мәктәплирини әмәлдин қалдуруп оқуғучиларни наһийә мәркизигә йиғип оқутуш қәдимини тезләткәнлики мәлум.
Бизгә кәлгән учурларға қариғанда, бу хил әһвал ақсу вилайитиниң учтурпан наһийисидиму көрүлгән. Даириләр учтурпан тәвәсидики барлиқ йеза оттура мәктәплирини бикар қилип, оқуғучиларниң һәммисини наһийигә топлиған. Бу бәзи ата аниларда қийинчилиқ туғдурған.
Учтурпан наһийиси ақсу вилайитиниң ғәрбигә җайлашқан болуп, уйғур йеңи маарип һәрикити хили бурун башланған наһийиләрниң бири дәп қарилиду.
Бәзи бир рәсмий мәлуматларға қариғанда, уч турпанда 1917 - йилила пәнний мәктәп ечилған вә мәлум дәриҗидә тәсир пәйда қилған икән.
Хитай мәнбәлиридә мәзкур йезиниң нөвәттики нопуси 180 миң дәп көрситилгән болуп, наһийидә җәмий 8 йеза бар икән.
Игилишимизчә, учтурпан наһийилик 1 - оттура мәктәп 50 йилларниң бешида қурулған вә 1960 йилларниң бешиға кәлгүчә наһийә тәвәсидики һәр бир йезида бирдин башланғуч мәктәп қурулғандин башқа һәр бир йезида бирдин оттура мәктәп бәрпа қилинған. Һәтта 1980 - йилларға кәлгәндә нопуси бир қәдәр көп йезиларда толуқ оттура мәктәпләрму қурулған икән.
Һалбуки, 2009 - йилиға кәлгән хитай һөкүмити “маарип байлиқлирини йиғинчақлаш” дегән “пәтива” билән мәзкур наһийә тәвәсидики 8 оттура мәктәпниң 7 сини бикар қилип бу йезилардики толуқсиз оттура мәктәпләргә киргән оқуғучиларниң һәммисини наһийә мәркизигә йиғивалған.
Төвәндикиси учтурпан наһийилик маарип идарисиниң партийә секретари мухтәр керәмниң баянлири.
Уйғур елидики аталмиш “зор тәрәққият” тилға елинсила, хитай һөкүмити 1949 - йилдин буян уйғур ели маарип ишлириниң “мислисиз тәрәққиятларға еришкән” ликини еғизидин чүшүрмәйду.
Әмма, 1950 - йиллардин буян бәрпа қилинған шунчә көп мәктәпниң бир буйруқ биләнла бикар қилинип, 5 миңдин артуқ оқуғучиниң һәр бир синипқа 50 дин қилип йиғивелиниши хитай һөкүмити тилға еливатқан аталмиш “зор тәрәққият” җүмлисигә ятамду? пәқәт бирла толуқсиз оттура мәктәп 200миңға йеқин нопусқа игә бир наһийиниң маарип еһтияҗини қандураламду? буниң җавабини һес қилмақ анчә тәс болмиса керәк. Әмма, мухтәр керәм бу мәктәпләрни оқутуш сүпитини юқири көтүрүш үчүн бикар қилип, юқириқи тәдбирләрни алғанлиқини билдүрди.
Йезилардики барлиқ оттура мәктәпләр бикар қилинип оқуғучилар наһийә базиридики “гочиң” йәни “дөләт байрими” мәктипигә топланғандин кейин, бу бәзи деһқан балилирида йол кирасидин қийнилиш қатарлиқ реал мәсилиләрни пәйда қилған.
Бу мәктәп кәлтүруп чиқарған мәсилиләр буниңлиқ биләнла чәклинип қалмиған. Учтурпан наһийисидики нам - шәрипини ашкарилашни халимиған бир һөкүмәт кадириниң билдүрүшичә, оқуғучилар наһийә мәркизигә йиғивелинғандин кейин, оттура мәктәпкә өрләп оқуйдиған уйғур оқуғучларниң нисбити кемәйгән.
Әмма, бу нуқтини мухтәр керәм рәт қилған болсиму, балиларниң келиш нисбитини юқири көтүрүш үчүн һәр түрлүк хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини илгири сүрди.
Мухтәр керәмниң билдүрүшичә, даириләрниң истратегийилик пилани бойичә 2015 - йилиғичә наһийә тәвәсидики барлиқ оттура мәктәпләрдә “қош тил маарипи” омумлаштуруп болунидикән.
Ундақта учтурпанда қурулған “гочиң” мәктипи юқириқи “истратегийилик пилан” ни үнүмлүк әмәлгә ашуруш үчүн қурулғанму - қандақ? мухтәр керәм бу һәқтики соаллиримизни җавабсиз қалдурди.
Хитай һөкүмити 2009 - йили ғулҗа тәвәсидики17 толуқ оттура мәктәпни бикар қилип, оқуғучиларни наһийә йиғивалған. Бу ата - аниларниң күчлүк наразилиқини қозғиған иди.
Йезилардики башланғучтин юқири мәктәпләрниң һәммисини бикар қилип оқуғучиларни наһийигә йиғивелишта йәнә қандақ сәвәбләр бар, буниң арқисиға қандақ сиясий мәқсәтләр йошурунған? буниси бизгә һазирчә қараңғу. Биз бу һәқтә йәниму илгириләп мәлумат беришқа тиришимиз.