Бан кимун йәр шари характерлик йемәклик кризисини һәл қилиш тоғрисида буйруқ чүшүрди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.04.29
2008.04.29
755 Милярд америка доллири керәк
Шу сәвәптин б д т ашлиқ мәһкимиси, һазирқи вәзийәттә пүтүн дуня миқясида йүз милйонға йеқин намрат нопусқа йемәклик җәһәттә җиддий ярдәм бериш керәк болуватқанлиқини, ундақ болмиғанда, намрат дөләтләрдә ачарчилиқ , озуқлуқ йетишмәслик яки җәмийәт қалаймиқанчилиқи чиқидиғанлиқини, буниң алдини елиш үчүн һазирчә 755 милярд америка доллири кетидиғанлиқини оттуриға қойди.Йиғинда, б д т ниң йемәклик мәсилилири мутәхәссислири гәрчә дуняда ашлиқ баһасиниң өрләп кетишини тохтитиш үчүн өсүмлүк йеқилғуси ишләпчиқиришни тохтитишни тәшәббус қилған болсиму, әмма улар йәнила, һазир пүтүн йәр шари дуч келиватқан йеқилғу-ениргийә мәсилисини һәл қилиш үчүн өсүмлүк йеқилғу ишләпчиқириш бир һәл қилғуч мәсилә, буниңсиз һазирқи йеқилғу-ениргийә җиддийликини һәл қилғили болмайду, дәп қариди.
Йиғинда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиби бан кимун 27 хәлқаралиқ тәшкилатқа йәр шари характерлик йемәклик кризиси пәйда қилған ашлиқ баһасиниң тез өрләп кетиш мәсилисини һәл қилиш тоғрисида буйруқ чүшүрди. Йиғинда бу мәсилини һәл қилиш үчүн бир пәвқуладдә хизмәт гурупписи тәшкил қилинди.
Бу пәқәт америка өзила һәл қилалайдиған мәсилә әмәс
Америка йеза игилик министирлиқиниң мутәхәссиси чатниң тәһлил қилишичә, йәр шари иссип кетиватқан әһвал астида , нефит йеқилғуси баһасиниң тез өрлишигә әгишип, транспорт чиқими өсүп кәтти. Бу америка доллириниң қиммити төвәнлишигә сәвәбчи болди. Гүрүч ишләпчиқиридиған дөләтләрниң көпинчиси америка доллири билән һесаблап тиҗарәт қилғачқа, америка доллириниң қиммити төвәнлигәнлики гүрүч баһасиниң өрләп кетишигиму сәвәбчи болди. Америка доллириниң қиммити төвәнлигәнлики бу җәһәттила әмәс, бәлки дунядики башқа пулларниң қиммитидә вә һәр хил иқтисадий паалийәтләрдиму баһа пәрқини пәйда қилди. Бу мәсилә ялғуз америка өзила һәл қилалайдиған мәсилә әмәс.Чатниң баян қилишичә, 2007 - йилида пүтүн йәр шаридики ашлиқ записи күтүлмигән бир пәвқуладдә җиддийлик йүз бәргән әһвал астида 169 күнгә йетәтти. Бу йил пүтүн йәр шаридики ашлиқ записи 30 йилдин буянқи әң төвән дәриҗигә чүшүп қалди. Әгәр күтүлмигән бирәр пәвқуладдә җиддийлик йүз бәрсә, бу аран 53 күнгә йетиду.
Америка дунявий ашлиқ кризисини һәл қилиш үчүн 2 милярд америка доллири ярдәм қилмақчи
Бүгүн шивитсарийидә ечилған бу йиғинда, америка дунявий ашлиқ кризисини һәл қилиш үчүн 2 милярд америка доллири ярдәм қилишқа вәдә бәрди. Әнгилийә қатарлиқ бир нәччә дөләтму бу мәсилини һәл қилиш үчүн техиму көп пул ярдәм қилишқа тәйяр икәнликини билдүрди.Һазир 37 дөләттә ашлиқ җиддийлики көрүлди
Америка авазиниң баян қилишичә, камирон, хайти, мисир, вейтнам қатарлиқ 37 дөләттә ашлиқ җиддийләшкәнлики көрүлди. Филипиндә намрат аһалиләр гүрүчниң баһаси өрләп кетиватқанлиқиға қарши намайиш қилди. Бингалда гүрүч баһаси өткән 3 айда 30% өрлиди. Һазир афғанистанда 2 милйон 500 миң нопусниң иқтисадий қуввити буғдай сетивелишқа йәтмәйду. Аргентина, бразилийә қатарлиқ дөләтләрдә һазир йүз бериватқан ашлиқ җиддийлики, уларни өзиниң орман байлиқлирини бузушқа мәҗбур қилмақта.Тайланд барлиқ гүрүч записини чиқирип һазирқи гүрүч җиддийликини һәл қилишқа һәссә қошидиғанлиқини билдүрди
Әмма бундақ әһвалда, тайланд, вейтнам, һиндиистан, хитай қатарлиқ гүрүч ишләпчиқиридиған бир нәччә дөләтниң екиспорт миқдарини чәкләш тәдбири, йеқиндин буян гүрүч импорт қилидиған дөләтләрдики җиддийликни ашурған иди. Әмма бүгүн тайланд кабинти баянат елан қилип, тайландтики барлиқ гүрүч записини чиқирип һазирқи гүрүч җиддийликини һәл қилишқа һәссә қошидиғанлиқини билдүрди.Хитай пуқралири һазир хитайда ашлиқ баһасиниң тез өрләватқанлиқини инкас қиливатиду
Гәрчә хитай пуқралири хитайда йемәклик баһасиниң тез өрләватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини инкас қиливатсиму, әмма хитайниң учур вастилири һазир хитайда ишләпчиқириш вастилириниң баһаси өрләп кетиватиду дәп хәвәр қилмақта.Шиветсарийиниң ерн шәһиридә бүгүн ечилған ашлиқ йиғинида тәшкил қилинған бир пәвқуладдә хизмәт гурупписи һазир, пүтүн дуняда ашлиқ кризисидин қутулушниң тәдбирлирини излимәктә