Уйғур елидики университетларда оқуғучиларға қаритилған назарәт күчәйтилмәктә

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң тор бәтлиридин мәлум болушичә, бултур язда йүз бәргән "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, уйғур аптоном районидики университетларда оқуғучиларға қаратқан назарәт күчәйтилгән.
Мухбиримиз миһрибан
2010.10.11
5-Iyul-Urumqi-namayishidin-bir-korunush-305.jpg Сүрәт, үрүмчидә йүз бәргән 5 - ийул тенчлиқ намайишидин бир көрүнүш болуп, йаш уйғур оқуғучилириниң қуруқ қол шуар тавлап намайиш қиливатқан көрүнүши.
RFA Аңлиғучилири тәминлигән.

Радиомиз зияритини қобул қилған оқутқучи - оқуғучиларму һазир университетларда оқуғучиларға нисбәтән, идийиви тәлим - тәрбийә күчәйтилип, мәктәпниң түрлүк усуллар арқилиқ оқуғучиларға қаратқан башқурушни йәниму күчәйткәнликини илгири сүрди.

Йеқиндин буян шинҗаң университети, шинҗаң педагогика университети, или педагогика институти, шинҗаң маарип институти қатарлиқ мәктәпләрниң мәктәп тор бекәтлиридики хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә бу мәктәпләрдә, түрлүк тәшвиқат паалийәтлири көпийип, мәктәп түзүми илгирики йиллардикидин күчәйтилгән. Бу мәктәпләрдә йәнә оқуғучилардин тәркиб тапқан "оқуғучилар қоғдаш әтрити", " оқуғучилар байрақ әтрити"дегәндәк әтрәтләр қурулуп, улар мәктәп қоғдаш бөлүмигә ярдәмлишип, мәктәпниң аманлиқ хизмитигә мәсул болмақта икән.

9 - Өктәбир шинҗаң маарип институтиниң тор бекитидә, бу йил дөләт байрими мәзгилидә шинҗаң маарип институтида " вәтәнни сөйүп, юртни гүзәлләштүрүш" темисидики хор ейтиш мусабиқиси өткүзүлүп, оқутқучи - оқуғучиларға вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип берилғанлиқи, оқуғучилар арисида миллий бөлгүнчилик идийиси ямришиниң алди елинип, байрам мәзгилидә оқуғучиларға қаритилған башқуруш түзүмлири күчәйтилгәнлики хәвәр қилинған.

Радиомиз зияритини қобул қилған оқуғучиларниң билдүрүшичә, мәктәп даирилири бу паалийәтләргә бирләштүрүп, оқуғучиларға қаратқан идийиви тәлим тәрбийә вә назарәтни йәниму күчәйткән.

Өз кимликини ашкарилашни халимиған бир оқуғучи радиомиз зияритини қобул қилип, нөвәттә оқуғучилар башқармиси тәрипидин қурулған "байрақ әтрити" дәп атилидиған бир әтрәтниң, мәктәп аманлиқ қоғдаш әтритигә ярдәмлишип, оқуғучиларниң интизамини тәкшүрүшкә мәсул икәнликини, әмма зор көп сандики оқуғучиларниң уларни яқтурмайдиғанлиқини билдүрди.

Бу оқуғучи сөзидә, адәттә бу әтрәткә әза оқуғучиларниң, мәктәп даирилири тәрипидин архипи тәкшүрүлгәндин кейин, илғар оқуғучи дәп бекиткән, коммунист яшлар иттипақиға әза, яки партийигә әза болуш илтимаси язған оқуғучилар арисидин таллинип қатнаштуруливатқанлиқини, мәктәпниң уларға һәр айда оқуш ярдәм пули беридиғанлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған йәнә бир мәктәп хизмәтчиси байрақ әтритидики оқуғучиларниң вәзиписи һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, байрақ әтритидики оқуғучилар, һәр күни әтигән саәт алтидин 6 йеримғичә болған арилиқта, мәктәп ичидә дөләт байриқини чиқиришқа мәсул болғандин башқа, оқуғучиларниң әтигәнлик кәчлик тәкрар әһвали, ятақ биналириниң тинчлиқи, оқуғучиларниң мәктәп һойлиси ичидики интизамға риайә қилиш әһвали қатарлиқларни тәкшүридикән.

Игилишимизчә, мәктәп аманлиқ сақлаш әтритигә ярдәмлишип, оқуғучиларни назарәт қилидиған бу хил әтрәт нөвәттә һәрқайси университетларда тәңла мәвҗут болсиму, әмма уларниң намлири охшимайдикән.

Шинҗаң университетидин зияритимизни қобул қилған, әмма кимликини ашкарилашни халимиған бир оқуғучиниң билдүрүшичә, шинҗаң университетида оқуғучилар актиплиридин қурулған бундақ әтрәт "оқуғучилар қоғдаш әтрити" дәп атилидикән.

Униң билдүрүшичә, бу әтрәт әзалири мәктәп оқуғучилар башқармисидин оқуғучилар бирләшмиси әзаси намида һәр айда 100 йүән әтрапида һәқ алидикән. Уларниң адәттә оқуғучилар интизамини тәкшүргәндин башқа йәнә, өз синипидики оқуғучиларниң идийиви әһвалиниму мәктәп даирилиригә йәткүзүш вәзиписи болғини үчүн, оқуғучилар көпинчә һалларда улардин еһтият қилидикән.

Шинҗаң университетиниң мәктәп тор бетидин мәлум болушичә, бултур 9 - айдин буян, оқуғучилар арисида "вәтәнни сөйүп, шинҗаңниң тәрәққиятиға төһпә қошуш", "милләтләр иттипақлиқини һимайә қилиш", "дөләтниң бирликини, шинҗаңниң муқимлиқини қоғдашқа өз әмәлийити арқилиқ җаваб қайтуруш" қатарлиқ идийиви тәлим - тәрбийә паалийити елип берилған. Ундин башқа бултур 9 - айдин буян, мәктәп оқуғучилар башқармиси йәнә, "2009 - 2010 оқуш йилида оқуғучиларниң психик әһвали һәққидә учур игиләш ишханиси" намидики ишхана қурған вә бу ишханида оқутқучиларни нөвәтчиликкә қоюп, оқуғучиларниң психик әһвалини игиләшни күчәйткән.

Хитайниң уйғур елидики сиясити вә уйғур районидики вәзийәтни көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур аптоном район даирилириниң мәктәпләрни мәркәз қилған һалда, вәтәнпәрвәрлик һәм милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси елип берип, алий мәктәп оқуғучилириға қаратқан назарәтни күчәйтиши, даириләрниң райондики илим әһлилиридин болған университет оқуғучилири арисида һөкүмәткә қарши һәрикәтләрниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.