Хитай юқири соти 15 нәпәр кишиниң үрүмчи вәқәсигә аит әрзлирини рәт қилди
Мухбиримиз ирадә
2009.10.30
2009.10.30

AFP Photo
Бүгүн хитайниң шинхуа агенлиқи вә хәлқ гезити тор бәтлиридә туюқсизла " уйғур райони юқири сот мәһкмиси үрүмчи вәқәсигә аит әрз сунған 15 нәпәр кишиниң әрзлирини рәт қилип, әслидики җазани күчкә игә дәп қариди" дәп хәвәр тарқатти.
Юқири сот мәһкимисиниң бу һәқтики қарарида мундақ дейилиду: "ғени йүсүп қатарлиқ 4 киши қәстән адәм өлтүрүш, от қоюш, булаш җинайити билән, әхмәтҗан мөмин қатарлиқ 11 киши адәм өлтүрүш, от қоюш, булаш, қәстән мал мүлккә зиян йәткүзүш җинайити билән әйиблинип, қанунға асасән сот ечип җинайити бекитилди. Мәзкур сотимиз бу кишиләрниң юқири сотқа йоллиған әрзини рәт қилип, әслидики һөкүмни инавәтлик дәп қарайду. Әзизҗан ясинниң адәм өлтүрүш, от қоюш җинайити, алим мәтйүсүп қатарлиқ икки кишиниң адәм өлтүрүш, булаш, от қоюш җинайити әрзлири рәт қилинип, әслидики һөкүм күчкә игә қилинди."
Хәвәрдә йәнә, абдукерим абдувайит қатарлиқ 6 кишиниң оттура сот мәһкимиси тәрипидин берилгән җазаға рази болуп юқири сотқа әрз қилмиғанлиқи, әмма ғәни йүсүп қатарлиқ 15 кишиниң юқири сотқа әрз қилғанлиқи илгири сүрүлгән.
Бундин бурун үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси " 5 - июл үрүмчи вәқәси" гә алақидар дәп қаралған абдукерим абдувайит, ғени йүсүп, абдулла мәттохти, адил рози, нурәли һошур вә алим мәтйүсүп қатарлиқ 6 кишигә өлүм җазаси вә йәнә бир шәхскә муддәтсиз қамақ җазаси бәргән иди.
Аридин икки күн өтәр - өтмәйла оттура сот мәһкимиси йәнә 5 - июл үрүмчи вәқәсидә қолға елинғанлардин әхмәтҗан мөмин, заһит пазил вә хән шавбо қатарлиқ үч кишигә өлүм җазаси бәргәнликини елан қилған иди. Хитай даирилириниң бу кишиләр үстидин бундақ тез өлүм җазаси һөкүми чиқириши чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлириниң наразилиқини қозғиған вә бу сотниң һечқандақ хәлқара өлчәмгә һәтта хитайниң өзиниңму қанун өлчимигә тошмайдиғанлиқини билдүрүшкән иди.
Техи йеқиндила вашингтонға кәлгән бир гуруппа бейҗиңлиқ адвокатлар хитайда диний әркинлик вә қанунниң роли тоғрисида доклат берип, хитайниң "5 - июл вәқәси"гә қатнашқан уйғурларни бир тәрәп қилиш усулиниң хитай қанунидики бәлгилимиләргә хилап икәнликини баян қилған.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиму бу һәқтә баянат елан қилип, үрүмчидә ечилған икки қетимлиқ сотниң адил болмиғанлиқини, сот тәртипиниң хәлқара өлчәмләргә хилап икәнликини билдүргән иди.
Баянатта билдүрүлүшичә, алди билән мәзкур һөкүмни чиқарған сот оргини 5 - июл вәқәсигә битәрәп муамилә қилалмиған. Сотчилар кәспий лаяқити вә кәспий әхлақиға қарап әмәс, сиясий лаяқитигә қарап талланған һәм сотчилар һөкүмни қанунға асасән әмәс, хитай компартийисиниң бивастә тәлиматиға асасән чиқарған.
Мәзкур тәшкилат баянатида йәнә, хитай мәтбуатлиридин топлиған учурларға асасән, сот ечилиштин авал, қанун саһәсидә мәхсус сиясий өгиниш қанат яйдурулғанлиқини, өгиништә 5 - июл вәқәсиниң һәқиқий әһвали намлиқ мәхсус тәшвиқат материяли өгинилгәнликини вә қанун саһәсиниң 5 - июл вәқәсидә мәркизи һөкүмәт билән районлуқ һөкүмәтниң идийидә бирликкә келиши тәләп қилинғанлиқини, мана буниң хәлқара әһдинамиләрдә оттуриға қоюлған әдлийә органлириниң тәрәпсизлики вә мустәқиллиқи өлчимигә хилап икәнликини билдүрди.
Гәрчә хәлқара вә җуңгодики кишилик һоқуқ көзәткүчилири вә адвокатлириниң пикри бирдәк үрүмчи оттура сот мәһкимисиниң бу һөкүмлириниң тоғра болмиғанлиқини көрситип турсиму, әмма уйғур аптоном райони юқири дәриҗилик сот мәһкимиси бу балилар үстидин чиқарған қарарида бу кишиләрниң делолирида пакитниң толуқ, сотниң қануний тәртипләргә уйғун елип берилғанлиқини илгири сүрүп, берилгән җазаниң мувапиқ икәнликини илгири сүрди. Бу хил әһвал хитай сотлириниң битәрәп болмаслиқидәк әһвални техиму ениқ йорутуп бәрмәктә.
Хитай һөкүмити үрүмчи вәқәсигә алақидар дәп қолға елинғанларниң йәнә давамлиқ сотлинидиғанлиқини җакарлиған болуп, һазир үрүмчи вәқәсидә нурғун кишиләрниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилиниватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити буларниң исим - фамилисини ашкарилимай кәлмәктә. Йәнә нурғун кишиләр үрүмчи вәқәси җәрянида йоқап кәткән йеқинлири вә яки туғқанлириниң из - дерикини қилишқиму җүрәт қилалмиған.
Бүгүн мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиму бирләшмә агентлиқиға мәлумат берип, уйғур биз тор бетиниң башқурғучиси ғәйрәт ниязниң қолға елинғанлиқини ейтқан. Илһам тохти әпәндиниң мухбирға баян қилип беришичә, уйғур биз тор бетиниң башқурғучиси ғәйрәт нияз 1- өктәбир күни үрүмчидики өйидин сақчилар тәрипидин елип кетилгән болуп, сақчи даирилири 4 - чесла униң аилисидикиләргә ғәйрәт ниязни дөләтниң бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити билән қолға алғанлиқини уқтурған икән.
Илһам тохти әпәнди болса бу вәқәдин шу вақитниң өзидила хәвәр тапқан болсиму, буни ашкарилиялмиғанлиқини, чүнки ундақ қилмиғанда достиға зиян кәп қелишидин әнсиригәнликини баян қилған.
Мәлум болушичә, үрүмчи вәқәсидин кейин, һәр қайси тор бәт башқурғучилири вә тор бәт язғучилири хитай даирилириниң асаслиқ нишани бопқалған болуп, диярим тор бетиниң башқурғучиси дилшат пәрһатму әнә шуларниң бири иди. Дилшат пәрһатму 8 - айда өйидин әп кетилгән пети аилиси һазирғичә униңдин һечқандақ хәвәр алалмиған иди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму бу һәқтә баянат елан қилип дилшат пәрһатниң ақивитидин әнсирәватқанлиқини ейетқан вә бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириму дилшат пәрһатни сүрүштә қилишқа башлиған иди.
Дилшат пәрһатниң акиси дилмурат пәрһат, инисиниң пәқәтла диярим тор бетини башқуридиғанлиқини, униң хитай һөкүмитигә қарши һечқандақ бир паалийәт қилмиғанлиқини ейтти. Күзәткүчиләр болса, үрүмчи вәқәси җәрянида нурғун кишиләрниң қолға елинип кәткәнликини, хитай һөкүмитиниң буни уйғурлар үстидин тазилаш елип баридиған бир пурсәткә айландуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Америкидики адвокат нурий түркәл әпәнди бу һәқтә тохтулуп, хитайда ахбарат учур әркинлики болмиғанлиқтин, қолға елинған кишиләрниң исимликиниң ашкарилинишиниңму мумкин болмайдиғанлиқини вә хитайниң буни бир пурсәт билип нурғун уйғурларға зәрбә бериватқанлиқини ейитти.