Уйғур хәлқиниң мөтивәр алими муһәммәд абдулла мәхсум һаҗим вапатиниң 10 йиллиқи
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.12.23
2008.12.23
Уйғурларниң өз хираҗити билән чәтәлләрдә илим тәһсил қилиш иши шуниңдин кейин әмәлгә ашқан. Мана бүгүн мәрһум мәһәммәд абдулла мәхсум һаҗимниң вапатиға 10 йил толди.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдулетип һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдулетип һаҗим билән сөһбәт
Абдулетип һаҗим мәрһум муһәммәд абдулла мәхсум һаҗим һәққидә тохтилип мундақ деди:" муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗим 1924 йили хотәнниң атчуй йезисида диянәтлик аилидә дуняға кәлгән болуп, 5 ـ- 6 яшлирида дадисидин айрилип йетим қалған. 1955 - Йиллириғичә, бир тәрәптин ушшақ тиҗарәт билән шуғулланса йәнә бир тәрәптин, хотәндә алимларда оқуған, кейинчә қағилиқ вә қәшқәр шәһәрлиридә оқуп алим болған.1980ـ Йиллири хотәндә башланған йеңи исламий ойғиниш һәрикитигә асас салғучилардин абдулла қарим, абдул әзиз қараҗим, абдуллаһ қари дамоллам, муһәммәд қурбан дамоллам қатарлиқ кишиләр билән бир сәптә туруп, хотәндә, җүмлидин пүтүн уйғур елидә ямрап кәткән хурапатлиқ, бидәтчилик һәрикитигә қарши туруп, мазарларға чоқунмаслиқни, мазарларни тавап қилмаслиқни, мазарларға туғ әләм тиклимәсликни, қуран оқуп пул алмаслиқни, намаз һәққи алмаслиқни тәшәббус қилған. Муһәммәд абдулла мәхсум һаҗим бу сәвәбтинму икки қетим түрмидә ятқан иди , - у муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗимниң чәтәлләрдә оқуш йолини ачқанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: " муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗим мәрипәтпәрвәр зат мәрһум рәһмитулла қари һаҗи билән 1984 - йили 12 - айда 10 балини мисир пайтәхти қаһирәгә елип барған. Балиларниң "әл әзһәр" алий илим дәргаһида оқушқа орунлишиши үчүн бир нәччә ай йол меңип, қаһирәдә мисирлиқ бәзи алимлар билән тонушуп, шуларниң вастиси билән ахири миңбир тәсликтә уларни оқушқа орунлаштурған."Муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗимниң есил әхлақи
Абдулетип муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗимниң әхлақи һәққидә тохтилип мундақ деди:" муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗим өз миһнити билән һалал яшап кәлгән, пеқир пуқра, йетим - йесирләр, талипларға мадди, мәниви яр йөләктә болғанниң сиртида , хотәндә мәсчит селиш ишлириға башламчилиқ қилип алди билән өзи пул чиқирип, башқиларниму пул беришкә риғбәтләндүрүп, қанчә мәсчитниң руяпқа чиқишиға вәсилә болған иди. Сиясий кеңәш яки ислам җәмийәтлириниң әзалиқи чағлиқ бирәр "һоқуқ" вәяки "мәнсәп" тутмай кәлгән болсиму, хотәндә кишиләр оттурисидики җедәл ـ- маҗра, иқтисади муамилидики талаш ـ- тартиш ишлирини адил бир тәрәп қилатти."Муһәммәд абдулла мәхсум һаҗимниң вапати
Абдулетип һаҗим мәрһумниң вапати һәққидә мундақ деди:" муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗим 1998 -ـ йили 12 - айниң 23 ـ- күни хотәндә вапат болған. Мәрһумниң намизи төт миңдин артуқ җамаәтниң иштираки билән оқулуп, өз юрти атчуй мазарлиқиға - ата анисиниң қәбрисиниң йениға дәпнә қилинған."Абдулетип һаҗимниң ейтишичә, чәтәлләрдә, хусусән ислам мәмликәтлиридә илим тәһсил қилиш пурситигә еришкән достлар мәрһум муһәммәд абдуллаһ мәхсум һаҗимни есидин чиқармаслиқи, мәрһумниң роһиға дуа қилиши уларниң үстигә бурчтур.