Уйғур елидә интернетқа қаритилған назарәт күчәйтилди

Хитай хәвәр мәнбәлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида тор алақиси әслигә кәлтүрүлгәндин буян, сақчи тармақлири интернетқа болған назарәтни йәниму күчәйткән вә хилаплиқ қилғучиларға чарә көргән. Нөвәттә радиомиз игилигән учурлардинму уйғур елидә интернетқа болған назарәтниң күчәйгәнлики илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз миһрибан
2010.05.25
xitay-internet-305 Хитайниң “тор бихәтәрликини қоғдаш” тоғрисидики символ характирдики сүрити
Photo: RFA

Хитай һөкүмити 14 - май уйғур елидә интернетниң әслигә кәлтүрүлгәнликини җакарлиғандин иди. "Тәңритағ тори" ниң 23 - майдики хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити ахбарат ишханиси, интернет ечиветилгән қисқиғина 10 күн ичидила 25 адәмниң интернетқа алақидар җинайәт билән бир тәрәп қилинғанлиқини билдүргән.

Бүгүн зияритимизни қобул қилған уйғур елидики мәлум бир яшниң билдүрүшичә, уйғур елидә тор алақиси әслигә кәлтүрүлгән болсиму, һазир уйғур яшлар илгирикидәк торға көп кирмәйдикән. Нөвәттә кишиләрдә "тордин қорқуш", "еһтият қилиш" психикиси шәкилләнмәктә икән.

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидики һәрқайси йәрлик һөкүмәт даирилириму интернетқа болған назарәтни күчәйтишкә башлиған. Мәсилән, 20 - май хотән вилайитиниң һөкүмәт тор бетидә, хотән вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик идариси тор бихәтәрликини қоғдаш әтритиниң " сағлам болмиған учурларни сақчиға мәлум қилиш" уқтуруши чиқирилған. Уқтурушта тор әһлидин "қанунсиз вә сағлам болмиған учурлар"ни сақчиға мәлум қилиш тәләп қилинған.

Хәвәрдә көрситилишичә, бу уқтуруш хитай һөкүмити елан қилған, "компютер учур тори вә интернет бихәтәрликини қоғдаш чариси" намлиқ намлиқ 33 - номурлуқ буйруқниң 5 - маддисиға асасән чиқирилған. Уқтуруш 9 маддидин тәркиб тапқан болуп, пуқраларниң дөләт бихәтәрликигә вә җәмийәт муқимлиқиға тәсир йәткүзүдиған, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилидиған, қанунсиз диний әқидиләр тәшвиқ қилинған мәзмунлар һәм шәһваний мәзмунлардики учурларни көргән һаман җ х орунлириға паш қилиш тәләп қилинған.

"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, уйғур аптоном райони рәиси нур бәкри "вәқәниң йүз беришидә 'уйғурбиз', 'диярим' вә 'шәбнәм' қатарлиқ уйғур тор бәтлиридә йолланған қутратқулуқ мәзмунидики учурлар вәқәниң партлишида түрткилик рол ойниди," дәп шәхсләр тәрипидин қурулған уйғур тор бәтлирини әйиблигәндин кейин, уйғур елидә интернет пүтүнләй тақиветилгән иди.

 Зияритимизни қобул қилған юқириқи уйғур яшниң билдүрүшичә, 14 - майдин кейин, бир қисим уйғур тор бәтлири ечилған болсиму, әмма "5 - июл вәқәси"дин кейин тақиветилгән "диярим", "шәбнәм", "уйғур биз" қатарлиқ тор бәтлири, шундақла илгири тордашлар әркин параңлишидиған бир қисим чайхана вә муназирә мәйданлири йәнила тақақлиқ икән.

Нөвәттә бейҗиңда ечилған "шинҗаң хизмәт йиғини"дин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғур районида йүргүзидиған сиясити вә уйғур аптоном райониға йеңидин тәйинләнгән әмәлдар җаң чүншйәнниң районда қандақ сиясәт йүргүзидиғанлиқи хәлқара җәмийәтниң җиддий диққәт - етибарини қозғимақта.

Болупму "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин кейин, тақиветилгән уйғур тор бәтлири, һелиғичә хитай түрмилиридә тутуп туруливатқан дилшат пәрһат, обулқасим, муһәммәт қатарлиқ тор бәт башқурғучилириниң нөвәттики әһвали вә бундин кейики тәқдириниң қандақ болуши мәсилиси йәнила хәлқара җәмийәтниң диққәт қилип келиватқан муһим мәсилиләрниң бири болуп турмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.