Уйғур елидә җуғлинип қалған делолар көпәймәктә
Мухбиримиз миһрибан
2009.04.22
2009.04.22
Photo: RFA
Бу йил 4 - айниң 8 - күни уйғур елидә 2008 - йил ичидә иҗра қилинмай, туруп қалған делоларни бир тәрәп қилиш йиғини ечилған.
Йиғинда, хитайниң уйғур елигә тәйинлигән, уйғур аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң әзаси, аптоном районлуқ сиясий - қанун комитетиниң секритари җу хәйлун, 30 - апрелғичә, җуғлинип қалған барлиқ делоларни бир тәрәп қилишни тәләп қилған. Җу хәйлун һәр дәриҗилик сот мәһкимилири, әдлийә, тәптиш органлиридин, 2008 - йилдин буян бесилип қалған, бир тәрәп қилинмиған делоларни ениқлап, тездин бир тәрәп қилишни тәләп қилған.
Җу хәйлун өз сөзидә нуқтилиқ делоларни иҗра қилиш хизмитидә сақлиниватқан гәвдилик мәсилиләрни вақтида музакирә қилип, делониң қанун бойичә вақтида беҗирилишигә капаләтлик қилиши керәк. Мал - мүлүк делолириниң иҗрасини аяқлаштуруш нисбитини 100% кә, нуқтилиқ делоларниң иҗрасини аяқлаштуруш нисбитини 90% кә йәткүзүшкә тиришип, нуқтилиқ делоларда пүтүн күч билән бөсүш һасил қилип, иҗра қилинмай җуғлинип қалған делоларни ениқлаш вәзиписини вақтида орундашқа капаләтлик қилишни тәләп қилған.
Җу хәйлун өз сөзидә йәнә тилға алған нуқтилиқ делолар әмәлийәттә, сиясий делоларға қаритилған болуп, 2008 - йили 11 ай җәрянида уйғур ели миқясида бөлгүнчилик вә "дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш" җинайәтлири билән қолға елинған кишиләр бир миң үч йүзгә йеқин икән. Хитай ахбаратлирида көрситилишичә, мәзкур делоларниң һәммиси уйғур елидики әдлийә вә тәптиш органлири тәрипидин турғузулған.
Хәвәрдә оттуриға қоюлишичә, өткән 11 ай җәрянида уйғур елидә дөләтни парчилаш җинайити билән қолға елинған шәхсләр җәмий 1295 нәпәр болуп, буниң ичидә һөкүм елан қилинғанлар 1154 нәпәр икән.
Мәлум болушичә, 2008 - йилида пүтүн хитайниң башқа җайлирида "дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити" билән җазаға тартилғанлар 619 нәпәр болуп, әмма бу сан уйғур елидә бир һәссә көп һесаблинидикән.
Бу қетимқи иҗра қилинмай җуғлинип қалған делоларни мәркәзлик ениқлаш һәрикитидә, уйғур аптоном районида сот мәһкимилири җәмий 10 миң 646 делони ениқлап чиққан болуп, буниң ичидә мал - мүлүк делоси 6046, һәр хил сиясий әнзиләргә четишлиқ, нуқтилиқ дело 4600 икән. 1 - Апрелғичә, мал - мүлүк делосидин 5796 синиң иҗраси аяқлаштурулуп, иҗрасини аяқлаштуруш нисбити 95.86% Кә, иҗра қилинған пул соммиси 950 милйон йүәнгә йетип, мәмликәт бойичә 15 - орунда турған. Нуқтилиқ делодин 3508 иниң иҗраси аяқлаштурулуп, иҗрасини аяқлаштуруш нисбити 76.28% Кә йәткән, иҗра қилинған пул соммиси 3милйон йүәндин ашқан.
Җу хәйлун оз сөзидә йәнә, " һәр дәриҗилик сот мәһкимилири нуқтилиқ делоларниң санини тәлтөкүс ениқлап, иҗра қилинмай җуғлинип қалған һәр бир делониң конкрет әһвалини ениқлап, сәвәбини анализ қилип, қаратмилиққа игә, мәшғулатчанлиқи күчлүк һәл қилиш чарисини түзүп, " иҗра қилиш қийин болуш " мәсилисини пүтүн күч билән һәл қилиши керәк. Шуниң билән биллә, мәнбәдин түзәшни күчәйтип, қанун бойичә адил сотлап вә иҗра қилип, кона делоларни бир тәрәп қилиш билән биллә, йеңидин җуғланма делоларниң шәкиллинишидин сақлиниш керәк. " Дәп тәкитлигән.
Уйғур сиясий паалийәтчилириниң көрситишичә, хитайниң бу йилларда уйғур елидики бастуруш сияситиниң зиядә қаттиқ болиши,ичкиридин көпләп көчмән йөткәп келиниш сәвәбидин, уйғур елидә ишсизлиқ нисбитиниң ешип бериши, пиланлиқ туғут, қош тиллиқ маарип сияситиниң йүргүзүлүши, хәлқниң сөзләш әркинликигә болған чәклиминиң хитайниң башқа һәрқандақ өлкилиригә қариғандиму күчлүк болуши, қатарлиқлар уйғур елидики йәрлик хәлқниң наразилиқ кәйпиятиниң күчийип һәр хил қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарған. Мана булар уйғур елидики һәр хил делоларниң ички хитай өлкилиригә қариғанда көп болушидики амилларниң бири болуп һесаблинидикән.