Хитай б д т йиғинида уйғурларниң сөзләш һәққини әмәлдин қалдуралмиди

Б д т аз санлиқ милләтләр мунбириниң бәшинчи нөвәтлик йиғини 27-, 28-ноябир күнлири б д т ниң җәнвәдики мәркизидә ечилди. Бу йиғинға дуня уйғур қурултийиға вакалитән долқун әйса, илһам мәхмут, әсқәрҗан вә майкол филлипс (Michael Philipps) қатарлиқ төт кишилик һәйәт қатнашти.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.11.28
dolqun-eysa-bdt-305.jpg Б д т аз санлиқ милләтләр мунбириниң бәшинчи нөвәтлик йиғиниға д у қ ға вакалитән (солдин оңға) долқун әйса, илһам мәхмут, әсқәрҗан вә Michael Philipps сүрәттә йоқ) қатарлиқ төт кишилик һәйәт қатнашти. 2012-Йили 27-ноябир, җәнвә.
RFA/Erkin Tarim

Биз бүгүн нәқ мәйданға телефон қилип д у қ иҗраийә һәйити рәиси долқун әйса, муавин рәис илһам мәһмут вә әсқәрҗан әпәндиләр билән сөзлишип әһвал игилидуқ.

Бүгүн, йәни 28-ноябир күни чүштин бурун дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики программа ярдәмчиси майкол филлипс әпәнди дуня уйғур қурултийи намидин үч минутлуқ сөз қилди. Униң сөзи башлинип 2-минутқа кәлгәндә хитай һөкүмитиниң вәкили сөз һәққи тәләп қилип, дуня уйғур қурултийи вәкилиниң сөз һәққини әмәлдин қалдурушни сориди. Әмма, йиғин риясәтчиси дуня уйғур қурултийи вәкилиниң сөзини давам қилишиға рухсәт қилди. Нәтиҗидә, дуня уйғур қурултийи вәкили сөзини давам қилди. У сөзидә хитай һөкүмитиниң өзиниң асасий қануни билән аптономийә қануниға хилаплиқ қилип, өз қанунида уйғурларға берилгән һәқ-һоқуқиниму җари қилдурмайватқанлиқини баян қилди. У, сөзини ахирлаштурғандин кейин, хитай һөкүмитиниң вәкили қайта сөз қилип, наразилиқ билдүрди. Русийә, пакистан, куба вә гретсийә вәкиллири сөз елип, хитай һөкүмитиниң вәкилиниң сөзини қоллайдиғанлиқини билдүрди. Уларниң сөзи ахирлашқандин кейин арқа-арқидин америка, норвегийә, шветсарийә вәкиллири сөз елип, хитай һөкүмитиниң тәләплириниң һәқсиз икәнликини, дуня уйғур қурултийи вәкилиниң баянатида б д т принсипиға хилаплиқ қилидиған һәрқандақ сөз-ибариләрниң йоқлуқини шуниңдәк дуня уйғур қурултийиниң мәйданини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Шундақ қилип бу қетимму буниңдин бурунқи б д т йиғинлирида көп қетим йүз бәргинигә охшаш б д т мунбиридә хитай һөкүмити билән бир мәйдан күрәш болуп өтти.

2011-Йили 11-ноябир күни өткүзүлгән б д т аз санлиқ милләтләр мунбириниң төтинчи қетимлиқ йиғиниға дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, алим сейитоф, долқун әйса вә әсқәрҗан әпәндиләр қатнашқан иди. Йиғинда алим сейитоф дуня уйғур қурултийиға вакалитән сөз қилған болуп, униң сөзи башлиниши билән тәң хитай вәкили наразилиқ билдүргән иди. Бу йилқиға охшашла илгириму пакистан вә куба хитайни қоллиған, буниңға қарши америка, әнглийә дуня уйғур қурултийи вәкилини қоллап сөз қилип, дуня уйғур қурултийи вәкилиниң сөзини давамлаштурушқа рухсәт қилишини тәләп қилған һәм пүтүн залда чавак челинип алқишланған, нәтиҗидә алим сейитоф сөзини давам қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.