Қазақистанда "уйғур һүнәр-сәнити" намлиқ китаб нәшр қилинди


2005.11.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Қазақистанлиқ уйғур алими, ғоҗа әхмәт садвақасоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими рисаләт кәримованиң "уйғур һүнәр-сәнити" намлиқ илмий тәтқиқат китаби йеқинда қазақистанниң алмута шәһиридә "Day Press" нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.

Уйғурларниң оттура асиядики узун мәдәнийәт тарихиға игә қәдимий хәлқләрниң бири икәнлики хәлқара илим саһәсидә етирап қилинған мәсилә. Андақта көп әсирлик уйғур мәдәнийитиниң ярқин ипадиси һесаблинидиған уйғур һүнәр-сәнитиниң әһвали, нәзәрийиви асаслири вә тарихи келип чиқиши қандақ дегән соалниң қоюлуши тәбиий.

Уйғур һүнәр-сәнитиниң бир қисими һесаблинидиған нәққашлиқ, оймичилиқ, зибу-зиннәт буюмлири ясаш қатарлиқ көплигән түрләр охшашла уйғур хәлқи арисида яхши сақлинипла қалмастин бәлки тәрәққи қилип, уйғур әнәниви миллий мәдәнийитиниң бибаһа мирасиға айланған.

Қазақистанлиқ уйғур алими, қазақистанниң сулайманоп намидики шәрқшунаслиқ иниститутиниң қармиғидики ғоҗа әхмәт садвақасоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими рисаләт кәримова узун йиллардин буян мәхсус түрдә әнә шун уйғур һүнәр-сәнитини тәтқиқ қилип, чоңқур издиниш арқилиқ бу саһәдә доктурлуқ унваниға еришти һәмдә йеқинда қазақистанниң алмута шәһиридә "Day Press" нәшрияти тәрипидин "уйғур һүнәр-сәнити" намлиқ илмий тәтқиқат китабини нәшир қилдурди.

Бу уйғур һүнәр-сәнәт тәтқиқатидики тунҗи тәтқиқат характерлик әсәр

Ғоҗа әхмәт садвақосоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими, дилнур қасимованиң ейтип беришичә, узун йиллар оттура асиядики вә уйғур елидики уйғур қол һүнәрвәнлири арисида тәкшүрүш елип барған шуниңдәк йәнә санкитпетербург, москва вә ташкәнт һәм қазақистан дөләтлик музейлирида сақлиниватқан мәдәний ядикарлиқларни көрүп, селиштурма тәтқиқат йүргүзгән. У йәнә, һәр хил тилларда йезилған уйғур вә оттура асия хәлқлириниң һүнәр-сәнитигә қол аит илмий тәтқиқатлар биләнму тонушуп чиққан.;

Рисаләт кәримованиң бу китабиниң дәсләпки қисимлирида уйғур һүнәр-сәнитиниң асаслиқ түрлири йәни нәққашлиқ оймичилиқ, қуймичилиқ, тиккүчилик, зәргәрлик, гүл тикиш, төмүрчилик вә һәр хил металлардин зибу-зиннәт ясаш һәм һәр хил музика әсваблирини ясаш һәм башқилар һәққидә тәпсили тәтқиқат йүргүзгән һәм уларниң үлгүлирини мисал қилип көрсәткән.

Китабта селиштурма тәтқиқатлар йүргүзүлгән

Уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими , тарихшунас абләһәт камалоп әпәндиниң қаришичә, китабниң йәнә бир алаһидилики шуки, рисаләт ханим уйғур қол һүнәрвәнчиликиниң бүгүнки әһвали вә нәтиҗилиригә тарихий нуқтидин муамилә қилип, уларни қәдимий мираслар вә ядикарлиқлар билән селиштуруп чиққан.

У йәнә мәхсус түрдә уйғур мәниви вә мадди мәдәнийәт тарихи һәққидә қисқичә омумлаштуруп баян бериш билән биргә оқурмәнләрни бу җәһәттә тарихий мәлуматларға игә қилиду.

Аптор мәсилиләргә көп тәрәптин диққәт қилған болуп, у уйғур һүнәр –сәнитиниң йәккә- йиганә һалда пәйда болуши яки тәрәққи қилишиниң мумкин әмәсликини, худди башқа һәр қандақ хәлқләргә охшашла өзи билән алақидә болған милләтләр билән алмаштуруш вә өзара тәсир көрситиш мусаписини баштин кәчүргәнликини көрситиду. Униң хуласиси шуки, уйғурлар оттура асия хәлқи , униң үстидә шәрқий түркистандин ибарәт ғәрб билән шәрқниң мәдәнийәт алмаштуруш нуқтисиға җайлишип, мәдәнийәтләр арисида васитичилик қилиш ролини өтүгән милләт болуш сүпити билән улар әтраптики милләтләрниң һүнәр-сәнәт қол үлгилириниң тәсирини қобул қилған шуниңдәк улар йәнә өз иҗадийәтлирини әтрапқа тарқатқан.

Доктор рисаләт кәримова китабниң ахирида хуласә чиқирип, уйғур вә оттура асия түркий хәлқлириниң гүзәл-сәнәт қол- һүнәрвәнчиликлирини селиштуруп тәтқиқ қилиш билән уйғурларниң оттура асия түркий хәлқлири билән ялғуз тил вә етник мәнбә вә тарихий җәһәттинла ортақлиққа игә болупла қалмастин бәлки , гүзәл-сәнәт қол һүнәрвәнчилик әнәниси җәһәттинму ортақлиққа игә икәнликини оттуриға қойиду. Униң хуласилири бойичә алғанда, уйғурлар хитай миллити билән һечқандақ мәдәнийәт ортақчиличиқиға игә болмастин бәлки униң әксичә, оттура асия хәлқлири билән ортақлиққа игә, уйғур мәдәнийити хитай мутәххәсислири дәватқандәк җуңхуа мәдәнийитиниң бир қисими болмастин бәлки түркий –оттура асия мәдәнийитиниң бир қисимидур. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.