Шәрқий асия мунбири : “уйғур елидики зораванлиқ вәқәлири зор мәсилиләрниң ипадисиму?”

Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә мәйданға кәлгән һуҗум қилиш вәқәлирини хәлқара террорлуққа, диний әсәбийликкә бағлап чүшәндүрүш арқилиқ вәқәниң маһийитини бурап келиватқан болсиму, уйғур ели вәзийитини көзитип келиватқан тәтқиқатчилар юқиридики вәқәләрниң хитайниң районда йүргүзүватқан миллий сиясити билән бивастә мунасивәтлик икәнликигә ишиниду.
Мухбиримиз ирадә
2012.03.30
uyghur-qeshqer-herbiy-charlash-305.jpg Қәшқәр кочилирини чарлап йүргән хитай қораллиқ күчлири. 2009-Йили 10-июл.
AFP

Булардин бири данийидики копенһагин университетиниң дотсенти илдико беллер һан. У бу һәқтә елан қилған мулаһизисидә йеқинқи бир қанчә қетимлиқ һуҗум қилиш вәқәлирини уйғурлар учраватқан һәр тәрәплимә кәмситиш сияситиниң нәтиҗиси, дәп көрсәткән һәм уйғур ели вәзийитини һәр вақит партлашқа тәйяр турған бомбиға охшатқан.

Төвәндә мухбиримиз ирадә силәргә данийидики копенһагин университетиниң дотсенти тәрипидин елан қилинған мулаһизиниң мәзмунини тонуштуруп өтиду.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, данийидики копенһагин университетиниң көп хил милләтләр вә район характерлик тәтқиқатлар бөлүминиң дотсенти илдико беллер һан җүмә күни “уйғур елидики шиддәт вәқәлири райондики зор мәсилиләрниң ипадисиму?” мавзулуқ мулаһизә елан қилип, уйғур елидики мәсилиләр һәққидики баһасини оттуриға қойди. Бу мақалә шәрқий асия вә тинч окян районидики дөләт вә районларниң сиясий, иҗтимаий вә иқтисади вәзийити үстидә тәтқиқат елип баридиған “шәрқий асия тәтқиқатлири мәркизи” ниң мунбиридә елан қилинған.

Тәтқиқатчи һан әпәнди мулаһизисидә алди билән хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүз бериватқан вәқәләргә баһа бериш усули билән кишилик һоқуқ органлири бериватқан баһа арисидики пәрқ һәққидә тохталған. У бу һәқтә мундақ дегән: “кишилик һоқуқ органлири вә әркин асия радиосиниң вәқә һәққидики баянлири билән хитай ахбарат вастилириниң баянлири арисида зор пәрқ болсиму, әмма бу йәрдә ениқ болғини бу районда һәл қилинмиған зор бир мәсилә бар.”

У 1980 - йилларда хитайда ислаһат, ечиветишкә әгишип, уйғур елидиму вәзийәт бир қәдәр яхшиланған болсиму, әмма 1990 - йилларға кәлгәндә бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларниң бөлүнүп чиқишидин әнсирәп, сиясәтни қайтидин чиңитқанлиқини баян қилип :“уйғурлар һазир хитайлар билән сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий һоқуқ җәһәттә баравәр муамилә көрмәйватимиз, дәп қаримақта. Бу милләтниң зиялийлири болса, уйғур мәдәнийитиниң ассимлиятсийигә учраватқанлиқидин әндишә қилмақта. Хитай даирилири уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрни “ички мәсилимиз” дәйду вә уларни радикаллиқ, террорлуқ вә бөлгүнчилик өлчими бойичә бир тәрәп қилиду” дегән.

Апторниң баян қилишичә, хитай даирилири 1996 - йилларда “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитидә аталмиш “бөлгүнчи” ләргә зәрбә бәргән болса, 11 - июл вәқәсидин кейин болса бу вәқәләрни террорға четишқа башлиған, әмдиликтә болса бу хил вәқәләрни асасән дегүдәк диний радикаллиққа бағлашқа башлиған. Әмма аптор хитай даирилириниң 1980 - йиллардин тартипла уйғур елидә динни қаттиқ чәкләп, диний паалийәтләрни қаттиқ контрол қилип кәлгәнликини баян қилип “хитай даирилири мәниси интайин муҗмәл болған қанунсиз диний паалийәтләр дегән бу ибарини ишқа селип туруп, уйғурларниң диний әркинликини өз мәйличә чәклиди. Улар мәсчит имамлири вә башқа диний затларни тәрбийиләп, көпинчиси үрүмчидики диний иниститутни пүттүргән бу кишиләргә худди башқа дөләт кадирлиридәк мааш берип ишләтмәктә” дегән.

Тәтқиқатчи һан әпәнди мақалисиниң давамида тохталған йәнә бир асаслиқ ноқта, иқтисади кәмситиш вә ишсзлиқ мәсилиси болуп, у бу, райондики уйғурларниң әң күчлүк наразилиқини қозғаватқан бир мәсилә, дәп көрсәткән. У хитай һөкүмитиниң 2000 - йилларда “ғәрбни ечиш сиясити” ни йолға қоюп, районға зор миқтарда мәбләғ селиш билән биргә иқтисади вә асаси қурулушта тәрәққиятларни елип кәлгән болсиму, әмма буниң охшаш вақитта райондики хитай көчмәнлириниң санини ашурувәткәнликини билдүргән. Аптор мундақ дегән :

“бу ислаһат, ечиветишниң нәтиҗиси буйичә алғанда, уйғурлар бу хилдики аталмиш тәрәққият сиясәтлирини хитай һөкүмитиниң өзлирини ассимлиятсийә қилиш вә иқтисадий җәһәттин чәткә қеқиш үчүн ишлитиватқан вастиси” дәп қарайду. Хитай мәблиғини асасән уйғур елиниң кан байлиқлири мол болған шималий районлириға селип кәлгән, бу районлар болса аллиқачан хитайлар мәркәзлишип олтурақлашқан районларға айлинип болған. Иш базиридики кәмситиш сәвәбидин нурғун уйғур яшлири ичкири хитай өлкилиригә берип иш издәшкә мәҗбур болмақта. Әмма уйғурлар болупму җәнубтики уйғурлар миңлиған уйғур қиз - оғуллири өз юртидин миңларчә километр узақлиқта иш издәшкә мәҗбур болуватқан шараит астида, хитай көчмәнлириниң уйғурларниң юртида иш тепиватқанлиқиға мәнә берәлмәй кәлмәктә.

Аптор хитай һөкүмитиниң уйғурларниң иш тапалмаслиқиға хитай тили йетәрлик болмиғанлиқини сәвәб қилип көрситиш арқилиқ районда хитай тилини омумлаштурушқа урунуватқанлиқини, қош тиллиқ маарип нами астида аталмиш миллийчә мәктәпләрниму пүтүнләй хитай тилида дәрс өтидиған қилип өзгәртип чиққанлиқини билдүрүп мундақ дегән :

- Бу хитай һөкүмити дәсләпки йилларда йолға қойған ата - анилар өз балисини қайси тилда оқутушни халиса шуни тилда оқутуш дәйдиған тил вә мәдәнийәт сияситиниң тамамән әкси иди. Уйғурлар һазир қаттиқ үмидсиз. Пәқәтла маарип тилини таллаш һоқуқидин мәһрум қалғанлиқидин әмәс, бәлки иш базирида хитай тилини пишшиқ билип турупму, айримичилиққа учраватқанлиқидин қаттиқ үмидсиз. Чүнки, хитай тилини өз ана тилидәк сөзләйдиған уйғурларму охшашла ишсз қалмақта.

Аптор уйғур елидики юқириқидәк амиллар һәққидә чүшәнчә бәргәндин кейин, мулаһизисини мундақ дәп аяқлаштурған :

- Нурғунлиған көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң уйғурлардин келидиған бөлгүнчилик тәһдитини дуняға көптүрүп аңлитиватқанлиқиға ишиниду. Чүнки уйғурларниң мутләқ көпчилики иқтисадий вә иҗитмаий һоқуқта баравәр, диний вә мәдәний әркинликлири толуқ игә болған һалда, җүмлидин һәқиқий аптономийә астида яшашни арзу қилиду. Әмма хитай һөкүмити буниң әксичә, һазир уйғур районида дүшмәнликни техиму ашуридиған бир сиясәт йүргүзүшни давам қилмақта. Бу ноқтидин елип ейтиқанда, уйғур райони партлашқа тәйяр турған вақитлиқ бомба болушни давам қилидиғандәк көрүнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.