Уйғурлар иранға қарши елип берилған намайишқа қатнашти
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.19
2008.05.19

RFA Photo / Erkin Tarim
Иран һөкүмитиниң ирандики түркий милләтләргә елип бериватқан бу хил бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш мәқсиди билән, түркийидә оқуватқан вә бу йәрдә яшаватқан иранлиқ түркий милләтләр билән әзәрбәйҗанлиқлар ортақлишип намайиш өткүзди.
17-Май күни әтигән саәт 11дә иранниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң йенида елип берилған бу намайишқа ирандин түркийигә келип оқуватқан оқуғучи вә бу йәрдә яшаватқан кишиләрдин башқа, ирақ түркмәнлири җәмийити, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисидики бир гуруп уйғурлар вә түркийидики сияси партийиләрниң мәсуллиридин болуп, көп санда киши қатнашти. Улар қоллирида `биз җәнубий әзәрбайҗанда әзәрбәйҗан түркчисиниң рәсми тил болушини тәләп қилимиз`, 2006` -йили май ейи қозғилиңида өлтүрүлгән шеһитлиримизни әсләймиз, ирандики түркий милләтләргә әркинлик дегәнгә охшаш шоарларни товлашти. Ахирида өзини әзәрбәйҗан милләтчи партийиси башлиқи дәп тонуштурған заур байрамли исимлик киши мухбирларға баянат бәрди.
"Һөрмәтлик мухбирлар, иран фарс түзүми һәр даим түрк миллитини кәмситмәктә. 2006-Йили 12-май күни иран дөлитиниң ирна хәвәр агентлиқи тәрипидин йезилип, иран гезитидә елан қилинған бир мақалидә ирандики түркий хәлқләр қоңғузға охшитилған, бу парсларниң түркләргә елип бериватқан кәмситиш сияситиниң типик мисалидур. Бу мақалидә ирандики түркий милләтләрни ассимилятсийә қилишниң 11 йоли баян қилинған болуп, буниң билән бирликтә гезиттә ирандики әзәри түрклирини кәмситкән һәҗвий рәсимләргиму йәр берилгән. Бу мақалиға наразилиқ билдүрүп, намайиш қилған әзәри түрклирини қанлиқ бастурған иран һөкүмити, тәбриз қатарлиқ йәрләрдә 50 әтрапида кишини өлтүргән, көп санда кишини түрмигә ташлиған. Иран һөкүмитиниң бесим сиясити давам қилмақта. Биз наһәқ түрмигә ташланған кишиләрниң қоюп берилишини, иран һөкүмитиниң түркий милләтләрниң пүтүн һәқ вә һоқуқлирини беришини тәләп қилимиз."
Бу намайишқа шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати әнқәрә шөбиси башлиқи һайруллаһ әфәндигил башчилиқидики бир гуруп уйғурму қатнашти. Биз улар биләнму сөһбәт елип бардуқ.