Уйғур мәшрәплири қоғдашқа еһтияҗлиқ

Толуқсиз материялларға қариғанда илгири юрт ‏- юртлардики давамлишип кәлгән уйғур мәшрәп түрлириниң сани 100 хилдин ашидиған болуп, заманимизға кәлгәндә, сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий тосалғулар сәвәблик аран 30 хилға йеқин мәшрәп сақлинип қалған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.23
uyghur-music-305.jpg 2008 - Йили 14-ийун күни, қәшқәрдики бир музика дукини хоҗайини муһәммәт абабәкри равап чалмақта
AFP

 Мәшрәп уйғур мәдәнийәт -сәнитиниң, узақ тарихтин шәкилләнгән әдәп әхлақ адәтлириниң универсал паалийәтлириниң әң мол соруни. Шундақла әвладлирини миллий мәдәнийәт миллий әхлақи билән тәрбийиләйдиған очуқ мәктипи болуп кәлгән. Толуқсиз материялларға қариғанда илгири юрт ‏- юртлардики давамлишип кәлгән уйғур мәшрәп түрлириниң сани 100хилдин ашидиған болуп , заманимизға кәлгәндә , сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий тосалғулар сәвәблик аран 30 хилға йеқин мәшрәп сақлинип қалған , һәтта йеқинда уйғур мәшрәплири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мунасивәтлик оргини тәрипидин қоғдилишқа тегишлик маддий вә мәдәнийәт мисралири қатариға елинди. Уйғур мәшрәплириниң хәлқара дәриҗилик қоғдилиш обйекти қилиниши уйғурларға нисбәтән хуш хәвәрму? мәзкур хәвәр уйғурларда қандақ инкас қозғимақта. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программиға диққәт бәргәйсиләр.

Уйғур һаятиниң картиниси

Уйғурлар арисида һәр хил бәзмә, мурасимлар тарихтин буян юрт ‏- юртларда өзгичә алаһидиликлири билән охшимиған хас услупларда сақлинип тәрәққи қилип кәлгән. Уйғур мәшрәплири мана буларниң ичидики әң узақ тарихларға игә , аммиви характери күчлүк , көп түрлүк мәдәнийәт-сәнәт, яшаш адәтлири, әдәп -әхлақ қаидилири сиңип кәткән, әвладтин-әвладқа давамлишип келиватқан қәдимий көңүл ечиш мурасимлири һесаблиниду. Униң түрлириму интайин мол.
Уйғурлардики бу хил сорун түзүш адәтлири түркий тиллар диванидиму" түркий хәлқләрниң кечилик сорунлири болуп қишниң узун кечилири кишиләр нөвәт билән зияпәт берип нәғмә ‏- нава қилишиду " дәп баян қилинған.

Уйғурлар мәшрәплирини қәдирләйду , улар мәшрәпни" уйғурлар һаятиниң кичиклитилгән сәһниси", " әвладларға мәдәнийәт, тарих, әхлақ өгитидиған тәбиий мәктәп " , " мәдәнийәт мираслириниң җанлиқ архипи " , " универсал сәнәт сәйнаси " , "инақлиқ, иттипақлиқ соруни " , " еғиз әдәбиятиниң, әл нәғмилириниң тәрәққий қилиш, тарқилиш йоли"дәп мәдһиләйду.....

 Мәшрәп дуня нәзиридә қоғдашқа еһтияҗлиқ

 -15Ноябир найрубида ечилған б д т ниң ғәйри маддий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш һәйәтлири йиғинида, уйғур мәшрипи җиддий қоғдашқа еһтияҗлиқ ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә рәсмий киргүзүлди. Хитай мәдәнийәт министирликиниң мунасивәтлик тармақлириниң уйғур мәшрипини қоғдаш обйекти қилиш һәққидики илтимаси мушу йилниң бешида бир қетим рәт қилинған иди.

Б д т мутәхәссислириниң илгири мәзкур илтимасни рәт қилишиға, уйғур елидә уйғур мәшрәплирини қоғдап қелишқа тегишлик шараитниң һазир әмәслики сәвәб болғанлиқи мәтбуатларда тилға елинған иди. Уйғур мәдәнийәт сәнити һәққидә тәтқиқат елип бериватқан хәлқарадики мутәхәссисләрдин лондон универстети доктори рейчил харис илгири бу һәқтә истансимиз мухбириниң зияритини қобул қилғанда бу һәқтә тохтилип " һазир хитайларниң уйғур нахша, музика вә мәшрәплириниң чинлиқини сақлап қелишиға рухсәт қилмай өзгәртивитиши сақлиниватқан негизлик мәсилиләрниң бири, б д т ниң мәдәний мирасларни қоғдаш тизимликигә киргүзүшниң шәрти бир милләтниң өзи яшаватқан йәрдә өз мәдәнийитини қоғдап қелиш, раваҗландуруш һоқуқиға игә болуши" дәп көрсәткән иди. У шундақла йәнә, һазир уйғур диярида болуватқан әһвалларға һечқандақ мутәхәссис сәл қариялмайдиғанлиқини әскәртип " әпсуски, бу илтимасни рәт қилдим, чүнки уйғурлар қийин вәзийәттә турса, уйғур мәшрипиниму қоғдилидиған мәдәний мираслар қатариға киргүзүшниң уйғурларға пайдиси йоқ, буни қилиштин бурун уйғурлар дуч келиватқан чәклимиләрни әмәлдин қалдуруш керәк " дегән иди.

 Америка н п р агентлиқи мухбири бу йил -15 ноябирда мәшрәпниң қоғдилиш илтимасиниң қобул қилиниши мунасивити билән б д т ғәйри маддий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш комитети мудири франк просчәйттин " хитай һөкүмити уйғурларниң мәдәний мираслирини йоқ қилишқа урунуватқан идиғу, қандақ болуп уни йәнә қоғдашқа илтимас қилиду? дегән соалиға җавабән " һөкүмәтләр бизниң комитетимизға илтимас қилиш арқилиқ өзиниң һәқиқәтән миллий мәдәнийәтләрни йетәрлик қоғдиялмайватқанлиқини, уларниң иҗтимаий, иқтисадий вәзийәтниң хирисиға дуч келиватқанлиқини билдүриду " дегән җавабларни бәргән.

Мәшрәп уйғурлар нәзиридә

Мәзкур хәвәр уйғур елиниң ичи сиртидики уйғурларда охшимиған инкасларни қозғимақта, уйғур диярида ечилған бәзи уйғур тор бәтлиридә бу һәқтә мәйданға келиватқан инкаслардин, уйғурларниң буниңға мутләқ хушхәвәр сүпитидә әмәс, бәлки тәнқидий нәзәрдә қараватқанлиқи мәлум.

Йәни бәзиләр, буниң әһмийити һәққидә тохтилип, мәшрәпниң хәлқарада етибарға еришкәнликини көрситиду, уни сақлап қелиштин зор үмидләр көрүнмәктә десә, йәнә бәзиләр бу мәшрәпниң йоқилип кетиш гирдабиға келип қалғанлиқиниң йәни җиддий қоғдалмиса болмайдиған һаләткә келип қалғанлиқиниң бишарити дәп мулаһизә қилишмақта.
Бу һәқтә биз илгири уйғур елидә хәлқ арисида тонулған күлдүргә артиси һазир германийидә яшаватқан аблимит турсун әпәнди билән сөһбәттә болдуқ :

Әлвәттә, узақ тарихқа игә уйғур мәшрәплириму, инсанийәт мәдәнийитиниң бир қисми болуш сүпити билән сақлинип қелиши интайин зөрүр. Чәтәлләрдики уйғурлар болса, уйғур мәшрәплириниң б д т тәрипидин қоғдилиш обйекти қилиниши, уни дуня мәдәнийитиниң бир қисми сүпитидә қоғдап хитайниң йәниму бузғунчилиқ қилип, йоқитишидин мәлум дәриҗидә сақлап қилишта бәлгилик рол ойниялиши мумкин дәп үмид билән қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.