Явропа парламентида “тәқдири бәлгилиниватқан кәшмир, шәрқий түркистан вә гилгит балтистан” йиғини өткүзүлди
2011.12.07

7-Декабир күни әтигән саәт 8 йеримда явропа парламентида “тәқдири бәлгилиниватқан кәшмир, шәрқий түркистан вә гилгит балтистан” мавзулуқ йиғин өткүзүлди. Йиғинда явропа парламенти парламент әзаси, гилгит балтистан достлуқ гурупписи башлиқи җургән кротзман әпәнди, парламент әзаси, гилгит балтистан достлуқ гурупписи әзаси кристина йоҗуланд ханим, канада хәлқара тинчлиқ вә демократийә тәтқиқат мәркизи мудири мумтаз хан, инсан һәқлири паалийәтчиси язғучи рой стридәр вә дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики иш беҗириш хадими мәмәт тохти әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди. 3 Саәткә йеқин давамлашқан бу йиғинға йәнә парламент әзалири, явропа парламенти инсан һәқлири комитети мәсуллири, хитай, һиндистан, пакистан ишлириға мәсул бөлүмләрниң хадимлири вә мутәхәссисләрдин болуп 50 әтрапида киши қатнашқан.
Мухбирларға йепиқ ечилған бу йиғинда азад кәшмир, шәрқий түркистан вә шәрқий түркистан билән чегридаш болған гилгит балтистанниң тарихтики орни, бүгүнки вәзийити вә күндин-күнгә еғирлишиватқан хитай хәвпи тоғрисида муһакимә елип берилған. Мәмәт тохти әпәндиниң дейишичә, йиғинда нуқтилиқ һалда хитайниң һазир у районда елип бериватқан кеңәймичилик сиясити һәққидә муһакимә елип берилған.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип, мәмәт тохтидин явропа парламентида өткүзүлгән “тәқдири бәлгилиниватқан кәшмир, шәрқий түркистан вә гилгит балтистан” мавзулуқ йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат игилидуқ.