Уйғур мәсилиси түркийидә чақирилған хәлқаралиқ инсан һәқлири йиғинида
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.14
2009.12.14

RFA Photo / Erkin Tarim
12 - Айниң 12 - 13 - күнлири түркийиниң бурса шәһридә чақирилған бу йиғин түркийә җумһурийити баш министирлики вә бурса шәһәрлик һөкүмәтниң иқтисадий ярдими билән аһиска түрклири җәмийәтлири федератсийиси тәрипидин чақирилған.
Бу йиғинға қирим татарлири, афғанистандики түркий милләтләр, ирақ түркмәнлири, ирандики җәнубий азәрбәйҗан түрклири, явропадики түркләр вә пәләстинликләрдин болуп 34 әтрапида дөләт вә райондики аммиви тәшкилат мәсуллири вә инсан һәқлири паалийәтчилири қатнашти.
Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан вәқпи вәкили проф. Др. Султан мәхмут, баш секретари һамутхан гөктүрк, сейит таранчи қатарлиқ кишиләр қатнашти.
Бу йиғинға дүня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимму алаһидә тәклип қилинған болуп, явропа зиярити зич орунлаштурулған болғачқа қатнишалмиди. Бу йиғинға түркийиниң түркий милләтләргә мәсул дөләт министири фаруқ челик, парламент әзаси сәдат қизилҗиқли, али қул, бурса валиси шаһабәттин харпут, шәһәр башлиқи рәҗәп алтәпә қатарлиқлар қатнашти.
Йиғинниң ечилиш нутқини дөләт министири фаруқ челик қилди. У сөзидә аһиска түрклирини, қирим татарлирини иккинчи дүня уруши мәзгилидә ситалинниң бир кечидә пойизларға селип сабиқ совет иттипақиниң һәрқайси җайлириға сүргүн қилғанлиқини, уларниң техиғичә өз юртлириға қайтип болалмиғанлиқини, он миңларчә кишиниң йолда өлгәнликини ейтқандин кейин, бүгүн түркий милләтләрниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини чүшәндүрүп мундақ деди:
-- Ирқий қирғинчилиқниң тарихта пәқәтла йәһудиләрға рава көрүлмигәнликини, түркий милләтләргиму ирқий қирғинчилиқниң елип берилғанлиқиниң вә елип бериливатқанлиқиниң дуня дөләтлири тәрипидин билиниши муһим дәп ойлаймән. Қирим татарлириниң сибирийигә сүргүн қилинип өлтүрүлүши, аһиска түрклириниң өз юртлиридин көчүрүлүши, сабиқ югославийидики түркләр тартқан азаплар, оттура шәрқ вә шәрқий түркистанда мәйданға кәлгәнләргә мәдәний дуня қарап турмақта. Мәдәний дуняниң бу вәқәләргә қарита тәдбир алмастин мунчилик боснийилик, манчилик уйғур, манчилик түркмән өлди дәп қоюштин башқа бир нәрсә қилмайватқанлиқи бизни чоңқур ойға салмақта. Бу йиғин буларни музакирә қилип дуня җамаәтчиликиниң сәмигә селип қоюш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә.
11 - Айниң 12 - 13 - күнлири бурсада чақирилған бу йиғинда нуқтилиқ һалда уйғур мәсилиси музакирә қилинип, қарар елан қилинди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.