Түркийидики бир уйғур мусапирниң тәсирлик паалийәтлири
Мухбиримиз әркин тарим
2009.04.14
2009.04.14
![Hoten-kesilgen-barmaq-305.jpg Hoten-kesilgen-barmaq-305.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/xitayda-ten-jazasi-11062008203424.html/Hoten-kesilgen-barmaq-305.jpg/@@images/837369cc-6e31-495c-9b83-bbd6e80dcde4.jpeg)
RFA Photo / Erkin Tarim
Әгәр бирләшкән дөләтләрниң мусапирлиқ өлчимигә тошса үчинчи бир дөләткә әвәтиш үчүн рәсмийәтлирини ишләшкә башлайду. Бу җәрянда мусапирлар түркийидә мәлум шәһәрләрдә җаваб күтиду. Бундақ җаваб күтүп ятқан мусапирлардин бири 2 йилдин буян түркийиниң мәлум шәһридә яшаватқан абдулла әпәнди. У хитай сақчилириниң тән җазасиға учрап бир қолидин айрилип қалған болуп, сиясий бесим түпәйлидин чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған. У түркийиниң 1 милйон нупусқа игә мәлум бир шәһридә яшаватқан болуп, у һазирғичә өз бешиға 10 миңларчә кишигә хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлатқан.
Униң бизгә ейтишичә, у хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлатқанда бәзи түркләр өзини тутивалалмай йиғлап кетидикән. У сөзидә хитайниң һәқиқи әһвалини түрк җамаәтчиликигә аңлатқансери өзини бәхитлик һес қиливатқанлиқиниму ейтти. Униң паалийәтлири һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн өзи билән телефон зиярити елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.