Уйғур оқутқучилири йүзлиниватқан қисмәтләр

Хитайниң “қош тиллиқ маарип”, “оқутқучилар унван баһалаш” қатарлиқ сиясәтлири вә маарип саһәсидики натоғра истиллар уйғур оқутқучилирини паҗиәлик қисмәткә йүзләндүрмәктә.
Мухбиримиз меһрибан
2011.09.22
qosh-til-xoten-mektep-305 Уйғур елиниң хотән вилайитидики мәлум бир қош - тил мәктипиниң оқуғучилири.
AFP Photo

Йеқиндин буян уйғур тор бекәтлиридә уйғур мәктәплиридә қош тиллиқ маарипниң омумлаштурулуши нәтиҗисидә, “хитай тили сәвийә имтиһанидин өтәлмиди, хизмәтниң һөддисидин чиқалмиди” дегәнгә охшаш түрлүк баһаниләр сәвәбидин йиллиқ баһалаш һәм унван баһалашта зәрбигә учриған һәтта иш орнидин қалдурулған оқутқучилар һәққидики хәвәрләр барғанчә көпәймәктә.

Ана тупрақ тор бекитиниң 21-сентәбирдики сәһиписидә, қәшқәр шәһәр бәшкерәм йеза сидир башланғуч мәктипиниң 28 йиллиқ оқутуш тәҗрибисигә игә бир аял оқутқучисиниң өзи учриған наһәқчиликләр һәққидики шикайити елан қилинған.

 Мәзкур тор бекитиниң “әтрапимиздики ишлар” сәһиписидә елан қилинған бу язмида, 1983-йилдин буян башланғуч мәктәптә оқутқучилиқ қилип келиватқан бу аял оқутқучиниң 2010-йилдин кейин мәктәптә елип берилған бирқанчә қетимлиқ унван баһалашта, гәрчә хизмәттики нәтиҗиси көзгә көрүнәрлик болсиму, мәктәп мудири қатарлиқлар тәрипидин һәр хил баһаниләр билән баһалаштин қалдурулғанлиқи, һәтта униң мәктәп даирилириниң натоғра қилмишлири үстидин юқири дәриҗилик маарип идарисигә әрз қилғанлиқи сәвәблик, мәктәп мудири тәрипидин һақарәтлинип, “мәктәп мудирини урди” дегән төһмәт билән сақчи идариси тәрипидин 8 күнлүк тутуп турулуш җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидики паҗиәлик қисмәт баян қилинған.

Қош тиллиқ маарип йолға қоюлғандин буян, өз мәктипидә йүз бериватқан түрлүк наһәқчиликләр үстидин шикайәт қилған бу оқутқучи, өз язмисида маарип саһәсидики унван баһалаш хизмитидә сақлиниватқан пара бериш қатарлиқ қилмишлар сәвәблик, өзигә охшаш нурғун оқутқучиларниң шәрти толған һаләттиму унван баһалаштин қалдурулуватқанлиқидәк наһәқчиликни мундақ баян қилиду:
“2011-йиллиқ башланғуч алий унван тәқсиматида мениң һәммә шәртим толуқ чүшидиған туруқлуқ маңа сан көрсәткүчи берилмиди, 2011-йиллиқ унван тәқсиматида шәртлирим толуқ һазирланған болсиму, йәнила унван көрсәткүчигә еришәлмидим. Шу йилдики унван тәқсиматида мәндинму номури төвән болғанларға унван көрсәткүчи берилди. Бәлким бу мениң мәктәп мудирини болақ берип йоқлиялмиғанлиқим сәвәбидин болса керәк.”

Бу оқутқучи өзиниң мәктәптики наһәқчиликләр үстидин маарип идарисигә әрз қилғандин кейин мәктәп мудириниң униңдин өч алғанлиқини баян қилип мундақ язиду:
“мәркизи башланғуч мәктәп мудири мәндин өч елишқа башлиди. Аввал йиллиқ хизмәт баһалашта йоқилаң баһаниләр билән мениң хизмәт номурумни қәстән төвән баһалиди. Мәктәп үстидин әрз қилған мән вә йәнә бир оқутқучини җазалап, мени өйүмдин 37 километир йирақлиқтики мәктәпкә йөткивәтти, шу мәктәптә олтурушлуқ йәнә бир аял оқутқучини болса мениң өйүмгә йеқин, әмма униң өйигә 17 километир келидиған йәнә бир мәктәпкә йөткиди. Иккимизниң орнини алмаштуруп қоюшни тәләп қилип мудир ишханисиға киргинимдә болса мәктәп мудири мени“чошқа” дегәндәк тиллар билән һақарәтлиди. Мән өзүмниң иззәт абруюмни қоғдаш үчүн такаллашқинимда болса, мудир сақчи идарисигә телефон қилип, оқутқучиларни ялған гуваһлиққа тартип, мәктәп мудирини урди, дегән төһмәт билән мени сақчиға солашни тәләп қилди. Мана бүгүн мән сақчиханиниң 8 күнлүк тохтитиш қәғизини қолумға алдим. Мениң дәрдлиримни аңлайдиған адәмму чиқарму? тохтитиш орниға меңиштин илгири мән бу дәрдлиримни төккүм кәлди. Мән кәттим. Бу күнләрму өтүп кетәр. 8 Күнлүк түрмидин қайтип чиққучә хош!”

Уйғур мәктәплири қош тиллиқ мәктәпләргә өзгәртилгәндин кейин “хитай тили сәвийиси лаяқәтсиз” дегән баһанидә оқутқучилиқтин қалдурулған бир йеза оқутқучисиму, радиомиз зияритини қобул қилип, нөвәттә өзигә охшаш нурғун тәҗрибилик оқутқучиларниң дәрс мунбиридин қалдурулғанлиқини баян қилди.

Нөвәттә уйғур елидә қош тиллиқ маарип сиясити сәвәблик, хитай тили өткили өлчәм қилинип, дәрс өтүштә лаяқәтсиз дәп баһаланған, һәм башқа баһаниләр билән унван баһалашта қалдурулған, һәтта мәктәптин чиқириветилгән оқутқучиларниң барғанчә көпийиватқанлиқи мәлум болмақта. Уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, әгәр бу хил һаләт давамлишивәрсә, бу йилларда уйғур елидә барғанчә көпийиватқан йеридин айрилған деһқанлар, өйи чеқилип мәҗбурий көчүрүлүватқан шәһәр аһалиси қатарлиқ әрздарлар қошуни сепигә ишсиз қалған уйғур оқутқучилириму қошулуп, уйғур районидики вәзийәт йәниму мурәккәплишиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.