15 - Ноябир түрмидики язғучилар күнидә хәлқара уйғур қәләмкәшләр җәмийити баянат елан қилди

“15 - ноябир түрмидики язғучиларниң һәқ - һоқуқлирини қоғдаш күни” мунасивити билән, хәлқара уйғур қәләмкәшләр җәмийити13 - ноябир күни тор бетидә баянат елан қилған иди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.16
gheyret-niyaz-asiya-heptiliki-305 “шинҗаң иқтисад гезити” ниң мухбири ғәйрәт нияз.
RFA


Бүгүн уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң лондундики хадими әзиз әйса әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, бу қетимқи баянатида, хитай түрмисидә йетиватқан уйғур қәләмкәшлиридин мухбир ғәйрәт нияз вә тор башқурғучиси гулмирә иминниң әһвали һәққидә тор бетидә баянат елан қилғандин башқа, мәхсус доклат тәйярлап, хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң һәрқайси дөләтләрдики тармақ тәшкилатлириға йоллиғанлиқини билдүрди.

Хәлқара уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң 2012 - йиллиқ түрмидики уйғур қәләмкәшлири һәққидә елан қилған баянатида 2009 - йилидики “5 - июл үрүмчи вәқәси” сәвәбидин қолға елинип, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған мухбир ғәйрәт нияз вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған тор башқурғучиси гүлмирә иминниң әһвали тәпсилий баян қилинип, хәлқара тәшкилатларни 5 - июл вәқәсидин кейин қолға елинған 20дин артуқ уйғур тор башқурғучилири вә тор язарлириниң түрмидики әһвалини хитай һөкүмитидин сүрүштүрүш вә түрмидики уйғур язғучилири үчүн адаләт тәләп қилиш мураҗәт қилнған.

Хәлқара уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң лондундики хадими әзиз әйса әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, бу йиллиқ “15 - ноябир түрмидики язғучиларниң һәқ - һоқуқлирини қоғдаш” һәққидики баянатниң 5 - июл вәқәси сәвәбидин қолға елинған 20 - дин артуқ виҗдан мәһбусиға беғишланғанлиқини билдүрди.

Әзиз әйса әпәнди хәклқара уйғур қәләмкәшләр җәмийити қурулғандин буян түрмидики уйғур язғучилириниң әһвалини игиләш вә дуняға аңлитиш җәһәттә тиришчанлиқ көрситип келиватқанлиқини билдүрди.

Әзиз әйса әпәнди сөзидә, 2011 - йиллиқ түрмидики язғучилар күни баянатиниң “ява кәптәр” намлиқ әсәр сәвәбидин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған нурмәмәт ясинға беғишланған болса, бу йиллиқ баянатта нуқтилиқ һалда, мухбир ғәйрәт нияз вә тор башқурғучи гүлмирә иминниң әһвали һәққидә мәхсус доклат тәйярлинип, бу доклатниң хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң 147 дөләттики шөбә тармақлириға йоллинип, улардин хитай һөкүмиитигә бесим ишлитиш тәләп қилинғанлиқини билдүрди.

Әзиз әйса әпәнди йәнә 2012 - йиллиқ 15 - ноябир түрмидики язғучиларниң һәқ - һоқуқлирини қоғдаш күнидә хәлқара қәләмкәшләр җәмийити қармиқидики хитай қәләмкәшләр җәмийити вә хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң башқа шөбилириниңму “түрмидики язғучиларниң һәқ - һоқуқлирини қоғдаш һәққидики баянати”да хитай түрмилиридә йетиватқан уйғур язғучилириниң әһвалини тилға елип,хитай һөкүмитидин бу виҗдан мәһбуслири үчүн адаләт тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Зияритимиз ахирида әзиз әйса әпәнди йәнә, хәлқара уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң бундин кейинки хизмәтлири һәққидиму тохталди. Әзиз әйса әпәнди сөзидә түрмидики уйғур язғучилириниң әһвали һәққидә учур игиләш, улар үчүн адаләт тәләп қилиш һәм хитай һөкүмранлиқи астида әркин пикир қилиш имканийити тартивелинған уйғур язғучилири учраватқан түрлүк бесимларни дуняға аңлитиш хәлқара уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң асаслиқ хизмәт нишанлиридин бири икәнликини алаһидә тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.