Д у қ муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди: уйғурлар қурултайдин бирлик вә иттипақлиқни күтиду
2012.05.02

Болупму, уйғур елидә йүз бәргән 2009-йил үрүмчи июл паҗиәси һәм уйғур дияриниң башқиму районлирида орун алған қанлиқ вақәләр вә наразилиқлар, аммиви тәқибләшләр, хитай көчмәнлириниң техиму тез сүрәттә әлгә еқип кириши, қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлириниң чеқилиши, аталмиш “қош тиллиқ маарип” сиясити вә башқилар, шундақла кәң қанат яйған уйғур миллий һәрикити, хәлқара тәшкилатларда уйғур тәқдириниң күн тәртипигә қоюлуши, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң һәр җәһәттики һесдашлиқ һәрикәтлири уйғур мәсилисиниң һәқиқәтәнму җиддий икәнликини ярқин һалда испатлиди.
Уйғурларниң миллий даваси, шу җүмлидин мустәқиллиқ идийиси, кишилик һоқуқлири, өтмүш тарихи һәм қәдимий мәдәнийити, маарипи һәм әдәбияти мәсилилири зор қизиқиш һасил қилмақта. Буниңдин үч йил илгири америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән дуня уйғур қурултийиниң 3-нөвәтлик қурултийидин буянқи вақит ичидә уйғурлар һаятида һәм уйғур миллий һәрикитидә қандақ вақәләр һәм өзгиришләр йүз бәрди, уйғурларниң хәлқара мәйдандики орни қанчилик, бүгүнки күндә уйғурлар немини халайду һәм немигә интилиду дегәнгә охшаш соаллар әтрапида биз дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди билән сөһбәт елип бардуқ.