Уйғур тамақлири хәлқаралиқ йемәк - ичмәк йәрмәнкисидә
Мухбиримиз әркин тарим
2008.11.04
2008.11.04

RFA Photo / Erkin Tarim
Бурун уйғур тамақлири пәқәтла хитай вә оттура асия түркий җумһурийәтлиридила яхши тонулған болса, һазир явропа, канада, түркийә вә америкидиму аста - аста тонулушқа башланди. Уйғур тамақлири бир һәптидин буян түркийиниң әнқәрә шәһриниң чанқая районида өткүзүлүватқан хәлқаралиқ йемәк - ичмәкләр йәрмәнкисидә көрситилмәктә.
Бу йәрмәнкигә өзбекистан, түркмәнистан, иран, тайланд, әзәрбәйҗан вә түркийә қатарлиқ дөләтләр қатнашмақта болуп, һәммә дөләт өзлириниң милли тамақлирини сатмақта. Уйғурлардин абдуллаһ ақйол исимлик киши, аилиси билән бирликтә бу йәрмәнкигә қатнашмақта болуп, уйғурларниң полу, манта, чөчүрә, ютаза вә кавап қатарлиқ йемәклирини сатмақта.
Һәр күни йүзләрчә киши уйғур тамиқи тонуштурулуватқан бөлүмгә келип, уйғур тамақлириниң тәмини тетиватқан болуп, бир қетим йегән киши әтиси күни йәнә келип йәветипту. Биз бу йәрмәнкидә уйғур тамақлирини тонуштуруватқан абдуллаһ ақйол, вә уйғур тамиқи йәватқан херидарларға микрофонимизни узаттуқ. Херидарларниң һәммиси бирдәк уйғур тамиқиниң бәкла тәмлик икәнликини ейтишти.
Қиммәтлик оқурмәнләр, әнқәрәниң чанқая районида давам қиливатқан хәлқаралиқ йемәк - ичмәк йәрмәнкиси 10 - айниң 26 - күнидин 11 - айниң 23 - күнигичә давам қилидикән.