"Уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити" намлиқ әсәр истанбулда нәшир қилинди


2007.01.04

uyghur-tarixi-kitab.jpg
"Уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити" ниң муқависи. RFA/Әркин тарим

Уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити намлиқ әсәр истанбулда нәширдин чиқти. Әсәрни истанбулдики мимарсинан университети оқутқучиси, тонулған тарихчи профессор, доктор гүлчин чандарлиоғли язған болуп, әсәр кириш сөз вә 6 бөлүмдин тәркип тапқан. 1 - Бөлүм уйғур дөлити қурулуштин бурунқи уйғур тарихиға, 2- бөлүм өтүкәндики уйғур хақанлиқи, 3 - бөлүм гәнсу уйғур дөлити, 4 - бөлүм турпан уйғур дөлити, 5 - бөлүм уйғур дөләтлири мәдәнийәт тарихидин ибарәт. Булардин башқа китабниң ахирида уйғур хақанлириниң тизимлики, таң сулалиси императорлириниң тизимлики вә уйғур хақанлиқи мәзгилидики оттура асияниң хәритисиму берилгән.

Бу китап һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн китапниң аптори тонулған тарихчи гүлчин чандарлиоғли билән сөһбәт елип бардуқ. - Һөрмәтлик гүлчин чандарлиоғли, уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити намлиқ китап һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?

- Бу китапни хели бурун язған идим. Мениң дотсентлиқ унвани үчүн язған илми мақаләм өткән уйғур дөлити һәққидә иди. 1972-1973-Йилларда язған идим бу китабни. Әмма әмди нәшир қилдурдум. Китабимни уйғур дөләтлири һәққидә йезилған хитайчә текистләргә, қәдимқи уйғур текистлиригә асаслинип туруп яздим. Уйғур тарихини бир пүтүн һалда оттуриға қуюш үчүн яздим. Уйғур тарихи һич шүбһисизки оттура асия тарихиниң әң муһим дәвирлиридин биридур.

- Сиз бу уйғур дөләтлири дигән вақтиңизда қайси мәзгилни көздә тутисиз?

- Өтүкән районида қурулған бүйүк уйғур хақанлиқи, гәнсу уйғур дөлити вә турпан бәшбалиқ уйғур дөлити қатарлиқ 3 дөләтни өз ичигә алиду.

- Һөрмәтлик профессор, доктор гүлчин чандарлиоғли ханим, бу һәқтә йәнә кимләр тәтқиқат елип барған?

- Мәндин бурун қәдимки уйғур тарихи һәққидә профессор, доктор баһаәддин огәл тәтқиқат елип барған вә бир қанчә парчә мақалә елан қилған. Бу мақалилардә пәқәтла уйғур тарихидики муһим вәқәләрла әмәс, оттура асиядики қәбилиләрниң қандақ қилип қәбилидин императорлуққа қарап тәрәққи қилған дегәнгә охшаш мәсилиләр аңлитилған. Уйғурларниң өтүкән дөлити мәзгилидики тарихини мән тәтқиқ қилип язған идим. Уйғур хақанлиқиниң кейинки йиллири вә йимирилиши һәққидики тарихни тәйвәнлик доктор оқуғучиси тсаи вәншән язған иди, бу әсәр тәйвәндә түрк тилида нәшир қилинди. Әслидә, қәдимки уйғур тарихини тунҗи болуп әтраплиқ тәтқиқ қилған тарихчилардин бири мәшһур япон илим адими һанәда торудур. Әслидә буддизм тәтқиқати билән шуғуллинип кәлгән, японийидә тунҗи болуп буддизм тәтқиқат мәркизини қурған профессор, доктор һанәда, уйғурларниң буддизм һәққидики мәлуматлирини тәтқиқ қилиш вә уни японийидә тонуштуруш үчүн уйғурларни тәтқиқ қилишқа башлиған.

- Түркий милләтләрниң тарихини тәтқиқ қилишта бу китапниң әһмийити нимә?

- Китап ана мәнбәләрдин пайдилинип, хитайчә йилнамиләр вә уйғур китабилиригә асаслинип туруп йезилған. Шуңа бу әсәрдин биринҗи қол тарихи мәлуматларға игә болалаймиз. Тарихта түркий милләтләр қурған нурғун дөләтләр бар. Тарихтики исмини бүгүнгичә өзгәртмәй кәлгән түркий милләт уйғурлардур. Қалғанлиримиз һәммимиз исмимизни алмаштурған. Әмма уйғурлар уйғур исмини өзгәртмәй бүгүнләргичә кәлгән.

- Гүлчин чандарлиоғлу ханим, бу китабтин башқа уйғур тарихи һәққидә йәнә қандақ әсәрлириңиз бар?

- Мениң сериқ уйғурлар һәққидики докторлуқ илми мақаләм китап һалида нәшир қилинди. Исламийәттин бурунқи түрк тарихи тоғрисида сөзлигән дәрслиримниму китап қилип йезип чиқтим. Тарих методи һәққидә бир китабим бар. Бу китаплиримниң һәммиси түрк дуняси тәтқиқат мәркизи тәрипидин нәшир қилинди. Йеқинқи заманда шәрқий түркистанда йүз бәргән қозғилаңлар аңлитилған бир китабимму шәрқий түркистан вәхпи тәрипидин нәшир қилинди. Һазир мән йәнә һазирқи заман түрк дуняси намлиқ китабни нәширгә тәйярлаватимән. Мән 3 йил қазақистан, ики йил қирғизистанда хизмәт қилдим. У җәрянда нурғун материял топлиған идим. Бу китабимни шуниңға асасән язимән.

Профессор, доктор гүлчин чандарлиоғли язған уйғур дөләтлири тарихи вә мәдәнийити намлиқ бу китабни елишни халисиңиз түрк дуняси тәтқиқат вәхпи билән алақә қурсиңиз болиду. Алақилишиш адреси:

P. K. 94 Aksaray/Istanbul. Tel: 0122 511 10 06

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.