Уйғур вәкиллири ялта йиғини ечилған сарайни зиярәт қилди

14 - Нөвәтлик түрк дуняси яшлири қурултийи 8 - айниң 10 - күнидин 15 - күнигичә украинийә җумһурийитиниң қирим татар аптономийисиниң ялта шәһиридики ялта меһманханисида давам қилмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.13
Yalta-yighini-echilghan-saray-Dolqun-Eysa-305.jpg Түрк дунйаси йашлири қурултийиниң күн тәртипигә бинаән 8 - айниң 13 - күни чүштин кейин қурултай вәкиллириниң бир қисми тарихи әһмийәткә игә йалта йиғини ечилған сарайни зийарәт қилди. Сүрәттә, д у қ баш кативи дулқун әйса әпәнди, ливадийа сарийиниң әйни чағдики "йалта йиғини" елчилған залини зийарәт қилмақта.
RFA Photo / Erkin Tarim

Қурултайниң күн тәртипигә бинаән 8 - айниң 13 - күни чүштин кейин қурултай вәкиллириниң бир қисми тарихи әһмийәткә игә ялта йиғини ечилған сарайни зиярәт қилди.

Бу сарайниң исми ливадия сарийи болуп, бу сарай 1861 - йилидин бери чар русийә падишаһлири үчүн язлиқ сарай қилип ишлитилгән. Бу сарай 2 - дуня уруши ахирлишиш  алдида совет иттипақи рәһбири ситалин, әнгилийә рәһбири чурчил вә америка президенти рузвелт 1945 - йили 2 - айниң 4 - күнидин 11 - күнигичә  йиғин ечип, дуняниң тәқдирини бәлгилигән җай дәп һесаблиниду.

Бәзи тарихчилар уйғурларниң бүгүнки тәқдириниңму бу җайда бәлгиләнгәнликини илгири сүрмәктә. Биз бүгүн ялтада қурултайға қатнишиватқан уйғур вәкилләр билән бирликтә бу тарихи сарайни зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.