Уйғур хәлқ дастанлири намлиқ китаб нәширдин чиқти


2005.09.22

uygur-xelq-dastanliri.jpg
Китабниң муқависи

Түркийә ататүрк мәдәнийәт, тил вә тарих тәтқиқат оргини йеқинда игә университети оқутқучиси доктор алимҗан инайәт тәрипидин тәйярланған "уйғур хәлқ дастанлири" намлиқ үч томлуқ китабниң биринчи томини нәшр қилған болуп, иккинчи томиму йеқинда китабханлар билән йүз көрүшидикән.

Китаб түрк дуняси дастанлирини топлаш вә нәшир қилиш пилани бойичә нәшир қилинған болуп, бу пилан түркийиниң сабиқ рәис җумһури сулайман дәмирәл тәрипидин тәстиқланған вә 1997-йилидин етибарән түркийиниң муһим иш пиланлири сүпитидә елип берилмақта.

Бу пиланға асасән дунядики пүтүн түркий хәлқләрниң дастанлири топлинип түркчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинидиған болуп, пилан тамамланғанда пүтүн түркий хәлқләрниң дастанлирини өз ичигә алған 140 томдин тәркип тапқан бир қамус оттуриға чиқидикән.

Бу китабниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән, ихтияри мухбиримиз әркин тарим түрк дуняси дастанлирини топлаш, рәтләш вә нәшир қилиш комитетиниң мәсули профессор доктор фикрәт түркмән вә уйғур хәлқ дастанлири намлиқ китабни нәширгә тәйярлиған доктор алимҗан инайәт әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.