Уйғурларниң 1918 - йили йәттә суда қирғин қилиниши
Мухбиримиз үмидвар
2010.03.03
2010.03.03
Қизил армийә қошунлириниң бу қетимқи қирғинчилиқи алмутидин ғалҗатқичә болған чиләк, кийиквай, инчикә булақ, қурам, лавар, маливай, қаратуруқ, байсийит, қара йота, ғәйрәт, ават, долата, түгмән дегәндәк уйғур йеза - қишлақлирида йүз бәргән болуп, коммунист қизил армийә әскәрлири 14 яштин юқири болған әрләрни бир йәргә топлап, коллектип һалда плимотта оққа тутқан.
Қизил армийиниң бу қирғинчилиқиға сәвәб болған амил 1917 - йили бир қисим уйғурлар совет һакимийитигә қарши чиққан казак руслири билән бирлишип, қозғилаң көтүрүп, алмута қорғинини мудапиә қилип, қизил армийә билән уруш қилған иди. Әнә шуниң нәтиҗисидә қизил армийә өч елиш үчүн уйғурларға һуҗум қилди.
Қазақистанда яшаватқан көрүнәрлик уйғур алими, доктор рабик исмайилоф әпәнди "ату вәқәси"ниң уйғурларға еғир паҗиә елип кәлгәнликини билдүрди.
Бирақ, сабиқ совет иттипақи һөкүмити өзлириниң мәзкур қирғинчилиқини 70 йилға йеқин вақит хәлқтин йошурған һәмдә бурмилап чүшәндүргән болуп, йеңи әвлад қазақистан уйғурлири һәмдә уйғур елидики уйғурлар мәзкур вәқәдин хәвәрсиз қалған иди.
Совет иттипақи йемирилгәндин кейин, мәзкур дөләтниң нурғун ялғанчилиқлири паш болди шуниңдәк "ату вәқәси"ниң әсли маһийитиму ашкара һалда мәтбуатларға чиқти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.