Дуня уйғур қурултийи даимий комитети йиғини таллинда башлинип мюнхенда ғәлибилик ахирлашти
2011.09.30

Бу йиғинға дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди, сейит түмтүрк әпәнди, баш катип долқун әйса әпәнди, д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди, баш катип муавини туйғун абдувәли әпәнди, дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентида турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәнди вә дуня уйғур қурултийи тәптишлиридин хәйруллаһ әфәндигил әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң японийидики баш катипи илһам мәхмут әпәнди қатарлиқ 12 киши қатнашти.
Дуня уйғур қурултийиниң даимий комитети йиғинида иҗраийә комитети әзалири шәрқий түркистан алий кеңиши йиғинида мақулланған қарарларниң иҗра қилиниш әһвали, д у қ ниң 6 айлиқ хизмәт доклати, бундин кейинки хизмәт пилани вә тәшкили- интизам мәсилиси һәққидә музакирә елип берип бәзи қарарлар мақулланған.
Бу йиғин һәққидә техиму көп мәлумат елиш үчүн дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди, муавин рәис сейит түмтүрк әпәнди вә мәмәт тохти әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.