Аммивий ахбарат васитилири уйғурлар һәққидә немә дәйду?
2012.12.21
Йеқинда “йеңи шәрқ обзори” журнилида бесилған юлия чмеленкониң “йеқин шәрқ долқунлири хитайға немә елип кәлди?” һәм “еврасиянет” агентлиқи елан қилған мәркизий асия, кавказ вә йеқин шәрқ мәсилилири бойичә мутәхәссис джошуа кучераниң “хитай мәркизий асияда қандақ мәқсәтләрни көзләйду?” намлиқ мақалилиридә уйғурлар һәққидиму пикирләр берилгән.
“йеқин шәрқ долқунлири хитайға немә елип кәлди?” дегән мақалидә хитайниң тибәттики өз мәвқәсини йәниму мустәһкәмләш мәқситидә бу әлдә хитай мәдәнийити вә әнәнилирини техиму сиңдүрүш, тибәт мустәқиллиқини тәләп қиливатқан күчләргә қарши күрәшни күчәйтиш, тибәтни асасий киримидин, йәни саяһәт содисидин мәрһум қилишқа охшаш һәрикәтләрни әвҗ алдуруватқанлиқи, амма буниң арқилиқ хитайниң өзигә өзи зиян йәткүзүватқанлиқи, хитай иқтисадиниң бүгүнки күндә чоң мәсилиләр алдида турғанлиқи илгири сүрүлгән. Мақалә аптори мутәхәсссиләрниң тәхминлиригә таянған һалда, хитай иқтисадиниң тәрәққиятида пат йеқинда төвәнләш әһвали йүз беридиғанлиқини тәкитлигән. Й. Чмеленко хитайниң әнә шундақ иқтисадий кризис алдида тибәткә чәтәллик саяһәтчиләрниң киришини тосуғанлиқиниң, биринчи новәттә тибәтниң иқтисадиға зиян йәткүзгәнликини, буниңдин ташқири чәтәллик саяһәт компанийилириниңму буниңдин зиян тартиватқанлиқини ейтқан. Шу сәвәбтин тибәттә хитайниң бу сияситигә қарши һәрикәтләр бара - бара күчийиватқан болсиму, хитай даирилириниң уларни қаттиқ бастуруватқанлиқи тәкитләнгән. У мундақ дәп язиду: “шуни ейтиш керәкки, тибәт синарийиси бойичә тәртипсизликләр шу җүмлидин хитайниң ғәрбий қисмиға орунлашқан шинҗаң уйғур аптоном районидиму йүз беришкә башлиди. Бу районда уйғурлар вә хитайлар оттурисидики қариму - қаршилиқлар күчәймәктә. Уйғур милләтчилириниң асаси мәқсити - хитайдин бөлүнүш вә өзиниң ислам дөлитини қуруш.”
Мақалә аптори шундақла, әгәр хитай тибәткә йәниму шундақ бесим көрсәтсә, у вақитта нөвәттики қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беридиғанлиқини вә мәмликәттики иқтисади шараитниң кәскинлишиши билән биллә башқа районларниңму тибәткә әгишидиғанлиқини әскәрткән.
Әмди д. Кучераниң “хитай мәркизий асияда қандақ мәқсәтләрни көзләйду?” намлиқ мақалисидә мәркизий асия вәзийити беваситә уйғур елидики әһвал билән бир мәвқәдә қаралған. Униңда хитайниң мәркизий асияда турубилар вә һәр хил обйектлар селип, шундақла дипломатийилик вә мәдәний алақиләр орнитип, актип рол ойнаватқанлиқи тәкитләнгән. “шуниң билән бир қатарда, - дәп язиду аптор, - бейҗиң тәкәббурлуқ сияситини раваҗландуруп, районда хитайниң чоң миллити - хән хәлқини орунлаштурушни риғбәтләндүрүп, йәрлик аһалә уйғурлар тәрипидин қозғалған милләтчилик һәрикәтлирини қәтий рәвиштә бесиқтуруп, оттура асия билән чегридаш тәшвишлик шинҗаң үстидики өз назаритини күчәйтмәктә”.
Д.Кучера хитайниң ғәрб сияситиниң асасий сәвәбини чүшинишниң оңай әмәсликини ейтип келип, алимлар вә анализчиларниң бу мәсилидә икки мәвқәдә турғанлиқини оттуриға қойиду. Хитай уйғур елидин мәркизий асияни иқтисади җәһәттин бесивелиш мәқситини әмәлгә ашуруш үчүн пайдиланмақта яки иккинчидин, бейҗиң уйғур елини хитайниң қалған йеригә техиму бағлавелиш мәқситидә мәркизий асия билән алақилирини мустәһкәмлимәктә. Мақалә аптори хитайниң, болупму сабиқ оттура асия сөвет җумһурийәтлири билән болған енергийә алақилириниң шундақла бу мәмликәтләрдики транспорт йоллирини йеңилаш, уларниң иқтисадиға мәбләғ селиш, узун муддәтлик қәриз бериш һәрикәтлириниң вә башқиму лайиһәлириниң немә мәқсәтни көзләватқанлиқини чүшәнгили болмайдиғанлиқини билдүргән.