Уйғур елидә яшанғанлар параванлиқ капалитигә игә әмәс

Яшанғанларға көңүл бөлүш, уларниң ахирқи өмрини хатирҗәм яшаш шараити вә капалитигә игә қилиш - һәр қандақ бир дөләт вә җәмийәтниң иҗтимаий параванлиқ системиниң муһим бир қисми. Әң йеқинқи санлиқ мәлуматларға қариғанда, уйғур елидики 60 яштин ашқан яшанғанлар нопуси икки милйон 330 миңдин ашиду. Гәрчә уйғур елидә нопусниң қериш нисбити юқирилап, 2010 - йилидин башлапла яшанғанлар дәвригә киргән болсиму, һазирға қәдәр бу вәзийәткә мас келидиған яшанғанлар параванлиқ системиси бәрпа қилинмиған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.08.07
qeshqerdiki-palech-uyghur-kishi-305.png Игә-чақисиз кочида қалған бир паләч уйғур киши
AFP


яшанғанлар параванлиқ хизмити вә орган қурулушидики йетишәлмәслик һәмдә йетәрсизликләр, уйғур ели җәмийитидә яшанғанлар нопусиниң тез сүрәттә көпийиши билән уларниң һоқуқ - мәнпәәтиниң капаләткә игә қилинишида зор бошлуқ яратқан болуп, бу уйғур елидә ялғуз вә йетим яшанғанларниң интайин кәскин вәзийәттә икәнликини көрситип бериду. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған мәлумат диққитиңларда болсун.

Йеқинда ечилған хитай - 11 нөвәтлик хәлқ қурултийиниң - 27 даимий һәйәт йиғинида, яшанғанлар параванлиқ орунлирини кеңәйтиш һәмдә уларниң һоқуқ - мәнпәәтини капаләткә игә қилиш һәққидә тәклип сунулуп, бу һәқтә тунҗи қарар лайиһиси түзүп чиқилған. Хитай даирилири буниңдин кейин узундин буян һәл болмай келиватқан яшанғанлар күтүнүш вә беқилиш мәсилисигә мунасивәтлик санаторийә һәмдә параванлиқ орунлириниң қурулушиға, уларниң қанунлуқ һоқуқ мәнпәәтини қоғдашқа мәхсус мәбләғ вә күч аҗритидикән.

Буниң үчүн алди билән, яшанғанларниң һоқуқ мәнпәәтини һәқиқий түрдә капаләткә игә қилидиған қанун - низам қурулушини күчәйтиш, һәр бир шәһәр,наһийиләрдә мәхсус яшанғанлар санаторийиси қурғандин башқа, яшанғанлар аилисигә дөләттин берилидиған системилиқ ярдәм түзүлмиси қатарлиқ усуллар арқилиқ яшанғанларни ғәм ғуссидин хали қилиш һәмдә мәһәллә, коча башқармилирида мәхсус яшанғанлар үчүн паалийәт сорунлири қурулуши елип берип, һәр йили яшанғанлар хизмитини тәкшүрүп тәтқиқ қилишқа охшаш яшанғанлар хизмитини тәрәққий қилдуруп, сестимилиқ механизмға киргүзүш қатарлиқлар пиланға киргүзүлгән.

яшанғанлар хизмити хитай җәмийитидики кризисқа учраватқан мәсилиниң бири. яшанғанлардин хәвәр елиш бир дөләт, бир һөкүмәтниң асаслиқ иҗтимаий параванлиқ хизмитиниң бири. Шундақла бу тәңпуң, мукәммәл әмәлиләштүрүшкә муһтаҗ бир хизмәт.Хитай нопус җәһәттә яшанғанлар нисбитиниң барғанчә ешишидәк, нопус тәңпуңсизлиқ мәсилисигә дуч келиватқиниға 10 йиллар болди, әмма һазирға қәдәр хитайда яшанғанлар нопусиниң тәрәққиятиға мас һалдики параванлиқ система бәрпа қилинмиған. Йәни яшанғанларниң һалидин хәвәр елиш мәҗбурийитини ада қилишта, “аилә асас, җәмийәт тирәк, органлар капаләт” болуштәк миханизим техи әмди қурулуш басқучида. Шундақла параванлиқ орунлири һәмдә хизмитидә охшимиған сүпәт мәсилилири мәвҗут. Буниң билән яшанғанларниң һоқуқ мәнпәәтиниң капаләткә игә қилиниши кәскин мәсилиләргә дучар болуп кәлгән.

Җүмлидин уйғур елиниң вәзийитигә нәзәр салсақ, уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийисиниң 2010 - йил ахиридики тәкшүрүш доклатидин мәлумки, 2010 - йилидин башлап уйғур ели нопуси яшанғанлар дәвригә киргән болуп, уйғур елиниң 14 вилайәт, шәһәр, наһийилиридә аммиви вә һөкүмәт тәрипидин қурулған яшанғанлар санаторийә һәмдә параванлиқ орунлириниң сани 117болуп, турушлуқ яшанғанлар 3124 нәпәр икән. Шундақла буларниң 90% идин артуқини хитай миллити игиләйдикән.

Һалбуки, хитайниң 2011 - йилидики нопус тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, уйғур елидики 60тин ашқан яшанғанлар нопуси 2милйон 335миң 400 киши болуп омумий нопусниң 10ү8%тини игиләйду. Әмма яшанғанлар нопуси билән һөкүмәтниң мас параванлиқ хизмитидә зор тәңпуңсзлиқ мәвҗут.

Хитай хәлқ ишлири ториниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптонум районлуқ сиясий кеңәшниң - 10 нөвәтлик - 5 омумий йиғинида, сиясй кеңәш әзаси миң вей мунуларни оттуриға қойған болуп: “уйғур аптоном районида яшанғанлар санаторийилири аз вә карват йетишмәслик узундин буян давам қилип кәлгән. Һазир бар болған яшанғанлар параванлиқ орунлириниң бәзи бир қисми һөкүмәт хәлқ ишлири идарилириниң башқурушида болсиму, күп қисми шәхси яки коллектип игиликидики санаторийә орунлири болуп, баһа, сүпәт, башқурушта охшимиған мәсилиләр һәм тәңпуңсизлиқлар мәвҗут болғачқа, бу җайлардики яшанғанларниң һоқуқ - мәнпәәтиниң капаләткә игә болуши хирсқа учрап кәлгән.

Көп сандики яшанғанлар ялғуз, беқимсиз, капаләтсиз қалған. яшанғанларни күтүш орунлири кәмчил болғандин сирт, күткүчи һәм мәхсус хадимлар кәмчил. Һәмдә һөкүмәтниң бу параванлиқ орунлириға аҗратқан мәблиғи чәклик болғачқа, хадимларниң мааши төвән, параванлиқ орунлириниң турмуш, давалиниш, йимәк - ичмәк сүпитидики пәрқләр зор. яшанғанлар хизмитидә көп тәрәплимә йетәрсизлик бар, яшанғанларниң парванлиқ хизмитиниң асасини қурушта, алди билән параванлиқ орунлириниң тәрәққият қурулушини чиң тутуш билән тәң бу орунларға керәклик хадимларни тәрбийиләш вә сәпләшни күчәйтиш зөрүр”

Хотәнниң лоп наһийисидин йеқинда зияритимизни қобул қилған 75 яшлиқ ялғуз аял һөкүмәтниң айда беридиған қутқузуш пули биләнла һаят кәчүрүшниң мумкин әмәсликини, турмушниң қаттиқлиқидин өзи ишләп җан беқишқа мәҗбур икәнликини билдүргән иди :

Өткән йили 12 - айда қарамайда ечилған шинҗаңдики яшанғанлар иҗтимаий капаләт системиси қурулуши системиси йиғинида, уйғур аптоном райони һөкүмити муавин рәиси зәпәр һәбибулла охшаш мәсилини оттуриға қойған болуп, “уйғур елидә яшанғанлар нопуси йилиға 4.36% Тезликтә ешиватқан шараитта, бундин кейинки бир мәзгилдә яшанғанлар хизмитидики кәскин риқабәтни йеңиш үчүн һөкүмәт, җәмийәт, амма бирликтә яшанғанлар хизмитини йеңи бир сәвийә, йеңи сүпәт,йеңи бир қәдәмдә раваҗландуруш керәк. Болмиғанда кейинки йигирмә - оттуз йил җәрянида яшанғанлар нопусиниң ешишиға әгишип җәмийәтниң бесимиму артиду, яшанғанлар вәзийити техиму кәскинлишиду....” дегән иди.

Хитай җәмийити яшанғанлар параванлиқ хизмитидә учраватқан бу кризис, әмәлийәттә хитайниң мукәммәл болған мәмурий башқуруш механизми орнитиш қәдиминиң обйектип тәрәққиятқа йетишәлмәй қалғанлиқини вә қанун - түзүм қурулушида назарәт миханизиминиң яхши җари қилдурулмайватқанлиқини көрситип бәрмәктә. Бу һәқтә тохталған америкидики уйғур зиялий мәмәт тохти, хитайда яшанғанлар хизмитидә һасил қилған бу ючуқниң хитай һакимийитигә тәһдит елип келәләйдиған бир чоң хирс икәнликини көрсәтти:

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.